Шветсийә радиоси уйғурларниң диний әркинлики һәққидә мәхсус сөһбәт уюштурди
Шветсийә дөләт радиосиниң 9 – қанили 19-авғуст күни "инсанлар вә етиқад" программисида уйғурларниң диний етиқади һәққидә мәхсус сөһбәт уюштуруп, ислам дининиң уйғурларниң һаятида қандақ рол ойнайдиғанлиқи тоғрисида радио аңлиғучиларға мәлумат бәрди.
Сөһбәттә дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши, шветсийә уйғур җәмийитиниң рәиси күрәш күсән әпәнди мухбирниң уйғурларниң диний етиқади вә бүгүнки тәқдири һәққидә соаллириға җаваб бәрди.
©
2005 Radio Free Asia