Тарим дәрясиниң екологийилик бузғунчилиққа учришиниң сәвәблири немә?(2)
2006.02.02
Тарим дәряси уйғур дияридики 9 чоң дәря 144 өстәң еқинларниң су мәнбәси. У өз бағрида йәттә йерим милйондин көп хәлқни бақиду. Әмма уйғур елигә җан бериватқан бу ана дәряда нөвәттә йилдин- йилға су азлап, барғанчә еғир кесәлгә гириптар болғандәк аламәтләр көрүлмәктә.
Ана дәряниң зари
Тарим вадисидики деһқанларниң билдүрүшичә, әсирләр бойи долқунлап кәлгән тарим дәрясиниң һечқачан сүйиниң тохтап қалғинини аңлап бақмиған болуп, бу пәсиллик дәря, әтияз, күз пәсиллири суйи әвҗийдиған қиш пәслидиму суйи үзүлмәй тинич ақидиған дәря иди.
Бирақ йеқинқи йиллардин бери, нопусниң көпийиши, дәрядин һәр хил өстәңләрниң айрилиши, су амбарлириниң қурилиши, дәря вадисида тохтимай боз йәрләрниң ечилип, нәччә йүз километирға созулған қәдимий һәм тәбий орманларниң вәйран қилиниши билән тарим дәрясиниң сүйи барғанчә азлап һәтта бәзидә пәқәтла су ақмас болуп қалған.
Тарим дәрясиға немә болди? бу дәря йәнә долқунлинарму? униңда һаятлиқ сулири йәнә илгирикидәк мәвҗ урарму? бу мәсилиләр мушу дәряға тайинип һаят кәчүрүп кәлгән деһқанларни тәшвишләндүргән болса, қисқиғинә бир нәччә он йил ичидә тарим екологийисидә йүз бәргән әҗәллик өзгүрүшләр екологийә мутәхәссислирини ойландурмақта улар бу йәр шарида 68 милйон йиллардин бери сақланған тоғраққа охшаш қәдимий өсүмлүкләрниң буниңдин кейин дунядин қуруп кетидиғанлиқини тәсәввур қилғинида әндишигә чүшмәктә.
Ғәрбни ечиш бузғунчилиқи
Мутәхәссисләр шундақла һөкүмәт орунлири тарим дәрясиниң немә сәвәбтин сүйи азлап төвәнки еқимида су үзүлүш һадисиси көрүлватқанлиқ сәвәбини ениқлап билгинигә 10 йиллар болди. Һәтта тарим дәрясини әслигә кәлтүрүш үчүн, бу җайда боз йәр ечишни тохтитиш, су байлиқидин қалаймиқан пайдилинишқа йол қоймаслиқ, таримни түзәш қурулуши қилишқа охшаш бәлгилимә һәм сиясәтләр билән һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум.
... Лекин оттура һәм юқири еқинларниң тәрәққиятини көздә тутқанда, төвәнки еқимниң бәдәл төлишигә тоғра келиду. Бундақчә ейтсам расла бир биригә зиддийәтлик мәсилидәк көрүниду. Әмма төвәндики еқиндики бир парчә йәрниң екологийисини дәп юқири еқиндики бунчә көп нопусниң мәнпәәтигә тәсир йәткүзүшкә болмайду?
Әмма бу таримниң илгирики һалитигә қайтишиға қанчилик рол ойнидиму? бу намәлум. Материялларда көрситилишичә, тарим дәрясиниң омуми узунлиқи 1300 километир болуп төвәнки еқини 300 километир әтрапида. Тарим дәряси су башқуруш идарисиниң мәлуматиға асасланғанда, тарим дәря вадисида 42 наһийә, җәмий 55 биңтуән полклири бар болуп, 1970 йиллардин буян тарим дәря сүйиниң ишлитилиши 10 һәссә ешип кәткән. Тарим дәрясиниң юқири еқинини игиливалған биңтуән полклири йиллардин бери тарим дәрясиниң сүйини һәдди- һесабсиз ишлитип кәлгән болупму ғәрбни ечиш борини билән кәлгән боз йәр ачқучилар йеқинқи он йилдин буян тарим дәрясида қанунға хилап һалда техиму зор бузғунчилиқларни елип барған.
Мәсилән 2004 - йили 24 - майда тәңритағ тор бетидә тарим дәря вадисида 3000 мо йәрниң қанунсиз ечилғанлиқини хәвәр қилған иди. Уйғур ели истатистика идарисиниң елан қилишичә 2000 - йилидин буянла тарим дәря вадисида 189 миң мо боз йәр йеңидин ечилған болғачқа тарим дәряси еғир бесимға учриған. 1958 - Йилидин һазирға қәдәр 28 миң гектар тоғрақлиқ вәйран қилинған. Тарим дәрясини қутқузуш униңға тайинип һаят кәчүрүватқан инсан һәм җанлиқ шундақла бу тупрақни қутқузғанлиқ билән тәң.
Тарим дәрясиниң муһим баш еқинлиридин ақсу дәряси вадисида 2001 - йилидин һазирға қәдәр ечилған боз йәр 102 миң моға йәткән болуп, буниң 30 миң моға йеқинини йәрлик игилигән болса 80 миң модин көпрәкини хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси -1 девизийиси игилигән. Кишини чөчүткидәк бу санлиқ мәлуматларни хитай һөкүмәт даирилири елан қилди. Ундақта хитай һөкүмити немә үчүн бу тарихқа вақтида хатимә бәрмиди? немә үчүн тарим дәрясиниң шундақла тарим вадисиниң бунчә еғир бузғунчилиқларға учрушиға қарап турди?
Биңтуән кадири билән сөһбәт
Йеқинқи 10 йилдин буян боз йәр ечиш тез болуп кәтти. Шуңа тарим дәрясидиму су бир аз җидди болуп қалди.
Буларға җаваб елиш үчүн биз тарим дәрясиниң юқириқи еқинлирини игиләп ятқиниға 50 йилдин ашқан ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң деһқанчилиқ мәйданлиридин 6 - полкиниң су башқуруш орниға телефон қилдуқ. 6 - Полкиниң су башқуруш кадири гав зияритимизни қобул қилип, "тарим дәрясиниң мәсилиси биңтуән билән йәрлик хәлқниң мәнпәәт тоқунишиға тақишидиған мәсилә" дәп көрсәтти.
- Мән мушу полкиниң баш су башқурғучи кадири. Биз 6 - полкму тарим дәря вадиси һесаблинимиз, лекин биз юқири еқимида ақсу дәряси биздин өтиду. Полкимиз деһқанчилиққа тайиниду, биз асасән тарим сүйи билән етизлиримизни суғиримиз. - Төвәнки еқинда һазир су тохтап қапту силәрдә су барму? - биздә су барғу, тарим дәрясида һечқачан су тохтимайду, қиштиму ақиду. Төвәнки еқимда су тохтап қалди. Шуңа су ишлитиған орунларда азрақ су йетишмәслик бар. Һазирчә бизниң полкқа анчә еғир тәсири йоқ. Әмма һөкүмәт һазир тарим дәрясини өргәртиш су теҗәш қурулуши қиливатиду. - Биз бурун пәқәтла арпа, сәй көктат мивиләргә охшаш көпрәк суғирилидиған зираәт терилғуларни тераттуқ. Һазир бәзи кевәз буғдайға охшаш зираәтләрниму терийдиған болдуқ. - Тарим дәрясидин биңтуәндә қанчилик адәм тарим сүйигә тайиниду? - тарим вадисида -1 дивизийисини алсақ 20 полкта җәмий 300 миң нопус таримниң сүйини ичиду. Йәрликләр асасән төвәнки еқинида, анчә билмәймән. - Һөкүмәттин нөвәттә тарим вадисида боз йәр ечишни тохтитиш һәққидә бәлгилимә чүшүпту, боз йәр ечиш пүтүнләй тохтитилдиму? - шундақ, әмма еһтияҗға асасән йәр астидин қудуқ колап дегәндәк усуллар билән йәнә боз йәр ечиш ишлири анчә мунчә бар, әмма кәң көләмлик боз йәр ечиш тохтитилди. Йеқинқи 10 йилдин буян боз йәр ечиш тез болуп кәтти. Шуңа тарим дәрясидиму су бир аз җидди болуп қалди. - Билишимизчә биңтуәнниң кәң көләмдә боз йәр ечиш һәрикәтлири, су амбарларни қуруши билән тарим дәрясиниң екологийисигиму зор тәсир көрситипту, бу мәсилиләр илгири қияс қилинмиғанму? - йеқинқи йилларда боз йәр ечиш һәқиқәтән зор болуп кәтти, дәряниң су мәнбәәсиму бесимға учриди. Лекин мениңчә муһитқа бузғунчилиқ елип кәлмиди әксичә биз қуруқ чөллүкни ечип у йәрләрни көкәрттуқ. - Әмма боз йәр кәң көләмдә ечилип су мәнбәси һәдди һесабсиз ишлитилгәчкә төвәнки еқинда, йәни йәрликләр олтурақлашқан җайларда екологийилик бузғунчилилар һәмдә су йетишмәслик келип чиқипту, һәтта деһқанларниң ишләпчиқириши һәмдә һаяти еғир тәсиргә учраветипту бу мәсилә силәрниң боз йәр ечиш һәрикәтлиңларниң тәсиридин әмәсму?
У бу соалимға күлкә арилаш чүшиниксиз позитсийә билән җаваб қайтурди.
- Тоғра юқириқи еқимида суниң ишлитилиши бир қәдәр җидди болғачқа, төвәнки еқимида су үзүлүш шу сәвәблик тоғрақлиқлар қурушқа охшаш әһваллар көрүлди. Лекин оттура һәм юқири еқинларниң тәрәққиятини көздә тутқанда, төвәнки еқимниң бәдәл төлишигә тоғра келиду. Бундақчә ейтсам расла бир биригә зиддийәтлик мәсилидәк көрүниду. Әмма төвәндики еқиндики бир парчә йәрниң екологийисини дәп юқири еқиндики бунчә көп нопусниң мәнпәәтигә тәсир йәткүзүшкә болмайду. Уларниң турмушини яхшилаймиз, киримини өстүримиз дәйдикәнмиз қайси тәрәпниң еғир тохтайдиғанлиқи тоғра дәң салмисақ болмайду. - Ундақта төвәнки еқимдики йәрлик деһқанлар қандақ қилиду, улар давамлиқ бәдәл төлиши керәкму? - һазир шу мәсилә, юқири уттур еқимда суни ишлитип болғандин кейин төвәнки еқимға су қалмайватқан гәп. Әлвәттә төвәнки еқимдики деһқанларға тәсир қилиду, әмди бу мәсилини һөкүмәт сиясәттә тәңшиши керәк. Бәлким баҗ вә башқа һәқ елишта етивар бериш арқилиқ тәңшисә қандақкин? бу мәсилини қандақ һәл қилиш керәкки мәнму билмәймән. Бу бәк зиддийәтлик мәсилә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тарим дәрясиниң екологийилик бузғунчилиққа учришиниң сәвәблири немә?(1)
- Хитайдики муһит булғиниш мәсилиси хитай иқтисадиға зор тәһдит елип кәлмәктә
- Тарим дәрясиниң һазирқи икологийилик барғансери начарлашмақта
- Үрүмчидики шимиго дәряси еғир дәриҗидә булғанмақта
- Төмүр чоққа әхләт чоққилириға айланмақта