Сүрийә кризисиға бир аилә сәвәбчи болди

Тәһлилчиләргә көрә, сүрийә кризиси таипивазлиқ яки мәзһәпчилик кризиси әмәс, бәлки аилә кризисидур. Чүнки барчә мүшкүлат сүрийидики һакимийәт үстидики аилә әсәд аилисидин чиққан.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.03.26
suriye-namayish-jeset-305.jpg Сүрийидики намайишчилар һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән сәпдишиниң җәситини көтүрүп намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-май.
AFP

Мәлумки, әсәд аилиси 50 йилға йеқин вақиттин бири сүрийидә диктаторилиқ билән һакимийәт йүргүзүп келиватқан йеганә аилә. Сабиқ рәис һафиз әл әсәд қаттиқ қоллуқ билән хәлқни уруп, қийнап бир қанчә он йил һакимийәт йүргүзүп, қилмишлириниң җазасини көрмәстин бу дунядин айрилған болсиму, униң қилмишлириниң һесабини униң аилиси бериш алдида турмақта. Әсәд аилиси кона вә йеңи һесабларниң җавабини бирақла беридиғандәк туриду.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012-йили 26-март күнидики санида, мәшһур язғучи тариқ һәмид тәрипидин “сүрийә кризиси бир аилиниң кризиси ” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“явропа дөләтлириниң, хусусән явропа иттипақиниң сүрийигә қаратқан җазаси бәшшар әл әсәд вә униң қериндиши маһир әсәд биләнла чәклинип қалғини йоқ. Бәлки әсәд аилисидикиләрниң һәммисини нишан қилған болуп, бәшшар әл әсәдниң аниси, аяли вә барлиқ әр-аял қериндашлирини нишан қилған. Буниңдин мәлумки, сүрийә кризиси таипивазлиқ яки мәзһәпчилик кризиси әмәс, бәлки нәқ әсәд аилисиниң кризисидур. явропа дөләтлириниң җаза нишанини әсәд һакимийитигила қаратқанлиқи сүрийә армийисигә хәлқ тәрәптә туруш тоғрилиқ бәргән ишарити болуп, сүрийә армийисиниң хәлқ билән бирлишип залим һакимийәткә қарши һәрикәт қилишини қоллиғанлиқтур.”

Бәшшар әл әсәд казафийдәк өлүшни талливалди

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“сүрийә рәиси бәшшар әл әсәд казафий, мубарәк, зәйнил абидин вә ели абдулла салиһларниң ақивитидин пәқәт ибрәт алмиған. Уни аз дәп зәйнил абидиндәк яки ели абдулла салиһтәк асан қутулуш вә һаятта қелиш йолини таллимастин, казафийдәк хорлинип өлүш йолини талливалди. Һазир сүрийидә намайиш башланғиниға бир йил толуп ешипту. Әмма әсәд аилисидә азрақму юмшаш йоқ. Бәлки барғансери вәһшийлишип кәтти. Сүрийидики вәһшийликләр ливийидикидин ешип кәтти. явропа иттипақиниң сүрийигә қаратқан җазаси сүрийиликләргә шуни дәйдуки, я сүрийилик бол яки әсәд аилиси бол. Зади иккисиниң бири бол.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.