Тарихий шаһид һаҗи абдурешит кериминиң ейтқанлири
2007.08.27
Буниңдин 38 йил илгири, йәни, 1969 -йили 8-айниң 23-күни, ахуноп башчилиқидики шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң бир гуруппа әзалири билән хитай хәлқ азадлиқ армийиси арисида қизил суниң қараҗул йезисида тоқунуш йүз бәргән болуп, мәзкур тоқунушта хитай армийиси қаттиқ қаршилиқларға дуч кәлгәндин кейин, хели зор чиқимлар бәдилигә қозғилаңни бастурушқа мувәппәқ болған.
Ахуноп рәһбәрликидә қәшқәрдә елип берилған бу бир қатар һәрикәтләр һәм шу җәрянда йүз бәргән вәқәләр уйғур йеқинқи заман тарихидин орун алған болуп, 1969-1970-йиллири хитай җамаәт хәвпсизлик даирилириниң пүтүн уйғур ели миқясида нурғунлиған адәмләрни шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисигә бағлап тутқун қилғанлиқи вә җазалиғанлиқи мәлум.
Шветсийидә яшайдиған уйғур зиялийси абдурешит керими әпәнди әшу вәқәләрниң шаһидлиридин бири болуп, у өз мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, әйни вақиттики вәқәләрни әсләп өтти.
юқиридики улиништин, силәр мухбиримиз үмидварниң абдурешит керими әпәнди билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Инсанларниң тунҗи аниси- һава аниниң қәбриси сәуди әрәбистанда
- Йүсүп мухлиси вапатиниң 3 йиллиқи хатирләнди
- Мәрһум абдурәуп мәхсум ибраһимини хатирләймиз
- Русийиниң терекөл бойидики қәдимқи уйғур қәләси әслигә кәлтүрүлмәктә
- Әлихан төриниң түркистан қайғуси намлиқ китаби уйғур тилида нәшир қилинди
- Уйғур телевизийиси түркийидә
- Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди
- Пиронниң җәсити тоғрилиқ қарашлар
- Рус алиминиң нәзиридики уйғур йеқинқи заман тарихи
- Мәмәт салиһ атуш әпәндимниң 85 йиллиқ һаят мусаписи тәбрикләнди
- Уйғур тарихидин кәлгән қәһриман персонаж - қара оғлан
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Турпандики қәдимий шәһәрләр вәйранчилиққа учримақта