Шветсийидә уйғурларниң вәзийити һәққидә мәлумат бериш йиғини чақирилди
2007.03.13
4 - Дуня җәмийити шветсийидә паалийәт елип баридиған хәтәр астидики милләтләрни қоғдиғучи инсанпәрвәр тәшкилатларниң бири. Мәзкур тәшкилат өткән йили уйғур аптоном райониниң қәшқәр, йеңисар, йәркәнт, қағилиқ қатарлиқ җайлирида тәкшүрүш елип барған иди. Алдинқи күни бу орган стокголмда уйғурларниң вәзийити һәққидә мәлумат бериш йиғини чақирип, уйғурларниң мәдәнийәт вә диний җәһәттә еғир бесимға учраватқанлиқини илгири сүрди вә шветсийә җәмийитини уйғурларға җидди көңүл бөлүшкә чақирди.
Бу һәқтики мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.
©
2007 Radio Free Asia