Архип
2012-06-29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә давам қиливатқан 20 - нөвәтлик омумий йиғиниға дуня уйғур қурултийиға вакалитән қатнишватқан майк әпәнди уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини йәнә бир қетим оттуриға қоюш пурситигә еришкән.
2012-06-29
Хитай сақчилири 5 - июл вәқәсидин кейинки өй ахтурушлири давамида 55 яшлиқ ана рабийгүл ясинни оқ етип яриландурған вә бу хәәвәр техи йеқиндила радиомиз тәрипидин дуняға ашкариланған иди.
2012-06-29
Хитай мәтбуатлирида деһқанларниң демократик усулда кәнт башлиқлирини сайлап чиқиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилмәктә. Ундақта нөвәттә хитайда йезиларда һәқиқәтән демократик усулда кәнт башлиқи сайлаш омумлаштиму? уйғур йезилиридики кәнт башлиқи сайламлири қандақ елип бериливатиду?
2012-06-29
Йеқинқи йиллардин бери, дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә көп санда китаб нәшр қилинди. Буларниң ичидә йеқинда японийә шинчо нәшрияти тәрипидин японийә доләт мудапиә үниверситетиниң оқутқучиси профессор доктор татәяма рийоҗи әпәнди язған "дунядики динларниң хәритиси" намлиқ китабта "өзлүксиз мустәқилиққа интиливатқан шинҗяң уйғур аптоном райони" мавзулуқ бөлүми оқурмәнләрниң диққитини қозғимақта.
2012-06-29
Түркийидә чиқидиған түркийә гезитиниң 2012 - йили 29 - июндики санида "чоң паҗиәниң қурбанлири албанийидә" дегән темида бир зиярәт хатириси елан қилинди. Бу зиярәт хатирисидә гуәнтанаму түрмисидин қоюп берилип албанийидә яшаватқан уйғурларниң иҗтимаи түрмуш һаяти вә арзу - истәклири тоғрисида улар билән елип барған соһбәткә орун берилгән.
2012-06-28
Америкидики атақлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати-әркинлик сарийи пәйшәнбә күни өзиниң 2012-йиллиқ доклатини елан қилип, дунядики бир йүз нәччә дөләтниң өткән бир йиллиқ сиясий һоқуқ вә пуқралар әркинлики җәһәттики әһвалини баһалап чиқти.
2012-06-28
Хитай даирилири ғайиблар һәққидә ялған һекайә тоқушқа башлиди.
2012-06-28
Кан йезиси деһқанлириниң әрзи йәрликтә қобул қилинмиғачқа, күндин-күнгә еғирлишиватқан парихорлуқ қилмишидин ғәзәпләнгән деһқанлар юқири орунларға әрз қилиш йолини тутқан вә парихор әмәлдарларниң қилмишлирини мәтбуатларға ашкарилиған.
2012-06-28
"йәр шари вақит гезити" бүгүн хитай мутәхәссислириниң җәнубий деңизда йүз миң белиқчини "хәлқ әскири" гә айландуруп, әтраптики қошна дөләтләргә қарши хәлқ уруши қозғаш тәшәббусини елан қилди.
2012-06-28
Дуня уйғур қурултийи сәуди әрәбистанға алаһидә вәкил әвәтип, сәуди әрәбистандики уйғурлардин һал сораш билән бирликтә өткән ай японийидә чақирилған 4-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң роһини йәткүзди.
2012-06-28
Хоңкоң ахбарат саһәси хадими 26-июн күни елан қилған хитай рәиси ху җинтав вә баш министир вен җябав һоқуқ йүргүзгән 10 йил ичидә қолға елинған сиясий мәһбусларниң тизимлики тәркибидин уйғурларму орун алған.
2012-06-27
Хитай аманлиқ даирилири буниңдин 4 күн илгири үрүмчидә кимлик тәкшүрүшкә наразилиқ билдүргән икки уйғурни "бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилидиған, мустәқиллиқ тәләп қилидиған тәшвиқат вәрәқилирини сақлаш" җинайити билән әйибләп, рәсмий қолға алған.
2012-06-27
Чапчал наһийиси кан йезисидин бейҗиңға кәлгән әрздар дилмурат муслин өз йезисидики деһқанларға вакалитән, өз йезисидики тәбиий орманниң йәрлик парихор әмәлдарлар тәрипидин бузғунчилиққа учриғанлиқи үстидин шикайәт қилип, деһқанларниң мәнпәәтини һәм тәбиий муһитни қоғдашни тәләп қилип бейҗиңға барған уйғур әрздарларниң бири.
2012-06-27
"шинҗаң хизмәт йиғини"ниң икки йиллиқи мунасивити билән америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси доклат елан қилип, мәзкур йиғиндин кейин уйғур районида йолға қоюлушқа башлиған сиясәтләрдиму йәрликләрни иқтисадий тәрәққиятниң сиртида қалдуруш хаһишиниң еғирдәриҗидә мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.
2012-06-27
Бу йилқи 20 - нөвәтлик хәлқара хазар көли шеир оқуш кәчлики түркийиниң шәрқий җәнуб райониға җайлашқан әлазиһ вилайитиниң әлазиһ шәһиридә өткүзүлди.