Архип
2012-04-30
Әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңниң нәзәрбәндтин қечип чиққанлиқ вәқәси дуня ахбарат васитилиридики әң қизиқ темиларниң бири болуп қалди.
2012-04-30
Бо шиләй делосиға йәнә бир сиясий бюро даимий әзаси четилидиғанлиқи ашкариланди. Бу, хитайниң юқири қатлимидики һоқуқ урушини давамлиқ җиддийләштүрмәктә.
2012-04-30
25-Апрел үрүмчидә ечилған телевизийилик телефон йиғинида уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри йәнә бир қетим иҗтимаий муқимлиқ шоарини товлиди.
2012-04-30
Мәдинә мунәввәрә кутупханиси сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики пәйғәмбәр мәсчитиниң ичидин орун алған болуп, нурғунлиған тарихий надир әсәрләр вә қәдимий ислами китабларға бай икәнлики билән мәшһурдур.
2012-04-30
Бишкәктики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, шәрқий түркистан җумһурийити армийисиниң офитсери мәрһум яқупһаҗи елийоф вапатиниң бир йиллиқ мунасивити билән нәзир-чирағ өткүзүп, мәрһумни хатирилиди.
2012-04-27
Хитай җ х министирлиқи мушу айниң 6 - күни баянат елан қилип 3 - қетимлиқ террорчилар тизимликини елан қилған вә чәт дөләтләрни бу тизимликтики кишиләрни тутуш үчүн ярдәмгә чақирған иди. Мәзкур тизимликкә қарита мушу айниң 19 - күни Youtube торида түркистан ислам партийиси намида бир баянат елан қилинди.
2012-04-27
Хәлқара уруш җинайити мәһкимиси либирийә җумһурийитиниң сабиқ рәиси чарлес тайлорға инсанийәткә қарши җинайәт ишлигүчи вә уруш җинайәтчиси дәп һөкүм елан қилди.
2012-04-27
Хитай дөләт мудапиә министирлиқи учур - ахбарат идарисиниң башлиқи гең йәншең 4 - айниң 26 - күнидики ахбарат йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән, у җаваб бәргән биринчи мәсилә - хитай армийиси қәғәз әҗдиһарму дегән мәсилә.
2012-04-27
Чәтәлләрдики көчмән хитай мүлүкдарлириниң зор бир қисминиң, хитайдики коммунист әмәлдарларниң пәрзәнтлири һәм уруқ - туғқанлири икәнлики, чәтәлләрдики хитай демократлири тор бекәтлиридики асаслиқ муназирә темилириниң бири иди.
2012-04-27
4 - Айниң 24 - күни билгийидики лиювин универиситети түрк оқуғучилар җәмийитиниң уюштуруши билән лиюн универисиитетниң иҗтимаи вә сияси факолтетиниң йиғин залида "тарихтин бүгүнгичә шәрқий түркситан мәсилиси" дегән темида йиғин өткүзүлди.
2012-04-27
Алматада яшаватқан пишқәдәм уйғур зиялийси, әдәбият, маарип саһәсидики тәтқиқат нәтиҗилири билән тонулған алим рабик исмайил әпәнди, радиомиз мухбириниң зияритини қобул қилип, әйни чағдики совет иттипақи, бүгүнки қазақстан тәвәсигә көчүп кәткән уйғурларниң тарихи сәргүзәштилири вә ато паҗиәси һәққидә тохталди.
2012-04-26
Үрүмчи нефит химийә санаәт баш завутиниң бирдин-бир уйғур алий инженери давут ибраһимниң сирлиқ өлүми һәққидә йәнә учурлар ашкариланди.
2012-04-26
Шихәнзә шәһириниң кона базар мәһәллисидики аһалиләрниң инкас қилишичә, йеқинда шихәнзидики қимарханиларниң һәммиси тақалған. Бәзи аилиләргә тартқан зийининиң бир қисми төләп берилгән.
2012-04-26
Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси икки уйғурниң әл-салвадорға орунлаштурулуши билән америка-хитай арисида йәнә бир қетим наразилиқ пәйда қилди.
2012-04-26
Бүгүн хәлқарада учур васитилири, бо шиләй вәзипидин қалдурулуштики асасий сәвәб тоғрисида охшимиған көз қарашларни елан қилди.