Абдул әзиз чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ әсири һәққидә


2007.11.22

Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам қәшқәр, һиндистан вә мисирларда узун йил илим тәһсил қилғандин кейин, оқуған илмини вә барлиқини вәтини вә хәлқи үчүн атап шу йолға һаятини тәқдим қилған, 20 әсирниң 30 вә 40 йиллири уйғур елидә илмий ақартиш ишлирида, җүмлидин тарих вә әдәбият саһәси бойичә даң чиқарған кишидур.

Сираҗидин әзизи билән сөһбәт

Сираҗидин әзизи мундақ деди :" чиңгизхан дамоллам дини мәдрисидә оқуп йетишкән алим болсиму, диндарлиқ билән вәтәнпәрвәрликни охшаш көрәтти. Мәзкур китабиниң муқәддимисидә ениқ қилип "инсанларни дуня вә ахирәттә әбәдий бәхт саадәткә ериштүридиған нурғун мәҗбурийәт вә вәзипиләр бар, буниң әң муһими икки мәҗбурийәт болуп, буниң бири диний мәҗбурийәт болса, йәнә бири вәтән алдидики мәҗбурийәттур" дәйду. Бу икки мәҗбурийәтни ада қилғанлиқини әмәлийәттә көрситип башқиларға үлгә болуш йолида, диний мәҗбурийәтни ада қилиш үчүн қуран кәримни уйғур тилиға тәрҗимә қилип чиқса, вәтән алдидики мәҗбурийәтни ада қилиш үчүн "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китабини йезип, нәшир қилдурған болуп, мәзкур китаб бүгүнгә қәдәр шәрқий түркистанниң тарихини язмақчи болған муәллипләрниң алдинқи қатардики мураҗиәт мәнбәси болуп кәлмәктә."

Сираҗидин әзизиниң ейтишичә, чиңгизхан дамоллам "түркистан асияниң қәлби" намлиқ мәзкур китабини йезиш сәвәби һәққидә тохтилип, "мән әқлимгә кәлгән күндин буян күчлүк иманимниң түрткиси билән инсанларниң үстигә йүкләнгән диний вә миллий вәзипини ада қилишни һес қилип кәлгән идим. Бо йолда вәтәнгә хизмәт қилишни әйни заманда динғиму хизмәт қилғанлиқ болуп, бирла вақитта икки вәзипини ада қилғанлиқ болиду дәп қарайттим. Бу икки вәзипини әмәлгә ашуруш йолида, шәрқий түркистанниң дуняға пәйда болған күнидин бүгүнки күнгичә болған тарихини әрәб тили билән баян қилидиған чоң икки томлуқ тарих йезип исмини "түркистан әл халидә" дәп атидим. Буниң билән динға вә вәтәнгә хизмәт қилип, аллани вә үммәтни рази қилдим, дәп қаридим. Бу китабимни толуқ нәшир қилишни арзу қилған болсамму, буниңға вақит яр бәрмиди. Бир мәзгил күтүшкә тоғра кәлди. Бу мәзгилдә мисирдики түркистан җәмийитиниң тәклипи билән шәрқий түркистанниң тарихини қисқичә, әмма тоғра баян қилидиған бу китабни йезип чиқтим, тәпсили мәлумат үчүн "түркистан әл халидә" намлиқ китабимға мураҗиәт қилинсун" дәп язиду.

Чиңгизхан дамолламниң әсәрлири

Чиңгизхан дамоллам өзиниң қисқиғинә һаятида, уйғур елиниң тарихи һәққидә "әркин түркистан", уйғур елиниң җуғрапийиси һәққидә, "улуғ түркистан" қатарлиқ нәсрий әсәрләрни, "гүзәл түркистан" намлиқ уйғурчә шеирлар топлимини, "түркчә тәҗвид", " уйғур тилиниң морфологийиси ", " уйғур тилиниң синтаксис қаидиси ", " түркистанда исламийәт ", "түрк әдәбият тарихи", "түркистан әл халидә", "түркистан қәлби асия", "сәвтул виҗдан" қатарлиқ әдәбият тарихи, тарих, җуғрапийә, шеир, грамматикиға аит 12 парчә китаб йезип вәтәнгә болған садақәт вә вападарлиқтин ибарәт миллий бурчини ада қилған болса, қуран кәримни уйғур тилиға тәрҗимә қилиш арқилиқ өзиниң сәмимий садиқ вә ихласмән бир мусулман икәнликини намайән қилған. "Тиғ түркани" намлиқ фарсчә қәсидисини йезип өзиниң ислам тониға оринивалған батил еқимдикиләргә болған ғәзәп нәпритини билдүргән.

Чиңгизхан дамолламниң қан тәр сәрип қилип язған 13 парчә китабидин "түркистан асияниң қәлби", "сәвтул виҗдан", " уйғур тилиниң морфологийиси " вә "тиғ түркани" қатарлиқ төт парчә китабила нәшир қилинған болуп, қалған китаблири нәшир қилиниш пурситигә еришәлмәстин йоқап кәткән. (Тохти)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.