Америка: хитайниң һәрбий тәрәққиятини асия - тинч окян райониға тәһдит


2006.05.25
CHINA-RUSSIA-MILITARY-200.jpg
2005-Йили 22-авғуст күни хитай азадлиқ армийиси қиңдавда русийә билән һәрбий маневир өткүзмәктә. AFP

Америка дөләт мудапиә министирлиқи алдинқи күни елан қилған хитай һәрбий тәрәққиятиниң әһвали һәққидики доклатида, җуңгониң һәрбий қурулушини тез сүрәт билән кеңәйтиш, узун мусапилиқ уруш айропилани вә қорал - ярақларни көпләп сетивелиш пилани җуңгони америка билән риқабәтлишиш күчигә игә қилип, асия - тинч окян районидики дөләтләргә йошурун тәһдит елип келиши мумкин, дәп агаһландурди.

Тәйвән муһим нишан қилинған

Дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида әскәртишичә, хитайниң һәрбий күчини заманивийлаштуруш көлими вә қәдими тәйвәнни зәрбә бериш нишаниға алған болуп, җуңго деңиз армийә күчиниң йеримидин көпрәки тәйвәнгә қаритилған вә тәйвән боғузиниң қарши қирғиқиға 710 дин 790 ғичә қисқа мусапилиқ балистик башқурулидиған бомба орунлаштурған.

Дөләт мудапиә министирлиқиниң өткән йилқи доклатида, җуңго тәйвән боғузиниң қарши қирғиқиға 650 тин 730 ғичә башқурулидиған бомба орунлаштурғанлиқини язған иди. Доклатта, америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд өткән йилниң ахирлири бейҗиңни зиярәт қилғанда, хитайниң ядро қораллар күчи вә ядро қораллириниң нишани тоғрисида ашкара болушни тәләп қилғанлиқини тилға алди вә хитай һәрбий күчиниң өткәнки бир йил ичидә һәр қайси саһәләрдики тәрәққияти муһакимә қилинди.

Хитайниң һәрбий хам чоти елан қилинғандин көп юқири

Доклатта әскәртишичә, хитай һәрбий күчи бу бир йил ичидә көп саһәләр бойичә давамлиқ ешип маңған вә дөләт мудапиә министирлиқи 2005 - йили 7 - айда һәрбий доклат елан қилғандин бери, хитай һәрбий күчиниң көзәткүчиләрни һәйран қалдуридиған ешиш көлими вә тәрәққият сүритидә чоң өзгириш болмиған.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хәлқара бихәтәрлик ишлири бойичә ярдәмчи министири петер родман, җуңгониң һәрбий селинма вә дөләт мудапиәсини күчәйтиш пилани йолға қоюватқанлиқини билдүргән болсиму, лекин у, "хитай һәрбий хам чотиниң һәқиқи сани тоғрисида мәлуматимиз йетәрлик әмәс, дәйду.

Америка дөләт мудапиә министирлиқидики бәзи әмәлдарлар, бу йилқи җуңго һәрбий хам чотиниң әмәлийәттики сани бейҗиң һөкүмити елан қилған 35 милярд доллардин 2 - 3 һәссә көп, дәп пәрәз қилишмақта. Доклатта, хитайниң бу йилқи һәрбий хам чотини 70 милярд доллардин 105 милярд долларғичә йетиши мумкин, дәп пәрәз қилған.

Хитайниң һәрбий селинмиси 1990 - йиллардин бери һәр йили икки ханилиқ рәқәм бойичә көпийип кәлди. Бәш бурҗәклик бинаниң доклатида көрситилишичә, җуңго балистик башқурулидиған бомба қисимлирини күчәйтмәктә. Бу түрдики башқурулидиған бомбилар тәйвән вә бу раюндики нишанларға зәрбә берәләйду. Шуниң билән биргә хитай илғар типтики, иқтидари күчлүк қоралларни айрупилан вә уруш парахотлирини сетивелиш, тәтқиқат елип бериш вә алақидар дөләтләрниң алақә сестимиси, интернет вә әслиһәлиригә кашила қилиш иқтидарини күчәйтиватиду.

Хитайниң инкаси

Родманниң әскәртишичә, җуңго әтрапидики дөләтләрниң сиртидики районларда уруш қилалайдиған иқтидарға игә болуш үчүн "һәрби күчини дәсләптила тәйвәнниң сиртидики районларда йүз беридиған һәрбий тоқунуш вәқәлиригә көрә тәйярлимақта ". Лекин хитай һөкүмитиниң қаришичә, америка тәрәпниң доклати "соғақ мунасивәтләр дәвридики пикир қилиш усулиниң мәһсули" шундақла бу җуңгониң һәрбий хам чотини ашуруп көрситип, "җуңго тәһдит нәзирийиси" ни тарқитишни мәқсәт қилған , дурус нийәтлик доклат әмәс. Пәйшәнбә күнки баянатида "җуңго тинчлиқни сөйидиған вә тинч тәрәққият йолида чиң туридиған дөләт "дәп тәкитлигән хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, җуңго дөләт бихәтәрлики вә земин пүтүнликини қоғдаш үчүн дөләт мудапиә қурулуши елип бериш һоқуқиға игә " дәп көрсәтти.

Лекин америка дөләт мудапиә министирлиқи, хитай һәрбий күчини дөләт бихәтәрлики үчүн еһтияҗ болған сәвийидин һалқип кәтти, дәп қаримақта. Доклатта, җуңго истратегийилик күчлириниң заманивийлишиш " сүрити вә көлими " америка һәрбий көзәткүчилирини һәйран қалдурғанлиқини язди.

Хитай вәдисидә турмаслиқи мумкин

Америка дөләт мудапиә ярдәмчи министири родманниң әскәртишичә, җуңго һазирғичә ядро қораллирини алди билән ишләтмәслик принсипидин ваз кәчмигән болсиму, лекин америкиниң диққәт қиливатқини җуңго қудрәт тапқанда вә һәрбий күчләр тәңпуңлуқида өзгириш болғанда бейҗиңниң бу вәдисидин ваз кечиш мумкинчилики мәвҗут икәнликидур. У, хитай әмәлдарлириниң җуңго мудапиә принсипи вә ядро қораллирини алди билән ишләтмәслик вәдисини өзгәртиш тоғрисида музакирә елип барғанлиқини диққәт қилишқа тегишлик йүзлиниш, дәп көрсәтмәктә.

Родманниң әскәртишичә, " җуңго һәрбий күчини сәвричанлиқ билән, сестимилиқ түрдә, еһтиятчанлиқ билән омумйүзлик тәрәққи қилдуруш йолида узун - муддәтлик истратегийини йолға қоюватидун". Америка җуңгониң немә қиливатқанлиқини йеқиндин тәқип қилишни давамлаштуруши керәк, дәп тәкитлигән родман, " әгәр биз буниңға диққәт қилмисақ һәрбий күчләрниң тәңпуңлуқида өзгириш йүз бериши мумкин " дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.