Архип
2012-09-10
Уйғур аптоном районлуқ сәнәт ансамбилиниң сабиқ сәһнә әсәрләр язғучиси, шаир вә драматорг мәмтили зунун (тәшнаий) йеқинда вапат болди.
2012-09-10
Аңлитишимизниң бу минутлирини инсан роһиниң инженерлири-меһнәткәш оқутқучи устазларға беғишлаймиз. Бир өмүр милләт варислирини йетиштүрүш йолида әмгәк сиңдүргән вә сиңдүрүватқан барлиқ сөйүмлүк, уйғур оқутқучи-устазлар оқутқучилар байримиңлар мубарәк болсун!
2012-09-10
8-Айниң 31-күнидин башлап түркийиниң оқуш ярдәм пулиға еришкән яки еришәлмигән оқуғучиларға уқтуруш тарқитилишқа башлиған болуп, өткән һәптә ахирлашти.
2012-09-10
Д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди 9-сентәбир күни германийидики уйғурларға дастихан селип, уйғурларни бирлик-инақлиққа дәвәт қилди.
2012-09-10
Америка дөләт ишлар министири клинтон ханимниң хитай зиярити мунасивити билән хитай-америка мунасивәтлири вә сүрийә мәсилисидә хитайниң әсәд реҗимини қоллап тутуватқан позитсийиси тоғрисида түркийиниң канал а телевизийисидә мәхсус бир программа тарқитилди.
2012-09-07
Йеқинқи йиллардин буян бейҗиң һәм үрүмчи қатарлиқ шәһәрләргә берип әрз қиливатқан уйғурлар барғанчә көпәймәктә. Гәрчә хитай даирилири әрздарлар мәсилисини йәрликтә һәл қилишни тәшәббус қилип, һәр хил қаттиқ юмшақ васитиләр арқилиқ, уларни өз юртлириға қайтишқа зорлиған яки мәҗбури елип кетип түрмиләргә солиған болсиму, әмма әрздарлар өз ирадисидин янмиған. Ундақта бу әрздарлар немә үчүн шунчә бесим, қорқутуш, тәһдитләргә қаримай әрз қилишни давамлаштуриду? һәм өз бешиға кәлгән күлпәтләрни мәтбуатларға ашкарилайду?
2012-09-07
Хитай йеқинда уйғур районида нопуссиз яшаватқан 6 милйон кишигә нопус беридиғанлиқи һәққидә һөҗҗәт чиқарған иди. Бу һөҗҗәтниң уйғур районида яшаватқан хитай көчмәнлириниң мәнпәити үчүн чиқирилғанлиқи ениқ болсиму, үрүмчидә нопуссиз яшаватқан уйғурларму бу пурсәттин мәнпәәт күткән иди. Игилишимизчә, үрүмчидики нопуссиз уйғурлар хитайниң нопусқа орунлаштуруш җәһәттики бу етибар сияситидиму чәткә қеқилған.
2012-09-07
Йеқинда бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат орни уйғурларниң қанун еңини өстүрүш вә қанун арқилиқ өзини қоғдишиға ярдәм қилиш мәқиситдә “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” намлиқ бир китабчә елан қилди.
2012-09-07
Бүгүнки түркийә җумһурийити земининиң түрклишишидә оттура асия, йәни түркистандики түркий хәлқләрниңму бәлгилик төһписи бар. Түркийиниң һәммила йеридә түркистандин кәлгән мутәпәккур, өлима вә улуғ шәхсләрниң мәқбәриси вә уларниң намиға селинған мәсчитләрни учритиш мумкин. Булардин бири бүгүнки түркийә җумһурийити нәвшәһир вилайитиниң һаҗи бәкташи вәли наһийисидики һаҗи бәкташи вәлиниң мәқбәриси вә мәдрисидур.
2012-09-07
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан сақал, бурут қоюш, ромал артишни чәкләш пәрмани бүгүн хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғапла қалмай, бәзи хитай зиялийлириниңму қаршилиқиға учримақта.
2012-09-07
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуруши билән һәр айниң биринчи йәкшәнбә күни өткүзүлүп келиватқан айлиқ сөһбәт йиғини 2012 - йили 9 - айниң 2 - күни истанбул вақти кәч саәт 6:30 дә җәмийәт мәркизидә өткүзүлди.
2012-09-06
Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай торбузарлириниң д у қ тор бекити вә қурултай рәһбәрлириниң елхәт алақә системисиға һуҗум қилиш һәрикити күчәйгәнлики вә мунасивәтлик тәрәпләрниң диққәт қилишини агаһландурған.
2012-09-06
2003-Йили 26-март, қирғизистанда йүз бәргән аптобус көйдүрүлүш булаңчилиқ вәқәсидә, уруқ туғқанлири қазаға йолуққан уйғурлар узун мәзгиллик әрз қилиш нәтиҗисидә, йеқинда һәр бир аилә 200 миң йүәндин төләм пулға еришкән.
2012-09-06
Мухбиримизниң йеқинқи игиләшлири давамида “5-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлардин йәнә бир кишиниң кимлики айдиңлашти. Мәлум болушичә ғайиблардин бири абдукерим абла. У 1987-йили қәшқәр бәшкерәмдә туғулған.
2012-09-06
“меңисини юмақ” сөзи кишиләрни өзигә хас ой-пикир вә дуня қаришидин йирақлаштуруп, кишиләрни башқа хил ой-пикиргә игә қилиш дегән мәнини ипадиләйду.