Шивитсийидә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә йиғин ечилди
2006.06.22
Шиветсийиниң стокһолм шәһиридә, хитайдики инсан һәқлири һәққидә бир гуваһлиқ бериш йиғини ечилған. 200 Дәк киши қатнашқан бу йиғинни "хитайдики инсан һәқлирини қоғдаш комитәти" дәп аталған бир тәшкилат уюштурған болуп, буниңда, фалуңгоңчилар вәкили һәм хитай демократлири сөз қилип, хитайниң мустәбит түзүми һәққидә тохталған.
Уйғурларға вакалитән шивитсийә уйғур комитетиниң рәиси күрәш күсән вә һәйәт әзаси қәйсәр абдурусул қатарлиқлар сөз қилип, хитайниң йеқинда рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қолға алғанлиқи, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити һәққидә доклат бәргән. Бу һәқтики мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia