Ғәрб әллири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сүрийигә қаратқан қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрмәктә
2005.02.15
Америка даирилири, ливанниң сабиқ баш министири рәфиқ харириниң 14 - феврал сүйқәст билән өлтүрүлгәнликини қаттиқ әйибләш билән биргә, сүрийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң өзлири үстидин чиқарған қарариға һөрмәт билдүришини тәләп қилди.
Рәфиқ харири, илгири пулдар содигәр болуп, кейин бир сиясәтчигә айланған. У уруштин кейинки ливанниң қурулушиға чоң һәссә қошупла қалмастин, сүрийиниң ливанға көрситиватқан ғайәт зор бесим күчигә қаримастин, ливанниң мустәқил сияситини йүргүзүштә өз мәйданини билдүрүп кәлгән, вашингтон болса униң бу хил ирадисини қоллап кәлгән иди.
Ақ сарайниң баянатчиси скат маклеин, нөвәттә америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әзалири билән, қандақ қилғанда ят әлниң башқиларниң зиминини бесивилиш қилмишини аяқлаштуруп, ливанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүргили болиду дегән мәсилә үстидә музакирә елип бериватқанлиқини ашкарилиди.
Бу арида америка ташқи ишлар баянатчиси ричард бавчерму, сүрийини агаһландуруп, сүрийиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 15 - 59 - номурлуқ қарарлирини орунлаш мәзгилиниң йетип кәлгәнликини, мәзкур қарарда оттуриға қоюлған "ивандики сүрийә әскәрлирини дәрһал чекиндүрүш вә барлиқ хәлқ әскәрлириниң қоллиридики қоралларни йиғивелиш шуниңдәк ливанниң сиясий мустәқиллиқигә арилашмаслиқ" қатарлиқ бәлгилимиләрни иҗра қилишни тәләп қилди. Мәзкур баянатчи сөзидә йәнә "ливан хәлқи өз сиясий һоқуқини чоқум һечқандақ тәһдиткә учримиған асаста қолға кәлтүрүши керәк" дәп көрсәтти.
Рәфиқ харири сүйқәст билән өлтүрүлгән мәзгилдә, америка билән сүрийиниң мунасивитидә җиддийлик мәйданға кәлди. Америка йәнә сүрийини саддам һакимйитиниң бир қисим әзалирини сүрийидә йошурғанлиқ қилмишлири билән әйиплиди.
Америка һөкүмити 2003 -йили, сүрийә һөкүмитигә қарита җаза йүргүзүп, улар билән болған барлиқ сода алақисини бикар қилған иди.
Охшашла, рәфиқ харириниң сүйқәст билән өлтүрүлгәнлик вәқәсигә күчлүк наразилиқ билдүргән франсийә вә испанийә, мәзкур вәқә үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.
Франсийә президенти җак ширак бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип, сүйқәст билән елип берилған партлаш вәқәсиниң теги - тәктини вә мәзкур паҗиәниң мәсулийитини сүрүштүрүшни һәмдә җинайәт садир қилғучиларни қаттиқ җазалашни тәкитлиди.
Испанийә һөкүмитиму бу һәқтә баянат елан қилип, рәфиқ харирини вәтәнпәрвәр зат, испанийә хәлқиниң йеқин дости дәп тәрипләш билән биргә униңға йәнә районниң бихәтәрлики, тинчлиқи вә һәмкарлиқини илгири сүргүчи улуқ даһи дегән юқири унванни бәрди.
яврупа иттипақиға әза дөләтләрдин , италийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләрму арқа - арқидин баянат елан қилип, рәфиқ харириниң сүйқәст билән өлтүрүлүш вәқәсини чоқум айдиңлаштурушни оттуриға қойди.
1990 -Йили ливанниң ички уруши ахирлашқандин кейин, рәфиқ харири узун муддәт министирлиқ вәзиписини өтигән болуп, бу қетим йүз бәргән мәзкур партлаш вәқәси, 15 йилдин бери йүз бәргән әң чоң қәст қилиш вәқәси һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, ливандики чәтәл ишғалийитини ахирлаштуруш вақти кәлди, деди
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати ислаһати вә кофи аннан
- Қирғизистанда б д т ниң аз санлиқ милләтләр һоқуқи һәққидә йиғини ечилди
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 59- нөвәтлик йиғини нйо-йоркта ечилди
- Б д т кишилик һоқоқ мутәхәссислири хитайдики зияритини башлиди









