Уйғур йезилирида йоллар һазирғичә раванлашмиди
2005.12.29
Уйғур елиниң тәрәққиятиға аит мәлумат һәм хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлиридин, уйғур елидә йеқинқи йиллардин бери ташйол, төмүрйол қатарлиқ һәр хил қатнаш транспорт йоллири барғанчә тәрәққиятларға еришкәнлики мәлум.
Нөвәттә уйғур елидә 87 миң километир узунлуқта таш йол қатниши раванлашқанлиқи көрситилмәктә. Болупму йеқинқи йиллардин бери, хитай һөкүмити уйғур елидин башқа хитай өлкилиригә тутишидиған юқири сүрәтлик дөләтлик таш йол қурулушини күчәйтип елип барди.
Уйғур елидә шәһәр - наһийиләр арисида ясалған бу таш йоллар гәрчә көрүнүштә саяһәтчиләргә уйғур елиниң тәрәққиятини көрсәткән болсиму әмма уйғур елиниң йезилиридин игилишимизчә, шәһәр яки наһийиләр оттурсидики асасий қатнаш линийилири асасән туташтурулуп қатнаш қолайлишип, саяһәтчиликкә, сода -санаәткә асанлиқ туғдурған болсиму әмма көплигән уйғур йезилирида йәнила йоллар раванлашмиған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур елигә туташтурулған дөләт йоллири узартилди
- Уйғур аптоном райони билән русийиниң сибирийә райони оттурисида таш йол қатниши йолға қоюлиду
- Уйғур дияридики таш йолларда адәм өлүш вәқәлири көпәймәктә
- Уйғур аптоном районида тарим айланма төмүр йол линийиси қурулиду
- Хитай, тәклимакан чөллүкини кесип өтидиған йол ясимақчи