Тарим дәрясиниң екологийилик бузғунчилиққа учришиниң сәвәблири немә?(1)
2006.02.01
Йеқинқи он йилдин буян тарим вадисида қалаймиқан боз йәр ечиш әвҗи алғанлиқтин тарим дәрясиниң сүйиниң азлап кетиши һәмдә дәря вадисиниң екологийисиниң еғир дәриҗидә бузулушини кәлтүрүп чиқарған иди. Тарим вадисида йүз бәргән тәбиий апәт, аччиқ савақлардин кейин хитай һөкүмити бултурдин башлап тарим вадисида боз йәр ечишни тохтитишни қарар қилған иди. Шундақла хәвәрләрдә тарим вадисиниң екологийисини түзәймиз дегәндәк сәвәбләр билән хитай даирилириниң тарим вадисида кәң даиридә су иншаати қурулуши елип бериватқанлиқи мәлум.
Қайта агаһландуруш
Тарим дәрясиниң икки қенида мана шундақ қурулушлар елип бериливатқан бир мәзгилдә йеқинда хитай һөкүмити мәхсус ухтуруш чүшүрүп тарим дәрясиниң икки тәрипидә һәр қандақ боз йәр ечиш һәрикитигә йол қоюлмайдиғанлиқини қайта елан қилди шундақла бу бәлгилимигә хилаплиқ қилғучиларниң қаттиқ җазаға учрайдиғанлиқи һәққидә қайта агаһландуруш бәрди.
"Тарим дәрясини түзәш қурулуши" дәп аталған қурулуш бәлгилимисидә тарим дәрясини суғуруш мәнбәси қилған кәң даиридики деһқанчилиқ ишләпчиқириш мәйданлири етизларда, шалға охшаш көп су тәләп қилидиған зираәтләрни теримаслиқ, суни теҗәп ишлитиш, муһит мәсилилирини һәл қилиш, екологийә билән иқтисад оттурсидики мәсилини тоғра бир тәрәп қилиш қатарлиқлар бәлгиләнгән. Шундақла бу қурулуш арқилиқ теҗәлгән су мәнбәсиниң боз йәр ечишқа ишлитишкә қәтий йол қоймаслиқ тәкитләнгән.
Мәсилиләр йәнила еғир
Гәрчә нөвәттә бу бәлгилимиләргә асасән шундақла һөкүмәтниң тарим вадисида боз йәр ечишқа йол қоймаслиқ қанунлириға асасән, тупрақ су башқуруш орунлири, баҗ вә җамаәт хәвпсизлик тармақлири һөкүмәт һәмдә қанун органлири бирлишип тарим дәряси вадисида боз йәр ачидиған, екологийини бузидиған қилмишларға зәрбә бериватқан болсиму, униңға даир мәсилиләр йәнила мәвҗут болуп турмақта икән. Ана дәря аталған тарим дәряси әзәлдин сүйи әлвәк муһити гүзәл, уйғур елиниң җәнубий етигидики етизлирини көллирини су мәнбәси билән тәминләйдиған муһим су байлиқ мәнбәси. Тарим вадисидики бостанлиқларму ана дәряни бойлап җайлашқан болғачқа әмгәкчан уйғур хәлқиму тәбиий һалда бу суйи әлвәк, муһити гүзәл тарим бойиға маканлашқан. Һәмдә бу маканни деһқанчилиқ бағвәнчилики билән техиму аватлаштуруп, боастанлаштуруп кәлгән.
Булғинишниң сәвәби немә?
Тарим дәряси су мәнбәсидин қалаймиқан пайдилинип, дәряниң екологийилик муһит тәңпуңсизлиқини кәлтүрүп чиқириватқанлар кимләр? әсирләр бойи мушу диярда маканлашқан хәлқму ?
Буларға җаваб елиш үчүн тарим дәряси бойидики йезиларға телефон қилдуқ. Тарим вадисидики қәдими маканлардин болған ақсу шаяр наһийисиниң кәнтидин бир деһқан, тарим дәрясидики өзгиришләрни өкүнүш билән тилға елип, тарим дәрясида йеқинқи йиллардин бери суниң көп азлап кәткәнлики, дәрядики билиқларниң йоқап кәткәнлики, деһқанчилиқтиму су кәмчил икәнлики һәққидә ейтти.
Нимә үчүн әсирләр бойидолқунлап кәлгән тарим дәряси бүгүнки күндә азлап кетиду ? гүзәл тарим вадиси екологийиси нимә үчүн йеқинқи йилларда тез бузғунчилиққа учрайду?
Бу мәсилиләргә йәрлик уйғур хәлқидин әмәс бәлки 50 йилдин буян тарим дәрясиниң юқириқи еқинлирини йәни су мол мунбәт йәрлирини игиләп тез сүрәт билән кеңийип, кәң көләмдә боз йәр ечип нопуси һәссиләп көпийиватқан хитай ишләпчиқириш қурулуш девизийилиридин сүрүштә қилишимизға тоғра келиду.
Чүнки кәң көләмдә боз йәр ечиватқанларму девизийидики хитай көчмәнлири, чүнки дәря еқинлирини тосуп су амбарлирини қуриватқанларму, су көп ишлитилидиған зираәт, көктатларни териватқанларму шулар.
Биз тарим дәрясиниң бузғунчилиққа учраш мәсилисини тарим дәрясиниң юқирқи еқинини бойлап җайлашқан хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси -1 дивизийә -6 полкиниң су башқуруш орниға телефон қилип соридуқ. Бу полкиниң су башқурғучисиниң җаваблирини кейинки программимиздин аңлиғайсиз. (Гүлчеһрә)