Хитай һөкүмити инсанпәрвәрлик үлгисиниму милләтләр иттипақлиқи сиясий тәшвиқат обйекти қилмақта
2006.05.09
Биз алдинқи һәптилик аңлитишимизда маралбеши наһийисидики аблиз нурәк исимлик бир деһқан бовайниң ташливетилгән, еғир кесили бар бир хитай қиз бовақни беқип һәмдә униң туғма кесилини давалитиш үчүн сәккиз йилдин буян пүтүн бисатини, йерини барлиқ вақтини сәрп қилип әҗир қилип келиватқанлиқидәк алийҗанап инсанпәрвәрлик иш излирини тонуштурған һәмдә аблиз бовай вә униң қизини зиярәт қилған идуқ.
Бәзи ихласмәнлиримиз аблиз бовайниң иш излири һәққидики программини аңлиғандин кейин, бу адди деһқан атиниң алийҗанап миннәтсиз инсаний меһри муһәббитидин тәсирләнгән болса, йәнә бир тәрәптин хитай һөкүмитиниң мушундақ бир типик инсанпәрвәрлик үлгисиниму милләтләр иттипақлиқи сиясий тәшвиқатиниң обйектиға айландуруп қоюватқанлиқидин нәпрәтлиниватқанлиқини ипадилимәктә.
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз гүлчәһрәниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур деһқанниң һаятини қутқузуш сәпәрвәрлики қанат яйди
- Уйғур деһқан атиниң арзуси
- Д у қ: шәрқий түркистанда һазирқи шараитта хитай билән йәрлик милләтләр арисида иттипақлиқ болуши мумкин әмәс
- Хитай һөкүмити "милләтләр иттипақи" тәшвиқатни күчәйтмәктә
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 59- нөвәтлик йиғини нйо-йоркта ечилди