Гос: хитайниң һәрбий тәрәққияти америкиниң асиядики мәнпәәтигә тәһдит


2005.02.17
US_INTELLIGENCE_HEARING_64.jpg
Америка мәркизи ахбарат идариси башлиқи портер гос (сол) дөләт бихәтәрлики учур йиғинида. AFP

Америка мәркизи ахбарат идариси қатарлиқ органлардики юқири дәриҗилик әмәлдарлар, чаршәнбә күни америка кеңәш палатасида америка дуч келиватқан бихәтәрлик мәсилилири бойичә гуваһлиқ берип, хитайниң америка мәнпәәтигә тәһдит салидиғанлиқини билдүрди.

Мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи портер гос, хитайниң һәрбий җәһәттики тәрәққияти тәйвән боғузидики күчләр тәңпуңлиқини өзгәртип, асиядики америка қошунлириға тәһдит салидиғанлиқини илгири сүрди. Портер гос, өткән йили 9 - айда мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқлиқини үстигә алған. Бу мәркизи ахбарат идариси башлиқиниң рәсми сорунда тунҗи қетим " хитай тәһдит нәзирисийиси" ни тилға елиши болуп һесаблиниду.

Тәйвән боғузидики һәрбий күчләр тәңпуңлиқи бузулиду

Портер гос, кеңәш палатасиниң ахбарат комитетидики сөзидә " хитайниң һәрбий заманивилаштуруш тиришчанлиқи шундақла һәрбий қисимларниң йиғилиши, тәйвән боғузидики һәрбий күчләр тәңпуңлиқиниң бир тәрәпкә еғишини кәлтүрүп чиқириши мүмкин. Хитай һәрбий күчиниң тәрәққияти райондики америка қисимлириға тәһдит," дәп агаһландурди.

Портер госниң әскәртишичә, хитайлар " өзигә болған ишәнчисини күчәйтип, қайтурма зәрбә бериш характерлик ядро оқ бешиға игә башқурулидиған бомбилар шундақла район характерлик тоқунушларда ишлитидиған мунтизим күчини" тәрәққий қилдурған.

Хитайлар тәйвәнгә қорал ишлитиши мумкин

Тәйвән мәсилиси, хитай - америка мунасивитидики әң назук мәсилиләрниң бири. Хитай чоң қуруқлуқи тәйвән боғузиниң қарши қирғиқидики районларға 600 данә башқурулидиған бомба орунлаштуруп, тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса қораллиқ һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландуруп кәлди. Америка 25 йил илгири тәйвән билән дипломатик мунасвиитини үзгәндә "тәйвән мунасивәт қануни" ни мақуллап, тәйвәнни қорал - ярақ билән тәминләшни үстигә алған.

Гос мундақ мундақ дәйду: " әгәр бейҗиң, тәйвәнниң бөлүнүш йолидики қәдими бейҗиңниң сәвр - тақәт чекидин ешип кәтти дәп қариғанда, хитайлар тәйвәнгә һәр хил дәриҗидики қораллиқ күчләрни ишлитиду, дәп қараймиз."

Хитайниң америка зиминидики нишанларға зәрбә бериш иқтидари күчийиду

Америка дөләт мудапиә ахбарат идарисиниң башлиқи якубийниң кеңәш палатасики йиғинда әскәртишичә, хитайлар өткән йили тәйвән боғузиниң қарши қирғиқидики башқурулидиған бомба санини көпәйтип, башқурулидиған бомба ишләпчиқириш вә тәтқиқатини күчәйткән.

якубий, хитайниң бу башқурулидиған бомбилар билән америка вә иттипадашлириниң райондики һәрбий әслиһәлиригә зәрбә берләйдиғанлиқини билдүрди. якубийниң ашкарилишичә, хитайниң америка зиминидики нишанларға зәрбә берәләйдиған узун мусапилиқ балистик башқурулидиған бомбирилириниң сани, 2015 - йилға барғанда бир һәссә көпийидикән.

Хитай америкиниң хәлқара сәһнидики риқабәтчиси

Америка мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи портер гос, хитайниң һәрбий заманивилаштуруш қәдимини тезлитиш билән биргә, хәлқара сияси сәһнидә америка билән риқабәтлишиватқанлиқини билдүрди. Портер гос мундақ дәйду:

"Өзигә болған ишәнчиси үзликсиз ешип барған хитайлар хәлқара сәһнидики паалийитини җанландуруп, хәлқара чоң мәсилиләрдики сөз қилиш һәққини, тәбий байлиқларға еришишни капаләткә игә қилиш шундақла аталмиш америкиниң тәқиби вә қоршавиға қарши туруш үчүн тиришмақта."

Тәнкриду: " тәйвән әркин, игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт"

Америка авам палатасидики бәзи әзалар чаршәнбә күни тәйвән билән дипломатик мунасивәтни әслигә кәлтүрүш қанун тәклип лайиһисини оттуриға қойди. Қанун тәклип лайиһиси авам палата әзаси тәнкридо тәрипидин оттуриға қоюлған. У, тәйвәнни әркин, игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт," дәп көрсәткән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, қанун тәклип лаһийисини " җоңгониң ички ишлириға қопаллиқ билән арилишиш шундақла тәйвәндики мустәқилчи күчләргә хата сигнал бериш," дәп тәнқидлигән.

Хитай һөкүмити 2005 -йили дуч келидиған риқабәтләр

Портер гос, кеңәш палатасидики сөзидә хитай һөкүмити дуч келидиған мәсилиләрни тилға алди. Госниң билдүрүшичә, ху җинтав рәһбәрликидики бейҗиң һөкүмити 2005 - йили пул пахаллиқи, експортқа тайинишниң еғирлиқи, бай - кәмбәғәлләр пәрқи шундақла пуқраларда кишилик һоқуқ қаришиниң күчийиши қатарлиқ мәсилиләргә дуч келидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.