Архип
2011-07-31
Хитай вә чәтәл ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири қәшқәр шәһиридә хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән . Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, вәқәдә хитай тәрәптин 8 киши өлгән, 28 киши яридар болған.
2011-07-29
Хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимисидә, уйғур елидә игилик билән шуғуллинидиған көчмән хитайларға етибар берип, хитай карханилири игиливалған йәрләрдин һәқ елинмайдиғанлиқини билдүрди.
2011-07-29
Дуня уйғур қурултийи мәзкур пилан һәққидә пикир баян қилип, чәтәл ширкәтлири уйғур районида қурулуш елип беришта ойлишишқа тегишлик нуқтиларни көрситип өтти.
2011-07-29
Дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди мустафа дәстичи әпәндини зиярәт қилип, йеңи вәзиписидә мувәппәқийәтлик болушини тилиди вә рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзди.
2011-07-29
Франсийә авази радиоси 18-июл хотән вәқәсини тәшвиқ қилған бирдин - бир ахбарат қанили болмисиму, хитай һөкүмити вә пуқралири униңға һақарәтлик һуҗумларни қилди.
2011-07-28
Чәтәл мутәхәссислири хотән вәқәсини районниң бурунқи вә һазирқи вәзийитигә бағлап тәһлил қилип, навағ сақчиханисиға қилинған һуҗумниң террорлуқ әмәсликини баян қилди.
2011-07-28
Һәрқайси дөләтләрдин “әркинлик лоңқиси” ни талишиш мусабиқисигә кәлгән уйғурлар 28-июл голландийидики уйғурлар билән бирликтә голландийидә турушлуқ хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди.
2011-07-28
Хитай һөкүмәт даирилири уйғурларниң диний етиқадиға қаратқан түрлүк сиясәтләр сәвәблик, уйғурларниң дуня мусулманлириға охшаш роза пәризини нормал ада қилиши чәклимиләргә учримақта.
2011-07-28
Хитайда йүз бәргән “дуня бойичә әң илғар юқири сүрәтлик пойиз” соқулуш вәқәси дуняниң әң көп диққитини тартқан, йәнә бир мәнидин ейтқанда, хитайниң абруйини әң қаттиқ төккән чоң вәқәләрниң бири.
2011-07-28
Канада алдамчилиқ йоллири арқилиқ канада пуқраси салаһийитигә еришкән 1800 кишиниң салаһийитини бикар қилишни пиланлимақта.
2011-07-28
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати 7-айниң 26-күни ахбарат елан қилип, хитайда күнигә 500 қетимдин артуқ зор көләмлик қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз бериватқанлиқини җакарлиди.
2011-07-27
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенрий шаҗәфиски уйғурлар вә шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилати һәққидә мақалә йезип, дуня җамаәтчиликини уйғурларни қоғдашқа чақирди.
2011-07-27
Уйғур елиниң хотән районида йүз бәргән қанлиқ паҗиә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә, шу җүмлидин қазақистанда яшаватқан уйғурларниңму қаттиқ ғәзәп-нәпритини қозғимақта.
2011-07-26
Америка штаб башлиқлири бирләшмисиниң рәиси майк муллен америкиниң дөләт хәвпсизлик истратегийисини шәрһлиди вә америкиниң бир тинч окян дөлити икәнликини һәмдә кәлгүсидиму шундақ болидиғанлиқини билдүрди.
2011-07-26
Муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң ишчанлиқи, интизамчанлиқи вә дуруслуқи билән өз дөләтлиридики йәрлик аһалиләрниң қизғин қучақ ечишиға вә иззәт-һөрмитигә еришип кәлмәктә.