Архип
2012-12-14
Тунистин башланған әрәб баһари сүрийигә келип тохтап қалғандин кейин, сүрийә хәлқиниң вәзийити күндин - күнгә яманлишишқа башлиған иди.
2012-12-14
1955 - Йили уйғур елидин көчүп келип, қирғизистанниң чүй велайити соқулуқ наһийиси комсомул мәһәллисигә иминахун акиниң җан көйдүрүп ярдәм бериши нәтиҗисидә йәрләшкән 50 нәччә өйлүк уйғур җамаити, 60 йилға йеқин вақиттин буян һалал миһнәт билән юртини гүлләндүрүп, һазир 250 өйлүктин ашти.
2012-12-13
Бу йил 6-айниң 6-күни, 40 яшлиқ ана туқиз нурахмәт 3 балиси билән бирликтә үрүмчи дөңкөврүктә кочида меңип йүрүп кечини таң атқузиду, чүнки у иҗаригә олтуруватқан өйидин қоғланған.
2012-12-13
Хитай даирилири уйғур елидә бу йил “йолни раванлаштуруп, хәлқни бейитиш” қурулуши намида мәркәзлик һалда йеза вә тағлиқ кәнтләрниң йоллирини раванлаштуруш қурулуши елип беришқа башлиған иди вә буниңға 90 милйон йүәнгә йеқин мәхсус мәбләғму аҗратқан, әмма қағилиқ наһийисидики йол қурулушлири әмәлийәттә деһқанларни башқидин һашарға тутуш баһаниси болмақта икән.
2012-12-13
Америка дөләт мәҗлиси алдинқи күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитайдин лю шявбони өз ичигә алған барлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни, америка һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди.
2012-12-13
Илһам тохти әпәнди йеқинда хоңкоң “қуяш вақти һәптилик гезити” ниң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити вә уйғурларниң хитай дөлитидики орни қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохтилип, нөвәттә уйғурлар билән хитайлар оттурисидики түп пәрқниң һоқуқ мәсилиси икәнликини тәкитлигән.
2012-12-13
Әнглийиниң пайтәхти лондонда 12-декабир сәйшәнбә күни, хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән тибәт, уйғур вә хитай достлуқ җәмийити тәрипидин “бүгүнки хитайдики мәдәнийәт тосқунлуқи” намлиқ әдәбият-сәнәт паалийити өткүзүлди.
2012-12-13
Бултур малайшиядин қайтурулған 11 уйғурға “дөләтни парчилашқа урунуш җинайити” артилип, охшимиған қамақ җазаси берилгәнлики мәлум. Әмма, җазаланғучиларниң аилә тавабиатлири вә достлири буниңға наразилиқ билдүрүп уларниң гунаһсиз икәнликини илгири сүрди.
2012-12-13
Нөвәттә уйғур аптоном районидики алий маарипниң ич йүзидә немиләр йүз бериватиду? алий мәктәп оқуғучилири, болупму уйғур оқуғучилар идийә вә сиясий җәһәттин қандақ контрол қилиниватиду?
2012-12-12
Уйғур паалийәтчилириниң инкас қилишичә, “уйғур” дегән нам вә шәрқий түркистан мәсилиси дуня мәтбуатлириниң диққитини тартқан һаман хитай һөкүмити террорист аталғусини қайта ишләтмәй қалмайду.
2012-12-12
Йеқинда турпан шәһәр мәркизидики мәзкур сода базириға от кетип, уйғур тиҗарәтчиләр зор иқтисади зиянға учриған болсиму, лекин йәрлик һөкүмәт һечқандақ ярдәм қилмиған. Бәзи уйғур тиҗарәтчиләр бу хил қош өлчәм, иттипақлиқ вә муқимлиққа зиянлиқ икәнликини билдүрмәктә.
2012-12-12
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи нурмуһәммәт мусабай 1985-йили үрүмчидә йүз бәргән оқуғучилар намайишиға баштин ахири қатнашқан һәмдә хитай һөкүмәт даирилири билән болған сөһбәтләргә иштирак қилған иди.
2012-12-12
Канада баш министири стефен харпер мушу айниң 7-күни, канаданиң әң чоң нефит ширкити-нәксен тәбиий газ вә нефит ширкитини хитайға сетишни тәстиқлиғанлиқини, әмма хитайға нурғун чәклимә характерлик шәртләрни қоюп үстүнлүкини егилгәнликини билдүрди.
2012-12-12
8-Декабир, японийиниң шига университетида, мәзкур университет билән әнглийә кембриҗ университетиниң саһибханилиқида “хитайниң сиясий ислаһати вә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи-аталмиш иккинчи қетимлиқ миллий сиясәт” темисида хәлқаралиқ бирләшмә илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2012-12-12
Түрк университетлирида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күнсери күчәймәктә. Һәр айда бир университетта уйғур мәсилиси һәққидә доклат бериш йиғини вә рәсим көргәзмиси өткүзүлмәктә.