Ташкәнттә мәһмут қәшқири хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини ечилди

RFA Photo
Биз бу йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн өзбекистан хәлқара информатсийә академийисиниң тәтқиқатчиси профессор доктор керимоф бәхтияр рахманоғли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Профессор доктор керимоф бәхтияр рахманоғли әпәнди бу йиғинниң қачан, қәйәрдә ечилғанлиқини вә кимләрниң қатнашқанлиқи үстидә тохталди. Профессор доктор керимоф рахманоғли әпәнди бу илмий муһакимә йиғинида улуғ алим мәһмут қәшқириниң түрк дунясини бирләштүрүп ипадә қилған тунҗи кишилики тәкитләнгәнликини билдүрди.
Профессор доктор керимоф бәхтияр рахманоғли әпәнди йиғинда оттуриға қоюлған мақалиләр һәққидә мәлумат бәрди. У өзиниң йәнә бу йиғинда оттура асия түркий милләтлири арисида учур - алақини асанлаштурудиған ортақ бир тил яритиш керәкликини, буниң мәһмут қәшқириниң ишини давам қилдурғанлиқ болидиғанлиқини оттуриға қойғанлиқини ейтти.
У сөзиниң давамида йәнә, бу қетимқи илмий муһакимә йиғинида орта асиядики түркий хәлқләр арисидики достлуқ, иттипақлиқни қайтидин бәрпа қилишниң қаттиқ тәкитләнгәнликини вә һәр бир түркий хәлқниң өз ана тилини яхши өгәнсила өз - ара чүшиниш һасил қилалайдиғанлиқини билдүрди.