Язғучи "муһәммәд роһи уйғур" ниң һаят кәчүрмишлири
2008.02.19

Уйғур хәлқиниң азадлиқ күриши йолидики өчмәс мәшәллириниң бири, уйғур хәлқиниң тарихини, муң - зарини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш вә тонутуш йолида муһим төһпиләрни қошқан язғучи алим, мәрһум "муһәммәд роһи уйғур " пакистанниң оттура асия тәтқиқат хизмәтлиригә асас салған төһпикар алимларниң бири һесаблиниду. Униң енгилиз, әрәп, парис, түрк, орду, пашту тиллирида шундақла чағитайчә йезиқларда язған тарихи китаблири, шеирлар топламлири, түрлүк илмий мақалилири, хәвәр, очриклири һазирға қәдәр пакистанниң һәр қайси университетлириниң күтүпханилирида, илмий тәтқиқат мәркәзлиридә сақланмақта.
"Муһәммәд роһи уйғур " 1911 йили үстүн атушта бир тиҗарәтчи аилисидә дуняға кәлгән. 1912 - Йили униң дадиси муһәммәд муса әпәнди намәлум бир вәқәдә вапат болуп кәткән. У алтә яшқа киргәндә анисиму башқа бири билән той қилип уни тағисиға қалдуруп кетип қалған. У 1932 - йили намәлум бир карванға қетилип пакистанға һиҗрәт қилған. У пакистанниң пишавур шәһиридә бир мәзгил турғандин кейин афғанистанниң кабул шәһиригә берип бир меһманханиға чүшкән. Униң зерәклики вә уйғурларға хас әдәп - әхлақидин тәсирләнгән меһманхана хуҗайини уни меһманханиниң һесаватчиси қилип ишқа орунлаштурған. У бир тәрәптин ишләп бир тәрәптин оқуп әрәп, парс, пашту тиллирини пухта өгәнгән. Аридин узун өтмәй бир парс қизи билән той қилған. У пашту, парс тиллири әдәбият саһәсигә қәдәм қоюп, шеир, илмий мақалиларни йезип гезит - журналларда елан қилған. Қисқа вақит ичидә афған хәлқиниң алқишиға еришкән. У "әнис" намлиқ паштучә гезитниң муһәррирлик хизмитини қилған.
1948 - Йили вәтәнниң мустәқил болғанлиқини аңлиған "муһәммәд роһи уйғур" вәтәнгә қайтиш үчүн йолға чиққан. Аялиниң "балилар бәк кичик памирниң соғуқлириға вә йол азабиға бәрдашлиқ берәлмәйду" дегинигә унимай афғанистандин йолға чиқип пакистанға кәлгән. Кейин вәтән диярини коммунистларниң ишғал қилғанлиқини аңлап вәтәнгә қайтиш ирадисидин ваз кәчкән. Пакистанниң "оттура асия тәтқиқат идариси" дә хизмәт қилип шәрқи түркистан һәққидә илмий мақалиләр язған. Пакистан радиосида уйғурчә аңлитиш тәсис қилип, шәрқий түркистан вә уйғурларни тонуштурған. Русийә вә хитай даирилириниң бесим қилиши билән пакистан һөкүмити радиода уйғурчә аңлитишни тохтатқан.
"Муһәммәд роһи уйғур" 1965 - йили 12 - айниң 8 - күни пакистанниң карачи шәһиридә аләмдин өткән. У енгилиз тилида "тахарларниң әсли юрти", урду тилида "типпу султанниң османийә хәлиписигә язған мәктуплири", әрәп тилида, "түркләрниң ислам диниға қошқан төһпилири",түрк тилида "түркләр иптихари" қатарлиқ китабларни язған, униңдин башқа йәнә уйғур тилида "йеңи ечилған гүлләр", "йеңи миллий роһ ", "роһийнамә" қатарлиқ 4 парчә шеирлар топлимини йезип қалдуруп кәткән.
Биз көп издиниш арқилиқ, пакистанниң карачи шәһиридә яшаватқан мәрһумниң оғли муһәммәд буғра уйғури билән учришип сөһбәт елип барған яш язғучи камилҗан әпәндини зиярәт қилип мәрһум муһәммәд руһи уйғур вә униң аилиси һәққидә сөһбәт елип бардуқ. (Арслан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вәтәнпәр уйғур зат һашир ваһидиниң һаяти вә паалийәтлири тоғрисида
- "ява кәптәр" намлиқ һекайә китаб болуп нәшир қилинди
- Түркистан давасиниң пешивалиридин бири - мустафа чуқай
- Сәуди әрәбистан һөкүмәт мәтбәәсидә бесилған тунҗи уйғурчә китаб
- Мәһмут қәшқири йили вә 1000 алтун мукапат
- Таҗикистанлиқ алим шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидә китаб язди
- Сәуди әрәбистандики мәрипәтпәрвәр зат қурбан абдулла һаҗим вапат болди
- Осман батур романи түркийидә нәшир қилинди
- Абдул әзиз чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ әсири һәққидә
- Бүйүк инқилабчи алим муһәммәд әмин исламий
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (1)