Шветсийә парламент әзаси анелие енаксон ханим уйғурларниң кишилик һоқуқиға йеқиндин көңүл бөлмәктә
2006.09.14
Уйғур кишлик һоқуқ дәвасиниң байрақдари рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилинип көрситилиши, уйғурларни һаяҗанға салған болса хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғиди.
Рабийә қадир ханимниң бу йиллиқ нобил мукапатиниң намзати қилинип көрситилгәнлики хәвири дүшәнбә күни ашкариланған болуп, бу хәвәрни рабийә қадир ханимни нобил мукапатиға намзат қилип көрсәткән шветсийә парламентиниң христиан демократлар партийисидин болған әзаси анелие енаксон ханим җакарлиған. Християн демократлар партийиси шветсийә парламентидики йәттә партийиниң бири болуп, шветсийә парламентидики 349 орунниң 33 ни игилигән. Парламенттики адәм сани җәһәттә 4 - орундики партийә һесаблиниду. Христиан демократлар партийиси 1964 - йили қурулған болуп, 1991 - йили тунҗи қетим шветсийә парламентиға кириш салаһийитигә еришкән.
Анелие енаксон ханим шветсийиниң йөтеборий шәһридин болуп 2000 - йилдин башлап христиан демократлар партийисигә вакалитән парламентта олтуруш шәрипигә еришкән. Аннелие енаксон ханимниң шәхси тор бетидин мәлум болушичә рабийә қадир ханимни 2005 – йили 12 - өктәбир күни нобил мукапатиниң намзатлиққиға көрсәткән болуп, у намзат қилип көрситиш хетигә мундақ дәп язған:
Бу йәрдә келәр йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға әң мувапиқ бир адәм бар, у болсиму рабийә қадирдур. У хитай түрмисидә 6 йил йетип йеңила азат болди. У һазир миниң, йәни анелие енаксонниң тәклипим билән шветсийини зиярәт қиливатиду. У йиғилишта өзиниң һаятини, уйғурларниң әһвалини, түрмидики ишларни сөзләп бәрди. У хитайниң ғәрбигә җайлашқан шинҗаң уйғур аптоном райони, дәп аталған йәрниң кишлик һоқуқ, әркинлик, җинайи җаза әһваллирини баян қилди. Рабийә қадирниң әһвалила уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвалиниң қандақлиқини, хитай һөкүмитиниң хәлқаралиқ кишлик һоқуқ әһдинамилириға қандақ риайә қиливатқанлиқиниң типик бир мисали, бу нуқтида шветсийини өз ичигә алған хәлқара җәмийәт хитайға қарита чоқум күчлүк бир сиясәт қоллиниши керәк".
Анналие енаксон шветсийә парламентидики уйғур мәсилисигә бирдин- бир көңүл бөлүватқан вә уйғур мәсилисини шветсийә парламентида күчәп тәшвиқ қиливатқан аялдур. Униң уйғурлар үчүн қиливатқан хизмәтлири пәқәт була әмәс. У илгириму уйғур мәсилиси һәққидә тәклип лаһийиси йезип шветсийә парламентиға сунған иди. У 2005 -сентәбир айлирида гуантанамодики бигунаһ уйғур тутқунларға шветсийә һөкүмитиниң паналиқ бириш мәсилиси вә рабийә қадир ханимини келәр йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситиш мәсилиси һәққидә тәклип лаһийиси йезип парламентқа йоллиған иди. 2005 - Йили 10-айда рабийә қадир ханимни шветсийәгә тәклип қилип, шветсийә парламентида қобул қилған вә парламент бинасида уйғур мәсилиси бойичә рабийә қадир ханим үчүн мухбирларни күтивелиш уюштуруп бәргән иди.
Бу йил рабийә қадир пәрзәнтлири хитай һөкүмити тәрипидин тутқин қилинғандин кийин анналие енаксон ханим 6 - айниң 12 - күни шветсийиниң йеңидин тәйинләнгән ташқи ишлар министири ян елияссонға хәт йезип, шветсийә һөкүмитиниң хитай һөкүмити тәрипидин сәвәбсиз тутқун қилинған рабийә қадир пәрзәнтлириниң қуюп берилиши үчүн қандақ хизмәтләрни қилмақчи боливатқанлиқини сориған вә хитай һөкүмитигә қарита бу мәсилидә шветсийә һөкүмитиниң бесим ишлитиши керәкликини тәкитлигән иди.
Анналие енаксон ханим йеқинда шветсийә уйғур комитетиға билдүрүшичә, әгәр у бу қетим шветсийидә 17 - сентәбир күни елип берилидиған парламент сайлимида парламентидики орнини сақлап қалалиса уйғурлар үчүн техиму көп ишларни қилиш арзусиниң барлиқини ипадилигән. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилиши түркийидики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди
- Рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болди
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида
- Шветсийидики 4 – дуня жорнили уйғурларни тонуштурмақта
- Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси шветсийә парламентида