Буниңдин кейин йүз беридиған башқурулидиған бомба синиқи тәйвәнниң болуши мумкин


2006.08.01

Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, 8 ‏- айниң 1 ‏- күни, хитай һөкүмити өзиниң дөләт мудапиә министири савгаңчуән арқилиқ тәйвәнгә қарита, бурун хитайниң әң чоң рәһбәрлири қилип өткән сөзләрни қайтидин тәкрарлап қаттиқ тәләппуз билән агаһландуруш бәргән. Сав гаңчуән сөзини "тәйвән мустәқил болуш йолиға маңса, биз һәргиз қарап турмаймиз. Тәйвәнниң һәрхил нам астида дөлитимиздин айрип чиқип кетилишигә һәргиз рухсәт қилмаймиз" дәп қаттиқ тәләппуз билән ейтқан. Хитайниң дөләт мудапиә министири савгаңчуән бейҗиңдики чоң хәлқ сарийида армийә байрими мунасивити билән чәтәллик меһманларни қәдәһ көтүрүшкә тәклип қилғанда қилған бу сөзидә йәнә "хитайниң бир пүтүнлүкини қоғдаш бизниң түп мәнпәәтимиз" дәп тәкитлигән.

Хитай: тәйвәнниң һәр қандақ йол билән мустәқил болушиға қәтий рухсәт қилмаймиз

Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң тәйвән мәсилилиригә даир икки чоң ишханиси бу йил 2 ‏- айдин башлапла, тәйвән президенти чен шуйбйәнниң "тәйвән дуня сода тәшкилатиға тәйвән дегән нам билән әза болуп кириду" дегән сөзигә қарита вә чен шуйбйәнниң "хитай һөкүмитиниң бирликкә кәлтүрүш дегән сияситини әмәлдин қалдуруш" үчүн қолланмақчи болған қануний тәдбирлиригә қарита тәһлил йүргүзүп, "бу чен шуйбйәнниң тәйвәнни қануний йол билән мустәқил қилишқа урунғанлиқи", "тәйвәндә давамлишиватқан мустәқиллиқ һәрикәтләрни дәриҗә өрләткәнлики болуп һесаблиниду ", "әмма биз тәйвәнниң һәр қандақ йол билән мустәқил болушиға қәтий рухсәт қилмаймиз" дәп сөзләшкә башлиған иди. Хитайниң дөләт мудапиә министири сав гаңчуәнниң бу қетимқи армийә байрими мунасивити билән қилған сөзи гәрчә бурунқи кона сөзләрни қайтидин тәкрарлаштин ибарәт болсиму, әмма тәләппуз җәһәттин наһайити қаттиқ ейтилған.

Тәйвән һәрбий күчини ашурмақта

"Хитай учур тори"да баян қилинишичә, тәйвәндә узундин буян тәйярлиниватқан уруш парахотлириға қарши "җәсур ‏-үч" бәлгилик аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомба синақ қилиниш алдида туруватқанлиқи учур вастилириға аян иди. Йеқинда тәйвәндә чиқидиған "бирләшмә гезити"дә бу хил башқурулидиған бомбиниң аллиқачан тәйвән қисимлириниң "зәпәр" бәлгилик һәрбий парахотлириға бекитилип болғанлиқиға даир фото рәсимләр елан қилинған.

Хоңкоңдики "җоңпиң агентлиқи"ниң хәвәр қилишичә, тәйвәнниң бу хил башқурулидиған бомба тәтқиқати хитай һөкүмити 90 ‏- йилларда тәйвән боғузида башқурулидиған бомба синақ қилғандин кейин башланған икән. Һазир бу хил башқурулидиған бомба билән тәйвәндин 1000 километир йирақлиқтики хитай тәвәсидики нишанларға зәрбә бериш мумкин. Әмма тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи һазирқи "җәсур ‏-үч" бәлгилик башқурулидиған бомба һәққидә пикир баян қилишни рәт қилмақта.

Буниңдин кейин йүз беридиған башқурулидиған бомба синиқи тәйвәнниң болуши мумкин

Христиан илмий журнилиниң язғучиси симон монтлак әпәндиниң тәйбейдә елан қилған мулаһизиисдә баян қилинишичә, әмди буниңдин кейин йүз беридиған башқурулидиған бомба синиқи тәйвәнниң болуши мумкин. Симон әпәндиниң баян қилишичә, америка 2001 ‏- йилидин башлапла өзиниң тәйвәнни қорал билән тәминләш һәққидә бәргән вәдисини тәкрарлап келиватиду. Бу җәрянда, тәйвәнму өзини қоғдаш үчүн актип мудапиә сияситини қоллинип кәлмәктә. Гәрчә хитай һөкүмитиниң һәрбий қисимлар үчүн аҗратқан мәблиғи 19 милярд америка доллириға йәткән, һазир тәйвәнгә қарита тәйярлап қойған башқурулидиған бомбисиниң сани 800 дин ашқан, күч селиштурмиси җәһәттә хитай һазир тәйвәндин юқири орунда турсиму, әмма тәйвән 8 милярд америка доллири хамчоти асасида дөлитини мудапиә қилиш үчүн актип тәйярлиқ көрүватиду, тәйвәндә тәйярланған "җәсур ‏-үч" бәлгилик һәрбий парахотларға бекитидиған аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомба тәйвән қисимлириниң тәйвән боғузидики һәрбий еһтияҗиға тамамән уйғун келиду. Тәйвән һазир өзиниң әмәлий һәрикити арқилиқ хитай һөкүмитигә "тәйвән мәсилисини һәл қилиш" дегән хияли пикир үчүн төләйдиған бәдәлни чуңқур һес қилдурмақчи болуватиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.