Архип
2008-08-14
Бүгүн, бейҗиңда 8 - айниң 8 - күни өткүзүлүшкә башлиған олимпик мусабиқисиниң үчтин бири түгәп қалған вақитта, хәлқарада учур вастилири елан қилған хәвәр вә мулаһизиләрдә йәнила бейҗиң олимпик мусабиқиси вә буниңға қаршилиқ көрситилгән тибәт, уйғур мәсилиси гәвдиләндүрүлди. Бу мәсилиләр берип хитай һазир инақ җәмийәт қуруватамду яки немә қуруватиду дегән мәсилигә тақалди.
2008-08-14
2008 - Йили 8 - айниң 8 - күни әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида елип берилған намайишта өзиниң хитайға болған наразилиқини ипадиләш, хитайни әйибләш, уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумни дуня җамаәтчиликигә йәткүзүш мәқситидә һаятий хәвп - хәтәргә қаримай өзигә от қойған мәмәт турсун әпәнди әнқәрә нумунә дохтурханисида даваланмақта.
2008-08-14
4 - Авғуст қәшқәрдә һәм 10 - авғуст кучада йүз бәргән бир қатар вәқәләр чәтәлләрдики уйғурлар арисидиму түрлүк инкасларни қозғимақта. Бишкәктә яшайдиған бир уйғур аял бу вәқәләрни аңлиғандин кейин, инкас қайтуруп, мәзкур вәқәләрни өз вәтинидики түрлүк бесимлар билән бағлап чүшәндүрди.
2008-08-14
Мунапиқлар қайси милләт вә қайси җайда болмисун, улар һаман өз хәлқиниң мәнпәәтлирини зиянға учритиш йолида иш елип бариду. Шу сәвәбтинму улар инсанларниң һәмишә нәпритигә учрапла туриду. Бу мунапиқларни қолланған бесимдарларму уларни сөймәйду. Вақти кәлгәндә уларни өз қоли билән йоқ қиливетиду.
2008-08-13
Бир қисим мәтбуатларда қәшқәр шәһиридики сәмән йоли, яманяр йезиси вә куча наһийисидә хитай бихәтәрлик күчлиригә қарши елип берилған йеқинқи һуҗумларда чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң роли бар - йоқлуқи яки уларниң тәсиригә учриған - учримиғанлиқи талаш - тартиш қилинмақта.
2008-08-13
" Қени хитай, олимпик бихәтәрликини қоғдаш үчүн 100 миң әскәр айриған идиғу? қени хитай бихәтәрлик үчүн башқурулидиған бомба системиси орунлаштурған идиғу? қени хитай йәрдә қапқан, асманда қурған идиғу?"
2008-08-13
Русийә қораллиқ қошунлириниң 8 - авғустта грузийигә қаратқан һуҗумлири нәтиҗисидә, русийә армийиси җәнубий ассетийә районлирини ишғал қилғандин сирт йәнә грузийиниң ғәрбий тәрипигә ичкириләп кирип, пайтәхт тиблисқа йеқинлашқан җиддий бир пәйттә явропа иттипақини өз ичигә алған ғәрбниң арилишиши билән русийә билән грузийә арисидики уруш тохтап, икки тәрәп арисида сөһбәтлишиш вәзийити яритилди.
2008-08-13
4 - Авғуст күни қәшқәрдә, 10 - авғуст күни кучада, 12 - авғуст күни қәшқәр йеңишәһәрдә йүз бәргән хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси дуня җамаәтчиликиниң диққәт итибарини қозғимақта. Дуня мәтбуатлири бу хәвәрни анализ шәклидә бәрмәктә.
2008-08-13
Әнглийидә чиқидиған "вақит " гезитиниң асияда турушлуқ мухбири росемарй риғтәрниң мәзкур гезиттә "хитай террорлуқ тәһдитигә дуч кәлдиму?" намлиқ мақалиси елан қилинди. Бу мақалидә, хитай даирилириниң уйғурларни террорчи қилип көрситиш урунушлири вә уйғур районида хитай даирилиригә қарши һәрикәтләрниң қайтидин баш көтүрүшидики сәвәбләр һәққидә тәһлил елип берилған.
2008-08-13
Хитайниң бейҗиң олимпики башлиниши билән тәңла уйғур дияриниң вәзийитидә йүз бериватқан җиддий вәқәләр һәққидә уйғур дияридин алмутиға чиққан өзини ашларилашни халимиған бир уйғур киши радиомизниң қазақистанда турушлуқ мухбириға мәлумат берип, " қанлиқ вәқәләрниң келип чиқишиға пүтүнләй хитай һөкүмити сәвәбчи болуватиду, " дәп көрсәтти.
2008-08-13
Уйғурлар қуран кәримни наһайити бәк улуғлайду. Улар қуран кәримни таһарәтсиз тутмайду, таһарәтсиз оқумайду. Уни оқуғанда һөрмәтлигәнликтин, көксиниң үстидә егиз тутуп туруп оқуйду. Уни сақлиғандиму өйлириниң әң егиз җайлирида қоюп сақлайду. Қуран оқулған җайда әдәб билән олтуруп уни ихлас билән тиңшайду.
2008-08-12
Бүгүн әтигән қәшқәрдә йәнә вәқә чиқти. Вәқәдә йеңишәһәр наһийисиниң яманяр йезисида йол тәкшүрүватқан хитай аманлиқ хадимлири һуҗумға учриған. Һуҗумда, 3 нәпәр аманлиқ хадими боғузлап өлтүрүлгән. Бир нәпири яриландурулған.
2008-08-12
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасими 8 - айниң 8 - күни кәч саәт 8 дин 8 минут өткәндә интайин һәшәмәтлик өткүзүлди. Бу мурасимниң өткүзүлүши үчүн коммунист хитай һөкүмити буниңдин бир нәччә йил бурунла тәйярлиқ қилишқа башлап, мушу бир мурасим үчүнла 400 милярд йүән пул сәрп қилди. Буниңға сәпәрвәр қилинған адәм сани чәксиз.
2008-08-12
Көзитиш тор бети, 2008 - йили 8 - айниң 8 - күни норвегийә "тибәт авази" радиосиниң хәвәрлиридин нәқил кәлтүрүп мундақ көрсәтти: йәр шари хәлқи 8 - айниң 7 - күнини мәшәл яндуруп тибәткә ярдәм бериш күнигә айландурди. Муһаҗирәттики тибәтләр вә тибәтләрни қоллайдиған 48 дөләт вә районда мәшәл яндуруп, паалийәт елип берип, җуңго рәһбәрлиригә "кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш мукапати" тарқатти.
2008-08-12
4 - Авғуст қәшқәр вәқәси вә 9 - авғуст куча вәқәси қатарлиқ уйғур диярида йүз бәргән бир қатар вәқәләр бүгүн дуня ахбарат саһәсидә қиззиқ темиларниң биригә айлинип, уйғурларға аит кәң даирилик муназирә вә мулаһизиләргә йол ечип бәрди.