Тәйвәнниң муавин президенти лү шюлйән, икки қирғақ мунасивити һәққидә тохталди
2005.08.04
Тәйвән мәмурий палатасиниң башлиқи ше чаңтиңниң, кәлгүсидә тәйвән айропиланлириниң җоңго һава территорийисигә учуп кириши һәққидики қариши таралғандин кейин, тәйвән һава йоли ширкәт хадимлириниң қизғин қоллиши һәмдә яхши баһасиға еришкән иди.
Буниң билән мәтбуатларниң бу хил йеңи башлиниш кәлгүсидә икки қирғақ йолучи айропиланлириниң бивастә икки тәрәп территорийисигә әркин қонуши үчүн шараит һазирламду? дегән суалиға җаваб қайтурған лү шюлйән, "тәйвән һөкүмитиниң бу һәрикити, ениргийини теҗәп қилишни чиқиш нуқтиси қилған асаста, тәйвән һава йоли айропиланлириниң бивастә җоңго земинигә қонуши арқилиқ, вақит вә ениргийини теҗәп қилишни мәқсәт қилған. Тәйвән һөкүмити бу хил башлинишни қизғин қоллап қуввәтләйду" дәп җаваб бәрди.
Бу иш тәйвән тәрәпниңла теришчанлиқи билән әмәлгә ашмайду
Лекин, лү шюлийән америка авази радиосиниң зияритини қобул қилғанда ялғуз тәйвән тәрәпниң актиплиқи билән бу ишниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини алаһидә тәкитләп мундақ деди:
"ялғуз тәйвән һава йоллирини ечиш билән җоңго һава территорийисини тәйвән һава йоллири ширкәтлиригә ечип бериш, тамамән бир - биргә охшимайдиған икки хил мәсилә. Әгәр бейҗиң рәһбәрлири "болмайду" десә, ялғуз бизниң көрсәткән тиришчанлиқимизниң әһмийити болмайду, шуңа биз җоңго рәһбәрлириниң бу һәқтә достанә муамилә қилишини күтимиз".
Тәйвән тәрәп, чен шуйбйәнниң асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтлири башлиқлириниң йиғинға қатнишалмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
Бу хитай һөкүмитиниң бесимидин болған
Тәйвән президенти чен шуйбйән, изчил түрдә бу йил 11 - айда корийидә өткүзүлгән асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң али дәриҗилик башлиқлириниң йиғинға қатнишишни арзу қилған болсиму, бирақ корийә һөкүмитиниң рәт қилишиға дуч кәлгән иди. Лү шюлйән бу һәқтә тохтилип йәнә мундақ деди:
"Асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң йиғини, әслидә әза дөләтләрниң рәһбәрлири үчүн диалог елип бериш сәһниси һазирлаштин ибарәт. Тәйвәнниң асия - тенч окяндики иқтисадий күчигә сәл қариғили болмайду, шуниң үчүн тәйвән президентиниң бу йиғинға қатнишалмаслиқи, асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати үчүн бир номус, һәмдә җоңго һөкүмитиниң йолсиз бесимидин ибарәт. Бу хил адилсизлиқ һәрикәтлири тездин аяқлишиши керәк".
Лү шюлийән : "бизниң президентимизниң бу йиғинға қатнишалмаслиқи, бизниң номусимиз әмәс бәлки асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң номуси, узундин бери бу тәшкилат йиғининиң әһмийити бурмиланди, бу бейҗиң даирилириниң пәрдә арқисида туруп қоманданлиқ қилиши нәтиҗисидин келип чиққан".
Бу хитай тәрәпкә бағлиқ
Лү шюлийән, бейҗиң даирилириниң тәйвән рәһбәрлиригә тутқан соғуқ позитсийсини әйиплиди. Муавин тәйвән президенти лү шйүлйәнниң 5 йилдин буян елип барған көзитиштин, қариғанда, гәрчә бейҗиң рәһбәрлири тәйвән билән болған мунасивәтни яхшилаш ипадисини билдүрүп кәлгән болсиму, амма уларниң бу җәһәттә һечқандақ әмәлий һәрикити болмиған, әксичә тәйвән һөкүмити билән зитлишип, арқа - арқидин тәйвәндики өктичи партийә рәһбәрлирини рәһбәрлирини бейҗиңгә тәклип қилип, уларға һөкүмәт рәһбәрлиридин әла муамилә тутуп, һәқиқи тәйвән рәһбәрлиригә болса қаттиқ муамилидә болди. Шуңа икки қирғақ рәһбәрлириниң бир - бири билән көрүшүш яки көрүшәлмәслики пәқәт җоңго тәрәпкила бағлиқ икән, өзигә нисбәтән елип ейтқанда, йәни җоңго билән мунасивәт қуруш мәсилисидә у һазирға қәдәр һечнәрсә ойлашмиған болуп, амма пурсәт болса униму қолдин чиқармайдиғанлиқини билдүрди.
Лү шюлийән йәнә икки қирғақ мунасивитидики әң муһим нуқтилардин болған һәрбий истратегийә һәққидиму тохталди.
Америка билән японийиниң йеқинда, икки қирғақниң һәрбий тәңпуңлуқ күчи һәққидә елан қилған мәхсус доклати һәққидә тохталған лү шюлийән : "тәйвән билән хитайниң һәрбий күчини селиштурушниң әһмийити чоң әмәс, мениңчә демократийини вә тинчлиқни яқлайдиған барлиқ дөләтләр, тинчлиқ вә демократийигә тәһдит елип келидиған зораван күчләргә ортақ тақабил турушни халайду, чүнки җоңгониң һәрбий җәһәттә күчийиши, пүтүн дуня үчүн тәһдит һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити, тәйвәнни мустәқиллиқ мәсилисидә йәнә агаһландурди
- Тәйвән хитайниң һуҗумиға тақабил туруш шәклидә һәрбий маневир өткүзди
- Чин шүйбйән хитай рәһбәрлирини тәйвән һөкүмити билән бивастә мунасивәт орнитишқа чақирди
- Чен шүйбйән тәйвәнниң хитайға болған қизғинлиқиниң пәсәйгәнликини билдүрди
- Ху җинтав билән тәйвән өктичи партийисиниң рәһбири суң чуйү көрүшти
- Демократийә тәрәққият партийиси, соң чүйүйни тәйвәнгә "хиянәт" қилиш билән әйиплиди