Гәнҗяң институтидики уйғур оқуғучилар тамақ ташлиди
2007.05.17
Хитайниң җяңши өлкиси нәнчаң шәһиригә җайлашқан гәйҗаң кәспи техника иниститути тәйярлиқ синиплирида икки миң әтрапида хитайдин башқа милләт оқуғучилири оқуйду. 2003 - Йилидин башлап бу мәктәп ислам диниға етиқат қилидиған оқуғучиларға мәхсус мусулман ашханиси тәсис қилған болсиму йеқиндин буян ислам диниға етиқад қилидиған оқуғучилар , мәктәп мусулман ашханисиниң тамақлириниң мусулманчә өлчәмгә йәтмәйдиғанлиқидин нарази болуп кәлгән.
Игилинишичә 5 - айниң 16 - күни миңдин артуқ уйғур һәм қазақ қатарлиқ мусулман оқуғучилар бир күн тамақ ташлап мәктәпкә наразилиқ билдүргән.
Мәктәп мусулманлар ашханисиниң тамақлири гуманлиқ
Гәнҗяң кәспи техника институтиниң хитай тили тәйярлиқ синипида оқуватқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучиниң мәлум қилишичә, һазир мәзкур мәктәптә уйғур елидин қобул қилинған миңдин артуқ уйғур қазақ оқуғучилар болуп ,улар 5 - айниң16 - күни мәктәп мусулман оқуғучилар ашханисиниң тамиқиниң мусулманчә өлчәмгә йәтмәйватқанлиқидин нарази болуп, бирликтә бир күн тамақ ташлаш арқилиқ мәктәп рәһбәрликигә наразилиқ билдүргән.
Һәмдә мунасивәтлик орунларниң мусулман ашханиси тамақлириниң сүпити үстидин тәкшүрүш елип беришини тәләп қилған . Мәктәп рәһбәрлики оқуғучиларниң техиму күчлүк наразилиқ паалийәтлирини елип беришниң алдини елиш үчүн оқуғучиларни вақтинчә вәдә билән бесиқтурған. Гәрчә бу наразилиқ паалийити миңдин артуқ оқуғучиларниң қатнишиши билән бир күн давамлашқан болсиму әмма бу һәқтә һечқандақ ахбарат яки маарип тор бәтлири мәлумат елан қилмиди.
Гәйҗаң кәспи техника институтиниң мәхсус тор бетидики мәктәп хәвәрләр сәһиписидиму бу тоғрилиқ учур тарқитиш чәкләнгән. Вәқә болған күни уйғур елидики бир қанчә тор бәттә бу һәқтә қисқа учур берилгән болсиму бир нәччә саәткә қалмай өчүрветилди.
Мәктәп мәсуллири вәқәни инкар қилди, оқуғучилар болса иқрар қилди
Җяңши өлкиси нәнчаң шәһиригә җайлашқан гәйҗаң кәспи техника иниститути1998 - йили ечилған шәхси игиликидики унверсал алий мәктәп.2003 - Йили бу мәктәптә аз санлиқ милләт тәйярлиқ синиплири тәсис қилинған биз бу мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң әһвалини игиләш үчүн , мәктәп ишханиси билән алақилаштуқ.
Телефонни алған бу аял оқутқучи мәктәптә бундақ иш йүзбәргәнликидин хәвири йоқлиқини ейтти. Униң билдүрүшичә , институт қармиқида 2006 - қобул қилинған аз санлиқ милләт оқуғучиларниң толуқ курс билән техником синиплирини қошқанда җәмий 2800 гә йетидиғанлиқини ,уларниң ятақ һәм тамақханилириму айрим икәнликини шундақла оқу -оқутуш вә башқа мәсилилиригә мәхсус тәйярлиқ оқутуш бөлүми мәсуллуқини ейтип , оқуғучиларниң наразилиқ һәрикити һәққидә мәктәпниң мәсул мудири билән алақилишип беқишимизни сориди.
Биз мәктәп мудир ишханисиға телефон улидуқ.
Гүлчеһрә: яхшиму сиз мән америка әркин асия радиоси мухбири, мәктивиңлардики шинҗаңлиқ мусулман оқуғучилар мәктәп тамиқиниң мусулманчә өлчәмгә йәтмигәнликидин нарази болуп тамақ ташлаптикән, бу вәқәни қандақ һәл қилдиңлар?
Мудир: бизниң мәктәптә бундақ иш йоқ, биз аңлимиған йәрдә силәр қандақ аңлидиңлар? ундақ иш йоқ.
Гүлчеһрә: силәрниң мәктәптә шинҗаңлиқ уйғур оқуғучилар барму?
Мудир: шинҗаңлиқ оқуғучиларниң барлиқи бар, уларниң айрим мусулманчә ашханиси бар, уларниң өрүп адәтлиригә һөрмәт қилимиз.
Гүлчеһрә: ашханиниң ашпәзлири қәйәрлик?
Мудир: ашпәзму ашуларниң, шинҗаңлиқ. Силәр қәйәрдин аңлидиңлар бу ишни, бу мәктәптики уйғур оқуғучиларниң ипадиси наһайити яхши қалаймиқан иш йүз бәрмиди.
Гүлчеһрә: сиз мәктәпниң мудириму?
Мудир: бу ишқа җаваб беришкә һоқуқлуқ кадирмән. Силәр қалаймиқан тарқалған ялған хәвәрни аңлап қапсиләр, мәктивимиздики миллий оқуғучиларниң ипадиси интайин яхши болуп келиватиду һеч қандақ мәсилә чиқмиди. Мән бәк алдираш.
Гәрчә бу мудир зияритимизни силиқ һалда қобул қилған болсиму ахирқи соаллиримизға җавабән тәхирсизликини ипадиләп "ишқилип бундақ вәқә йүз бәрмиди" дегиничә телефонни қойди. Биз җияңшиниң нәнчаң шәһиригә җайлашқан гәнҗяң кәспи техника институтиниң тәйярлиқ синип башқуруш бөлүми, мусулман ашханиси қатарлиқ орунларға телефон қилип алалмиғандин кейин мәктәпниң мәлум оқуғучилар ятақ бинасиға телефон қилип мәзкур вәқә һәққидә тәпсили мәлумат елишқа тириштуқ:
Телефонни алған бир хитай оқуғучи бу вәқәни өз көзи билән көрмигән болсиму мәктәптә оқуғучилар арисида тарқалған параңлардин билгәнликини ейтти:
Оқуғучи: мән шинҗаңлиқ оқуғучиларниң иш чиқарғанлиқини аңлидим, түнүгүн 16 - чесла.
Гүлчеһрә: шинҗаңлиқ оқуғучиларниң наразилиқиниң сәвәби немикән билмидиңларму?
Оқуғучи: улар мәктәпниң тамиқини қиммәт, сүпити өлчәмгә лайиқ әмәскән дәптиму, шундақрақ аңлидим. Һазир тохтап қалғандәк қилиду. Бизниң ятақлиримиз ашханимизму бир йәрдә әмәс шуңа өзәм көрмидим. Бәк тәпсили билмәймән.
Гүлчеһрә: мәктәпниң бу вәқәни қандақ бир тәрәп қилғанлиқидин хәвириңиз барму?
Оқуғучи: униму билмәйдикәнмән, аңлишимчә шинҗаңлиқ оқуғучилар наразилиқни мәктәп мәсилини һәл қалмиғучә тохтатмайдикән. Һазирчә тохтап қалғини билән йәнә йүз бериши мумкин.
Мәктәпниң оқуғучиларниң наразилиқ һәрикитини бастуруш тарихи
Буниңдин илгири җяңши өлкисиниң нәнчаң шәһиригә җайлашқан мәзкур гәнҗяң кәспи техника иниститути билән нәнчаң кийим - кечәк лайиһиләш иниститутида 2006 - йили 10 - айда он миңдин артуқ оқуғучиниң қатнашчилиқида, интайин кәң көләмдә оқуғучилар исяни йүз бәргән иди. Әйни вақитта бу икки шәхси мәктәпниң алий техником кәспи депломиниң дөләт тәрипидин етрап қилинмайдиғанлиқини байқиған оқуғучилар, даириләрниң буниңға чүшәнчә беришини тәләп қилип йиғилиш өткүзгән һәмдә бу һәрикәт тездинла исянға айланған.
Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә даириләрниң қораллиқ сақчи қисимларни йөткәп келип исянни бастурмақчи болғанда , сақчилар билән оқуғучилар оттурисида тоқунуш йүз берип йигирмидәк кишиниң яриланғанлиқи билдүрүлгән иди. Шундақла мәзкур оқуғучилар намайишиға әйни вақитта шу икки мәктәптә оқуватқан икки миңға йеқин уйғур оқуғучиниң қатнашқанлиқиму тилға елинған иди.
Мәркизи хоңкоңдики җуңго кишилик һоқуқи вә демократийә мәркизи шу қетимлиқ оқуғучилар исянидин кейин бәш нәпәр оқуғучиниң қолға елинғанлиқини , мәктәпниң интернет , телефон алақиси вақтинчә үзүветилгәнликини билдүргән.
Биз , уйғур ели оқуғучилириниң мәктәпниң өзлириниң динний вә миллий өрүп адәтлиригә һөрмәт қилмай тамақлириниң мусулманчә болушиға капаләтлик қилмиғанлиқидин нарази болуп 16 - май чаршәнбә елип барған, тамақ ташлаш һәрикитиниң нәтиҗиси һәққидә ,нәнчаңдики уйғур оқуғучилар билән алақилишишқа тиришқан болсақму , һазирға қәдәр улардин бивастә учур елиш имканийити болмиди.
Әскәртиш: гәнҗяң институтидики уйғур ели оқуғучилириниң әһвалидин хәвәрдар кишиләрниң радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ мәлумат йәткүзишини сораймиз. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
- Олимпик мурасими йеқинлап кәлмәктә, хитайда намйиш - қозғилаң қистап кәлмәктә
- Демукиратийә вә намайишлар һәққидә, дуня уйғур қурултейиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити уйғур елидики алий мәктәпләрдә сиясий идийиви тәкшүрүш елип бармақта
- Канаданиң ваңковер шәһиридики тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш - хитайниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийисиниң бир қисми
- Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилирини хитайчә оқутидиған толуқ оттура синиплирини йәниму кеңәйтмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур әвладлирини хитай маарипида тәрбийиләш көлимини йәнә бир қәдәм кеңәйтти
- Хитай һөкүмити уйғур елида хитайчә маарипни йәниму күчәйтип елип бармақчи
- Рабийә қадир ханим торонтода хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашти
- Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи
- Түркийидә һүсәйин җелил мәсилиси мунасивити билән намайиш өткүзүлди вә мухбирларға баянат берилди