Шветсийидә уйғурлар һәққидә мәлумат бериш паалийити елип берилди

Алдинқи һәптә ичидә шветсийидә икки қетим уйғурларниң кимлики вә уларниң һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бириш паалийити болуп өтти. Биринчи қетимлиқ паалийәт 15 ноябир күни өткүзүлгән болуп, буни шветсийә уйғур комитетиниң аяллар бөлими билән яшлар бөлими тәшкиллигән.

Йәнә бир паалийәт 19 - ноябир күни елип берилди. Буни шветсийидә узун йиллардин бири шветсийә уйғур комитети билән һәмкарлишип ишләп келиватқан шветсийә 4 дуня җәмийити орунлаштурған болуп, мәқсити шветсийидики уйғурлар вә уйғур мәсилисигә қизиқидиған шведларға уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, өрп- адити вә бүгүнки кишлик һоқуқ әһваллирини тонуштурмақчи икән. 4 Дуня җәмийитиниң орунлаштуришиға асасән шветсийә уйғур комитетиниң секретари қәйсәр уйғурларниң қәдимқи заман тарихидин тартип таки бүгүнки кишлик һоқуқ әһваллириғичә тәпсили мәлумат бирип өтти.

Паалийәттин кийин 4 дуня җәмийитиниң бу ишқа мәсул хадими зияритимизни қобул қилди.

Силәрниң бүгүнки бу паалийәтни орунлаштуршиңлардики асаси мәхситиңлар немә?

Бизниң асаслиқ мәқситимиз уйғурларниң өз еғизидин уйғурларниң тарихи вә башқа әһваллири һәққидә учурға игә болуш вә бу һәқтики учурларни топлаш. Бу арқилиқ биз уйғурларни техиму кәң чүшиниш имканийитигә еришиш.

Силәр қачанлардин башлап уйғурларға қизиқип қалдиңлар?

Мән 4 дуня җәмийитидә ишләватқили бир қанчә йиллар болди. Уйғурлар һәққидә мәлумат бириш бизниң хизмәтлиримизниң бир қисми. Бурун биз севен һедин, гуннар яриң арқилиқ уйғурларни тонуған болсақ кейинчә шветсийидә бир қисим уйғурлар килип йәрләшти. Бизниң уйғурлар билән тонушуш вә улар һәққидә чүшәнчигә игә болуш пурситимизму барғанчә кәң болди. Миниң уйғурларни тонушум хели бурунла башланған.

4 Дуня җәмийитиниң кейинки хизмәтлиридә уйғурлар һәққидә қандақ ишларни қилмақчи болуватисиләр?

Бизниң җәмийитимиз анчә чоң җәмийәт әмәс. Шветсийидә 400 чә әзалиримиз бар. Бизниң хизмитимиз 4 дуняға мәнсуп болған бир қисм хәтәр астида қалған милләтләрни асас қилған уйғурлар һәққидики хизмәтлиримизму ашу омоми хизмәтлиримизниң муһим бир тәркиби қисми болиду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org