Тәйвәндә икки тәрәп намайишчилар оттурисида зораванлиқ һәрикәт йүз беришкә башлиди


2006.09.20
taiwan-namayish.jpg
20 – Сентәбир күни тәйвәнниң пиңтуң шәһиридә йүз бәргән намайишта сақчилар тәйвән президенти чен шуйбйәнни қоллиғучилар қатаридики бир намайишчини тутмақта. AFP

Тәйвәндә гоминдаңчилар (көкчиләр) президент чен шүйбйәнни йиқитиш үчүн уюштурған җим олтуруш намайиши 9 ‏- айниң 9 ‏- күни йәни чоң қуруқлуқта мавзедуң өлгәнликиниң 30 йиллиқи хатирилиниватқан күни башланған иди. Шуниңдин кейин бундақ җим олтуруш шәкли кочиларда меңип намайиш қилиш, идарә-органларни қоршивелиш, иш ташлаш дегәндәк шәкилләргә тәрәққи қилди. 'Франсийә агентлиқи'ниң 9 ‏- айниң 19 ‏- күни тәйбейдин хәвәр қилишичә, гоминдаңчилар чен шүйбйәнни йиқитиш һәрикитини тәйвәнниң тәйбей шәһиридин чоң қуруқлуқтин кәлмигән йәрлик аһалилар көп салмақни игәлләйдиған җәнуб тәрәптики гавшоң шәһиригә кеңәйткәндин кейин, йәрлик аһалилар уларға қариму-қарши һалда намайиш қозғиған. Бу җәрянда икки тәрәп намайишчилар оттурисида қарши тәрәпкә үнлүк аваз билән варқирайдиған, һәтта қол тәккүзүп зораванлиқ қилидиған ишлар йүз беришкә башлиған. Тәйвән сақчилири вәқә туғдурған кишиләрдин бир нәччини тутуп тәртип сақлиғандин кейин, гоминдаңчилар сақчи органлирини 'намақул болуш'қа мәҗбурлап чоқан селишқа башлиған.

'Америка авази'ниң хәвәр қилишичә, гоминдаңниң рәиси майиңҗю әпәнди 'милйонлиған адәмниң чен шүйбйәнни йиқитиш һәрикити тәйвәнни қутқузувилиш йолидики бир намайәндә' дегән. Тәйвән қанун палатасидики минҗиндаң партйиисниң әзалар өмики болса 'тәйвәнни қалаймиқанлаштурмақчи болуватқан кишиләрниң дамиға чүшүп қалмаслиқ керәк. Көкчиләр иғвагәрчилик, зораванлиқ һәрикитини тохтитиши керәк' дәп тәкитлимәктә.

'Б б с' ниң хәвәр қилишичә, тәйвән даирилири һазир давамлишиватқан чен шүйбйәнни йиқитиш һәрикитигә бейҗиң тәрәп қол селиватиду, дәп қаримақта. Шуңлашқа һазир тәйвәндә һөкүмәт даирилири тәртип сақлашқа һәр вақит тәйяр турмақта. Тәйвән мәмурий мәһкимиси баянатчиси җен веншәнниң ейтишичә, һазир тәйвәндә һәрбий тәрәп мустәқил, улар битәрәп һаләттә турмақта. Һазирқи әһвалда тәйвәндә һәрбий өзгириш пәйда болушиниң еһтималлиқи наһайити аз.

- Тәйвәндә һазир йүз бериватқан һадисиләр худди буниңдин 41 йил илгири мавзедуң чоң қуруқлуқта қозғиған 'мәдәнийәт инқилаби'ға охшайду, - дәп мулаһизисини башлайду әркин асия радиосиниң обзорчиси, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди,- чоң қуруқлуқта йеқинда 'бейҗиңгә бармисаң мәнсипиңниң кичикликини һес қилмайсән, шаңхәйгә бармисаң пулуңниң азлиқини һес қилмайсән, тәйвәнгә бармисаң, у җайда һазир мәдәнийәт инқилаби давамлишиватқанлиқини һес қилмайсән' дегән сөз чиққан иди. Мән һазир бу гәпниң растлиқиға ишәндим, - баянини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, - мавзедуң қозғиған 'мәдәнийәт инқилаби' да 'мәдәнийәт' дегән әмәлийәттә дөләт рәиси люшавчини йиқитиш дегән мәнини билдүргән иди. 'Инқилап' дегән әмәлийәттә мустәқил пикир қилидиған кишиләргә 'диктатор йүргүзүш' дегән мәнини билдүргән иди. Мавзедуң қозғиған бу мәдәнийәт инқилабиниң җәряни дәсләптә 'материялларни оттуриға чиқириш' , униңдин кейин 'диктатора йүргүзүш'тин ибарәт болған иди. У чағда мавзедуң пүтүн учур васитилирини контрол қиливелип, бу ' қизил електир долқунлири' арқилиқ шу 'материял'ларни җәмийәткә йейип, униңда нами чиққан 'җин-шәйтан' вә 'бәш хил қара йип' дейилгән кишиләрни қизил қоғдиғучилар дәп атилидиған, һәтта 6-7 яшлиқ кичик балиларға 'исян' көтүргүзүп, 'сүпүрүп' ташлиғузған иди. Бу кишиләрниң қаршилиқ көрситишигә рухсәт қилинмайтти. Уларни һәр қандақ адәм келип тиллиса-аһанәт қилса, баш , көзигә түкүрсә, уруп ,соқса боливерәтти. Қизил қоғдиғучилар оттуриға қойған 'материяллар' ялған чиқип қалса, кишиләрни наһәқ уруп-соққан болса сүрүштә қилинмайтти. Әмди буниңдин 41 йил өткәндә, мавзедуңниң из басарлири һазир тәйвәндин чоң қуруқлуқни көрүп бақмиған, коммунист партийиниң һелисини чүшәнмәйдиған сиясийонларни һаман тепип чиқти. Әмма охшимайдиған йери шуки, хитай коммунист партийиси һазир тәйвәнгә игә болуш үчүн мавзедуңниң образини қурбан қилди (уни улуқ демәй, хаталиқи бар дәп иқрар қилидиған болди) , бу арқилиқ 'чен шүйбйәнни йиқитиш' һәрикити қозғап тәйвәнниң мустәқиллиқини тосумақчи болди.

Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, гоминдаңчилар тәйвәндә чен шүйбйәнни йиқитиш һәрикитини башлиғандин буян, қизил кийим кийип намайиш қиливатиду. Улар һазир йешил кийим кийгән кишиләрни уриду. Чен шүйбйәнни йиқитимән, дегән мәнини билдүрүш үчүн баш бармиқини чиқармиған кишиниму уриду. Бу һәрикәткә чоң қуруқлуқтики қара гуруһлар шенҗенда туртуп қоманданлиқ қиливатқанлиқи мәлум. Тәйвәнгә сирттин кәлгәнләр аран 12% ни тәшкил қилсиму, әмма улар (гоминдаңчилар) тәйвәндә асаслиқ һоқуқларниң һәммисигә игә болувалған. Бу худди шинҗаңдикигә охшаш, һоқуқларниң һәммисини сирттин кәлгән хәнзулар игиливалған, йәрликләр буниңға нарази. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.