Тәбиий апәт зийининиң сүний сәвәблири
2008.02.01
Хитайда йүз бәргән қар апити хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини йәнә бир рәт хитайға мәркәзләштүрди. Көзәткүчиләр, зиянниң сәвәбкарлири қатарида ялғуз тәбиий апәтнила әмәс, сиясий түзүлмә вә һакимийәт истилидики зәипликләрниму нәзәргә алди.
Һөкүмәтниң апәттин мудапиә көрүш мәсулийити һәққидә соалму қоюлмиди
Хитай көзәткүчиси шя йифәнниң қаришичә, қар апитиниң өсүмлүкләргә зиян селиши, қатнаш-транспортни тосуп қоюши чүшинишкә болидиған әһвал; әмма қар апитиниң истолбиларни, електир мунарлирини йиқитиветиши, һәтта төмүр йоллирини бузуветиши кишини һәйран қалдуридиған әһвал.
Хитай мәтбуати бүгүн, қар апитиниң зийинидин сөз ачқанда, тәбиәттинла сөз ечиватиду. Әмма, һөкүмәтниң апәттин мудапиә көрүш җәһәттә мәсулийитини ада қилған - қилмиғанлиқи һәққидә тәнқид әмәс бир соалму оттуриға қоймайватиду. Чүнки бу йәрдә чувулуп чиқидиған бир тоқай мәсилә бар.
Хираҗәт әмәлдарларниң кәйпи- сапалиқ һаятиға сәрп қилинған
Шя йифән йәнә мундақ дәйду: бирла саһәдин сөз ачсақ, ток- електир қурулуши әслидә өзини - өзи бақалайдиған бир қурулуш, бу қурулушта, иқтисад йетишмәслик мәсилиси көрүлмәслики керәк, истолбилар, мунарлар қарда йиқилип чүшидиған вәзийәттә болмаслиқи керәк; мәсилиниң йилтизи шуки ток -електир қурулуши, хитайда йәнила, дөләт игидарчилиқида туруватқан бир саһә, бу саһәниң асаси қурулуш материяллириниң пухта-аҗизлиқи, йәни апәткә учраш-учримаслиқи саһәни башқуруватқанларниң бивастә мәнпәәтигә тақашмайду.
Шуңа електир қурулушиниң кирими башқуруватқан әмәлдарларниң зияпәтлири, мукапатлири үчүн ишлитилидуки, бихәтәрлик үчүн қоллунулмайду. Шя йифәнниң қаришичә, хитайда муһим асаси қурулушлар дөләт игидарчилиқида болғини үчүн, бу саһәгә айрилған хираҗәт вә яки бу саһәдин қилинған кирим, шу саһәләрниң өзини тәрәққий қилдуруш үчүн әмәс, әмәлдарларниң кәйпи-сапалиқ һаятиға сәрп қилинған.
Буниңдин башқа хитайдики көплигән сүпәт тәкшүрүш орунлири, мустәқил кәспий саһәләр әмәс, дөләткә беқинип туруватқан атилиши кәспий, әмәлийәттә мәмури орун. Уларниң сүпәт тәкшүрүштики техникилиқ аҗизлиқи, хизмәт истилидики чириклики, хитайниң һәр саһә асаси қурулушида әндишилинәрлик аҗизлиқларға йол қойған.
Қанун вә әхлақ қар тегидә қалмаслиқи керәк
Көзәткүчи җав миңниң билдүрүшичә, хитайда ахбарат әркинликиниң болмаслиқи, һәр саһәдики қурулушлардики аҗизлиқларниң байқилиши, паш қилиниши, доклат қилинишиға имкан бәрмигән. Дөләт тәшвиқат идариси тәрипидин қаттиқ дөләт мәхпийәтлики сүпитидә қоғдалған, һәр саһәдики хизмәт аҗизлиқлири қар апитидә ялиңачлинип оттуриға чиққан.
Маддий қурулушларғу қар апитигә учрисун, әмма қанун вә әхлақ қар тегидә қалмаслиқи керәк дәп қарайду көзәткүчи чен вейҗйән вә мақалисидә, хитай һөкүмитиниң хәлқни апәттин қутқузуш чарисиму ғәйрий инсаний йол билән болуватқанлиқини көрситиду. Униң қаришичә: ху җинтавниң ток ишләпчиқириш миқдарини толуқлаш үчүн тақиветилгән көмүр канларни қайта ишқа селиш буйруқи чүшүрүши инсаний әхлаққа һәм қанунға хилаптур. Хитайда көмүр кан ишчилириниң қазаға учрап өлүш нисбити, тәрәққий тапқан дөләтләрдин 50 һәссә, америкидин 100 һәссә артуқ. 2006 - Йилниң ичидила, 2845 қетим кан қазаси йүз бәргән. Шуңа, хитайда ишләпчиқирилидиған көмүрни қанға миләнгән көмүр дәп атиған, чен вейҗйән, 2007 -йили хәлқара җамаәтниң бесими билән тақиветилгән бир түркүм бихәтәрлик мәсилиси еғир канларниң қайта ишқа селинишини қанунниң қар астида қелиши дәп көрсәткән.
Йәп - ичиш вә қақти - соқти қилиш пурсити туғулди
Тәбиий апәткә қарши күрәш, һәм маддий асасқа тайиниду һәм мәнивий күчкә тайиниду, бу ишта керәк болидиған мәнивий күч, хәлқ билән һөкүмәт оттурисидики өз - ара ишәнчтур. Әмма өз - ара ишәнч қар яққандила шәкиллинидиған нәрсә әмәс, у узун мәзгиллик тоғра вә адил мунасивәтниң нәтиҗисидур. Мана бу нуқтини әскәрткән, шя йифән, дөләт ахбаратлири тәшвиқ қиливатқан, апәткә ярдәм бериш долқуниниң арқисида, дөләт хәзинисигә тайинип туруп йәнә бир рәт йәп- ичиш вә қақти-соқти қилиш пурсити туғулғанлиқини көрситип өтиду.
Хитайниң 2300 йиллиқ диктатор һакимийәт тарихида, коммунист хитай һакимийитиниң әхлақий җәһәттә әң чирик һакимийәт болғанлиқини бу қетимқи қар апитиму испатлап бәрди, - дәйду язғучи җав миң, - бурунқи падишаһлар, юртта тәбиий апәт көрүлсә, буниң сәвәбини өз һакимийитидики адаләтсизликтин тәңриниң җазалиши дәп қарайтти вә аммидин әрз-шикайәт аңлайтти, түзүмлирини өзгәртити вә әмәлдарлирини алмаштуратти. Әмма, хитай һакимийитидә бундақ бишарәт йоқ, мәсулийәт сүрүштүрүш йоқ, әксичә апәт мәзгилини өзини базарға селишниң пурсити дәп қараватиду.
Апәткә еғир учриған җайларниң бири уйғур районидур
юқирида тилға елинғанлар хитай көзәткүчиләрниң оттуриға қойғанлири болуп, мәлум болушичә, хитай һөкүмити, һәр саһә асаси қурулушидики аҗизлиқларни йошуруш нәтиҗисидә, қар апитиниң нәтиҗиси һәссиләп чоң болуп кәткән. Радиомизниң түнүгүнки программисида аңлиғиниңлардәк, бу қетимқи апәткә еғир учриған җайларниң бири уйғур районидур. Бу райондики пәрқлиқ бир вәзийәт, хитай һөкүмитиниң апәт алдидики мәсилиләрнила әмәс, апәт әһвалиниму йошурушқа тиришиватқанлиқидур. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қар апити уйғур хәлқигә балайи - апәт елип кәлди
- От ялқуни көтүрүп чиққан мәсилиләр
- Уч турпан наһийиси яркөврүк йезисидики апәттә көплигән деһқанлар еғир зиянға учриди
- Уйғур елидә кәлкүн апити давамлашмақта
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушида мәсилә көп
- Улуғчатта йәр тәвриди
- Ғәмгә патқан йәр тәврәш бәлвеғи
- Йеқин кәлгүсидә тәңритағда еғир йәр тәврәши мумкин икән
- Хитайниң бихәтәр өй қурулуши уйғурларға қандақ мәнпәәт илип кәлди?
- Хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән әмәлийити бирдәкму ?
- Или дәря вадисида кәлкүн апити еғирлашмақта
- Апәт қалдурған ярилар
- Алтай районида қар апити давам қилмақта
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн деһқанлар көп чиқим тартмақта