Талант вә төһпә
Мухбиримиз айгул йүсүп
2009.04.07
2009.04.07
Шундақ, шәрқий түркистанда яшаватқан чағлирида чәклимә вә шараитниң яр бәрмәслики түпәйлидин өзиниң радио диктори болуш арзусиға еришәлмигән яш, иқтидарлиқ зиялий ибраһим истәми әпәндила норвегийигә келип узун өтмәй өз талантини җари қилдурушқа башлиди.
Тулпарниң чепиши үчүн кәңри мәйдан болиши керәк болғандәк, норвегийә уйғур комитетиниң интернет тор бети мәйданға кәлтүрүлгәндин кейин, бу пурсәтни чиң тутқан ибраһим истәми әпәнди, норвегийә уйғур комитетиниң рәһбәрлири вә тор бәт башқурғучи техник хадимларниң зор қоллишиға еришип, өзиниң әһмийәтлик болған иштин сиртқи дикторлуқ хизмитини башливәтти. У алди билән вәтән ичи вә чәтәлләрдики уйғурлар сөйүп оқуған , үч вилайәт инқилабиниң алди - кәйнидики пүткүл сияси, иҗтимаий вә инқилаби җәрянлар тәпсили йорутуп берилгән, даңлиқ язғучи зордун сабирниң "ана юрт" романини оқушни башлап интернет радиоси арқилиқ кәң җамаәтчиликкә аңлитип зор алқиш вә махташларға сазавәр болди.
Болупму у роман аңлитиш җәрянида әсәрдики һәр хил пирсунаҗларниң диалоглирини коп хил өзгиришчан аваз билән ипадиләп бу арқилиқ уларниң характери вә образини йорутуп бериштә өзиниң алаһидә талантини намаян қилип радио аңлиғучиларниң яхши баһасиға еришти.
Өзиниң әһмийәтлик әмгики арқилиқ уйғур хәлқиниң мәниви һаяти үчүн ун - түнсиз хизмәт қилип төһпә қошуп келиватқан ибраһим истәми әпәндиниң уйғурларниң әркинлики йолиға бир кишилик төһписини қошуш ғайиси бәкму бүйүк.
Нөвәттә у "ана юрт" романини оқуп тамамлаш алдида турған болуп, роман оқулуп тамамланғанда у норвегийә уйғур комитетиниң тор бәт башқурғучилириниң ярдимидә уни үн - син лентисиға айландуруп һәр қайси җайларға тарқитип, униңдин киргән киримни тәшкилатқа иқтисади кирим сүпитидә ярдәм қилмақчи боливатиду.