Чичихар дора завутида ишләпчиқирилған сахта дора түпәйлидин техиму көп адәм өлди
2006.05.25
Гуаңҗу җуңсән университети 3 - дохтурхана тәрипидин игилигән материяллардин мәлум болушичә, мәзкур дохтурханида чичихар иккинчи дора завути ишләп чиқарған бактерийә окулини ишләткән 64 нәпәр бимарниң 18и һаятидин айрилди. Хоңкуң мәтбуатлирида берилгән мәлуматларда ейтилишичә, гуаңҗу шәһиридә һазир көплигән адвокатлар әдилийә йоллири арқилиқ, " җазалаш характерлик төләм төләш" принсипини оттуриға қоюп, зиянға учриған бимарларға ярдәм қилиш қошуниға киргән.
5 - Айниң 12 - күни, хитай дөләт йемәк -ичмәк вә дора буюмлири назарәт қилиш идариси җиддий уқтуруш елан қилип, мәмликәт ичидә чичихар иккинчи дора ширкити тәрипидин ишләпчиқирилған һәрқандақ дориларни сетиш вә ишлитишни тохтитишни шундақла һәрқайси өлкә вә шәһәрләрдики дора назарәтчилик тармақлириниң бу хил дориларни тәкшүрүп, печәтләп, мусадирә қилишини оттуриға қойған.
Сахта дориларниң еланлири барғансери көпәймәктә
Йеқиндин буян уйғур елидики һәрқайси дохтурхана вә дориханилардиму, қаттиқ тәкшүрүш елип берилмақта. Зияритимизни қобул қилған үрүмчи достлуқ дохтурханисиниң дора бөлүми мәсули мәзкур дохтурханиға хитайдики һәрқайси завутлардин әкилидиған дора түриниң интайин көп икәнликини тәкитлигән:
"Бизниң дохтурханида һәрқайси дора ширкәтлиридин кәлгән дориларниң түри бәкму көп. Лекин буларниң һәммиси дөләт етирап қилған чоң дора ширкәтлиридин киргән. Шуңа тәкшүрүш җәрянида, сахта дора байқалмиди. Адәттә чоң дохтурханиларда ишлитиливатқан дорилар сахта чиқмайду. Сахта дорилар пәқәт рәсмийләшмигән бир қисим шәхси дохтурханиларда болуши мумкин". Зияритимизни қобул қилған бу дорихана мәсули гәрчә йәрлик назарәтчилик идариси тәрипидин елип берилған тәкшүрүш җәрянида, мәзкур дохтурханида ишлитиливатқан дора - окуллар арисида, чичихар иккинчи дора завутида ишләнгән сахта дориларниң йоқ болуп чиққанлиқини мәлум қилған болсиму, үрүмчи шәһиридә, түрлүк дора еланлириниң барғансери көпийип кетиватқанлиқини һәмдә бу хил дориларниң көп сандикисиниң сахта икәнликини ашкарилиди:
"Мәсилән һазир җигәр кесилини давалаш һәққидә бериватқан дора еланлири бәкму көпийип кәтти. Елан бәргүчиләр бу һәқтики дориларни җигәр кесилини давалашта, ундақ шипалиқ, бундақ шипалиқ дәп худди уни ичкәндин кейин җигәр кесилигә гириптар болған бимарлар үзүл- кесил сақийип кетидиғандәк, дорисини махтап асманға чиқиривитиду. Әмәлийәттә, һазирғичә техи һечқандақ дора җигәр кесилини үзүл- кесил сақайтивитәлмиди"
Мәсилә пүтүнләй түзүлмидә
Хитайдики чеғида узун йил дохтур болуп ишлигән америка дөләт сәһийә тәтқиқат институтидики тәтқиқатчи паң йү бин әпәнди харбин чичихар дора завути әзәлдин хитайдики әң даңлиқ дора завутиниң бири болуп келиватқанлиқини, шуңа бундақ чоң вә даңлиқ завутта ишләпчиқирилған дорилар әслидә сахта болмаслиқи керәкликини сөзләп келип, йүз бәргән вәқәликләрдин интайин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди:
"Бу дора завут, йәни хейлуңҗяң дора завути хитайдики дора завутлар ичидә хели яхши вә хели даңлиқ завутларниң бири болуп һесаблинип кәлгән иди. Бундин илгири мәзкур завутта ишләпчиқирилған дора мәһсулатлар наһайити яхши баһалинип кәлгән. Сүпәт җәһәттиму наһайити өлчәмлик иди. Бүгүнки күнгә кәлгәндә, бундақ бир мәшһур дора завутида бу хил еғиз мәсилиниң йүз бериши кишини интайин әпсусландуриду. Демәк бу пүтүнләй түзүлмә мәсилисидин келип чиққан. Чүнки һазир нурғун кишиләр дохтурханилардин дора елишқа ешиналмиғанлиқтин, юқириниң һәрқайси дора завутлириға болған дора баһасини төвәнлитиш бесими күчәйгән. Шуниң билән дора завутлири ишләпчиқиришта ишлитилидиған материялларниң сүпити билән кари болмайдиған әһвал йүз бәрди. Дәл мушу сәвәбләрдин, түрлүк сахта вә начар сүпәттики дорилар җәмийәттә тарқилип, кишиләрниң саламәтликигә һәтта һаятиға зор тәһдит елип кәлмәктә". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елидә сақта дорилар ямримақта
- Уйғур деһқанниң һаятини қутқузуш сәпәрвәрлики қанат яйди
- Тәксә баһалиқ дохтурхана селиш арқилиқ давалаш мәсилисини һәл қилғили боламду ?
- Йәршари характерлик доклатта хитайниң давалаш саһәсидики чириклик мәсилиси оттуриға қоюлди
- Уйғур деһқанлири давалиништа йәнила наһайити зор қийинчилиқларға дуч кәлмәктә
- Уйғур елиниң тибби саһәси кризисқа доч кәлмәктә
- Хитай вә уйғур елидә келишим баһалиқ дохтурханилар йолға қоюлмақта