Архип
2008-08-18
Бейҗиңдә 8 - айниң 8 - күни олимпик мусабиқиси башланғандин буян, хәлқарада бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимида ипадиләнгән мәзмунлар һәққидики мулаһизиләр давамлишиватиду. Бу мулаһизиләр асасән бейҗиң олимпикидин кейин хитайда қандақ өзгириш болуши мумкин, дегән мәсилигә мәркәзлишиватиду.
2008-08-18
Қәшқәр вә кучада йүз бәргән вәқәләр дуняниң диққәт етибарини уйғур мәсилисигә буриди. Түркийидики бәзи аммиви тәшкилатлар һәр хил йоллар билән уйғур мәсилисини түркийә җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришмақта. Түркийә миллий қиммәтләрни қоғдаш вәхпи түркийидики гезитләргә елан бериш арқилиқ уйғур мәсилисини аңлатмақта.
2008-08-18
Шәнбә күни франсийә президенти саркозийниң вастичилиқи һәмдә америка ташқи ишлар министири канда лиза райисниң зияритидин кейин русийә билән грузийә рәсмий уруш тохтитиш келишимигә имза қойди. Хәвәрләрдин қариғанда, русийә дүшәнбә күни қошунлирини чекиндүрүшкә башлиған.
2008-08-18
2008 - Йили 8 - айниң 16 - күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитети қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләш мунасивити билән путбол мусабиқиси өткүзүлди.
2008-08-18
Хитайниң бейҗиң олимпики башлиниши билән тәңла уйғур дияриниң вәзийитидә йүз бериватқан җиддий вәқәләр һәққидә уйғур дияридин алмутуға чиққан өзини ашкарилашни халимиған бир уйғур киши радиомизниң қазақистанда турушлуқ мухбириға мәлумат берип, " қанлиқ вәқәләрниң келип чиқишиға пүтүнләй хитай һөкүмити сәвәбчи болуватиду, " дәп көрсәтти.
2008-08-18
Йеқинда сәуди әрәбистани ташқи ишлар министирлики тәрипидин совит иттипақиниң сәуди әрәбистани земиниға тунҗи әвәткән әлчиси нәзир туряқулуп һәққидә вәсиқилиқ бир китаб нәшир қилинди.
2008-08-15
11 - Сентәбир вәқәсидин кейин, хитайниң уйғур миллий һәрикитини хәлқара террорға бағлап чүшәндүрүш тәшвиқати, мутләқ көп сандики көзәткүчиләрни ишәндүрәлмигән болсиму, бирқисим көзәткүчиләрдә уйғур мәсилиси һәққидә сәлбий тәсират пәйда қилған иди. Бу қетимқи қәшқәр вә кучада йүз бәргән вәқәләр, бир қисим көзәткүчиләрдики бу хил сәлбий тәсиратларға хатимә бәрди.
2008-08-15
14 - Авғуст , хитай коммунистик партийисиниң уйғур елигә қойған секритари ваң лечүән, уйғур райониниң үч дәриҗилик рәһбирий кадирлар йиғинида уйғур елидә үч хил күчләргә қарита қаттиқ бастурушни давамлиқ түрдә күчәйтишни тәкитлигән.
2008-08-15
Уйғур районидики инсан һәқлири дәпсәндичиликлириниң күнсири яманлишишиға әгишип, хәлқарадики охшаш болмиған орган вә һөкүмәтсиз тәшкилатлар бурундин тартип ич дунялириға йошуруп келиватқан сүкүтлирини бузушқа башлиди.
2008-08-15
2008 - Йили 13 - авғуст чаршәнбә күни түркийиниң тв5 йиғин залида хәлқара яшлар мунбири тәшкилатиниң уюштуруши билән 3 - қетимлиқ хәлқаралиқ мусулман яшлири мәдәнийәт һәмкарлиқи йиғини ечилди.
2008-08-15
2008 - Йили 8 - айниң 13 - күни әркин асия радиосиниң обзорчиси лин бавхуа әпәнди мақалә йезип мундақ көрсәтти: сәлтәнәтлик, дәбдәбилик башланған олимпик мурасимида ялғанчилиқ туюқсиз оттуриға чиқти. юң дуңмин кочисидин чаңга шәкиллик тәнтәрбийә сарийиғичә из қалдуруп мәшәл көтүрүштә, 29 қәдәм изниң ахирқи 29 - чиси раст болуп, қалған 28 қәдәмлик из компютер техникиси арқилиқ ясап чиқилған из болуп чиқти.
2008-08-14
Өткән он күн ичидә бейҗиңниң уйғур елидики һакимийитиниң символлири һесабланған хитай һәрбий вә сақчи қисимлириға шуниңдәк һөкүмәт биналириға қарита арқа - арқидин елип берилған һуҗумлар хәлқара җамаәтниң диққитиниң қайтидин уйғурлар вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә бурулушиға сәвәб болди.
2008-08-14
Түнүгүн уйғур райониниң үч дәриҗилик рәһбирий кадирлар йиғинида сөз қилған ваң лечүән, җәмийәт муқимлиқини қоғдашта асаси қатлам хизмитини күчәйтишни тәкитлигән. Йиғинда 4 - авғуст сәмән йоли вәқәсини алаһидә тилға алған ваң лечүән, шу қатардики вәқәләрни, дөләт ичи - сиртидики 3 хил күчләр тәрипидин пиланлиқ, тәшкиллик вә тактикилиқ елип берилған вәһший бир һуҗум дәп көрсәткән.
2008-08-14
Хоңкоң мәтбуатлирида уйғур елиниң бир қанчә җайлирида йүз бәргән партлаш вәқәлири һәққидә хәвәрләр елан қилинғандин кейин, бир қисим хоңкоңлиқларниң уйғурларға болған көз қарашлирида сәлбий тәсирләрни мәйданға кәлтүргән, бирақ буниң билән биргә хоңкоңдики өктичи күчләрниң уйғурларға нисбәтән һесдашлиқиму қозғалған.