Японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (2)


2007.09.05

японийә алими җун сугавараниң " японийә империйиси вә уйғурлар " мавзулуқ мақалисидә көрситилишичә, японийә асия тарихий материяллири мәркизи түзгән тоққуз томлуқ мәхсус уйғур елиға аит материяллар топлимида йәнә 1937-йили генерал маһмут муһити шең шисәйниң суйиқәстидин қутулуп, чәт әлләрдә күч топлап, қайтидин мустәқиллиқ һәрикити қозғаш мәқситидә һиндистанға чиқип кетип, у йәрдә икки йил турғандин кейин 1939-йили башқа 14 кишини елип японийигә келип, паалийәт елип барғанлиқиға мунасивәтлик көплигән учурларму бар.

Җун сугавараниң йезишичә, японийә һөкүмити маһмут муһитиниң токйодики вә хуххот қатарлиқ җайлардики паалийәтлирини йеқиндин көзәткән болуп, уларниң иш паалийәтлири һәққидә хели йетәрлик мәлуматлар мәвҗут. Бу материяллар маһмут муһитиниң 1939-йилидин таки вапат болғичә болған арилиқтики иш һәрикәтлири җүмлидин японийә һөкүмитиниң уйғур мустәқиллиқ һәрикитигә тутқан позитсийисини чүшиништә муһим пайдилиниш қиммитигә игидур.

японийидә өйләнгән тохти байниң һекайиси

Җун сугавараниң йезишичә, японийә даирилири маһмут муһитиниң қәшқәрдики чеғидила униң һәрикәтлирини көзәткән болуп, һәтта японийә әйни вақитта шиң шисәйниң қәшқәрдики атлиқ дивизийигә әвәткән буйруқи вә маһмут муһитиниң сүритигичә қолға чүшүрүвалған. японийә даирилири маһмут муһитиниң җуңго әлчиханиси билән учришишини көзитиш билән биргә йәнә өзлири биләнму көрүшүшигә йол ачқан.

Бу топламда махмут муһитиниң 1939-йили 4-айниң 1-күни японийигә кәлгәнлики ейтилған болуп, топламда мәзкур 15 кишиниң исми учрайду. Махмут муһитидин қалса, буларниң ичидә 2-номурлуқ шәхс бай әзизи, униңдин қалса үчинчи номурлуқ шәхс сүптидә тохти бай болуп, у японийилик аялға өйләнгән һәмдә иккинчи җаһан урушидин кейин японийидә мусапирчилиқта яшап, 1955-йили кесәл билән токйода вапат болған. У сөзләп бәргән униң қәшқәрдики баяшат һаяти, қәшқәрниң әһвали вә башқа мәсилиләргә аит мәлуматлар 2- җаһан урушидин кейин японийә мәтбуатлирида елан қилинған.

Маһмут муһити японийидин үмид үзгән

Апторниң қаришичә, топламдики уйғурларға аит материяллар 1939-йилидин кейин азийип кәткән болуп, бу японийә һөкүмитиниң уйғур елиға көңүл бөлүшни давамлаштурмиғанлиқи билән мунасивәтлик. Чүнки бу чағда, явропада уруш партлиди, арқидинла тинч окянда уруш йүз бәрди.

Шу вәҗидин японийә һөкүмитиниң шинҗаң мәсилисигә көңүл бөлүшкә чолиси тәгмиди. Җун сугавараниң тәһлил қилишичә, әнә шу сәвәбтин маһмут муһити японийидин үмид үзүп, җуңгоға кетишкә мәҗбур болди. Маһмут муһитиму тохти бай билән муһәммәд әмин исламини японийидә қалдуруп, башқа 13 кишини елип җуңгоға қайтип, бейҗиңдики қумул ваң сарийида турған. Кейин хуххотқа берип, уларниң бир қисими қой беқип тирикчилик қилишқа тиришқан.

Уйғурларни көзитиш орни такечи сарийи

Бу чағда японийә һөкүмити биваситә улар билән алақә қилмисиму, лекин японийиниң хитайниң шималидики бәзи органлири адәм әвәтип улар билән алақилишип турған. Мәсилән манҗурийә төмүр йол ширкитиниң такечи исимлик бир адими даим хуххотқа берип, махмут муһити қатарлиқлар билән көрүшүп турған. У 1943-йили хоххотқа такечи сарийи дәп аталған бир орун қурған болуп, уйғурлар даим бу йәргә келип қонуп йүргән. Гәрчә такечи сарийи манҗурийә төмүр йол идарисиниң шөбиси болсиму, лекин такечи әпәнди уйғурлар билән давамлиқ арилишип, улардин көп мәлуматларни игилигән.

япон алими җун сугавараниң оттуриға қоюшичә, такечи сарийиниң қурулуп, такечи әпәндиниң уйғурлар билән қоюқ мунасивәт орнитиши тасадипий һадисә әмәс болуп, апторниң тәһлил қилишичә, буниңда бир сиясий арқа көрүнүш бар йәни бу японийә һөкүмитиниң илгири чиң сулалиси йолға қойған " шималий җуңгони тутуп туруш үчүн ички моңғулийини сақлап қелиш, ички моңғулийини тутуп туруш үчүн шинҗаңни сақлап қелиш" дегән савақни қобул қилған.

японийиниң уйғур елиға әң қизиққан вақти 1933- 1938-йиллири

1945-Йили японийә урушта мәғлуп болғандин кейин уларниң уйғур елини чүшинишкә урунуш һәрикити тохтап қалған һәмдә уйғурларни билидиған кишиләрму азлап кәткән.

Омумән, японийә алими җун сугавараниң тәкшүрүшлиригә қариғанда, японийә һөкүмитиниң уйғур елиға әң қизиққан вақти дәл 1933-1937-йиллири болуп, 1933-йили 12-ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқи японийә империйисиниң бу земингә алаһидә диққәт қилишини қозғатқан.

Бу нуқтини чүшәнгән совет иттипақиму японийиниң шәрқий түркистан җумһурийити билән алақә орнитип, уйғурларниң һәрикитини қоллишиниң алдини елиш үчүн уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини йоқитип, әксичә шең шисәйни йөләп турғузуш тактикисини бәлгилигән һәмдә шиңшиңшада 8-қизил армийә полкини турғузуп, японларниң ички моңғул арқилиқ уйғур елиға киришини тосмақчи болған иди.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.