Шималий оссетийә вәқәси вә путин


2004.09.07

Шималий оссетийиниң беслан шәһиридики мәктәпниң гөрүгә елиниш вәқәси паҗиә билән ахирлашқандин кейин, хәлқара җәмийәт русийә призденти владимир путинниң вәқәгә аит тәкшүрүш нәтиҗилирини ашкарилишини күтмәктә шуниңдәк русийә алаһидә қошунлири қолланған һәрбий тактика вә усуллар җүмлидин русийә һөкүмитиниң чечән мәсилисигә тутқан позитсийиси һәққидә хәлқара мәтбуатларда түрлүк инкаслар көрүлмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда бу қетимқи трагедийидә гөрүгә елинғанларниң% 40 өлгән,% 40 яриланған болуп, уларниң аз бир қисмила сақ-саламәт қутулушқа мувәппәқ болған. Русийә қораллиқ күчлириниң гөрүгә елинғанларни қутулдуруши җәрянида қолланған һәрбий тактикиси билән мунасивәтлик болған мәзкур чоң йоқутуш күзәткүчиләрниң бу қетимқи һуҗум һәққидә һәр хил қиясларни оттуриға қоюшлирини кәлтүрүп чиқармақта.

Вәқә ахирлашқандин кейин приздент путин телевизийә нутқи сөзләп, өзиниң "террорчиларға баш әгмәйдиғанлиқини , әгәр баш әгкәндә буниңға охшаш вәқәләрниң техиму көп садир болуши мумкинликини” билдүргән болса, арқидинла у йәнә ғәрип җурналистлириниң зияритини қобул қилип, уларниң соаллириға җаваб бәрди. Әнгилийиниң "мустәқиллиқ" вә " қоғдиғучи" қатарлиқ атақлиқ гезитлириниң зияритини қобул қилған путин русийиниң чечән мустәқилчилири билән сөһбәт өткүзүш мәсилиси үстидә тохтулуп,өзиниң һечқачан улар билән сөһбәт йолиға маңмайдиған мәйданини билдүрүп мундақ деди;

"Һечкимниңму бизниң әшу балиларни өлтүргәнләр билән сөһбәт өткүзүшимиз һәққидә сөзләш һоқуқи йоқ"

У , чечәнләр билән сөһбәт өткүзүшниң ғәрипниң осама бин ладен билән сөһбәт өткүзүши билән охшаш иш икәнликини тәкитләп йәнә мундақ деди;

"Силәр немә үчүн осама бин ладен билән учрушуп,уларни бруйәсәл вә ақ сарайға тәклип қилип, униң билән сөһбәт башлимайсиләр,униңға немә керәкликини соримайсиләр һәм униң силәрни хатирҗәм қоюши үчүн униңға керәклик нәрсилирини бәрмәйсиләр?"

Русийә призденти владимир путин мухбирларниң русийә алаһидә қисимлириниң мәктәпкә һуҗум қозғишиға мунасивәтлик көп адәмләрниң өлүп кетиш вәқәсини тәкшүрүш әһвалини билиш һәққидики соаллириға җаваб беришни рәт қилип, һазир паҗиәниң ички вә аммиви җәһәтләрдин тәкшүриливатқанлиқи ,җавабкарларни ениқлап чиқип, җазалайдиғанлиқини билдүргән.

Русийә һөкүмити таки һазирғичә бу мәктәпни гөрүгә еливалғучиларниң кимләр икәнлики, мәктәпкә һуҗум қилиш җәрянидики әһваллар һәққидә ениқ мәлумат бәрмигән болуп, русийә мәтбуатлиридиму һәр хил мәлуматлар вә қияслар пәйда болған.

Бу вәқәдин кейин русийә һөкүмити дипломатийилик бесимларға дуч кәлгән. Бир қанчә күн илгири, голландийиниң явропа бирликидә турушлуқ вәкили баянат елан қилип, русийә һөкүмитидин беслан вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилған болуп, москва буниңдин наһайити нарази болған иди. Франсийә баш министириму охшаш тәклипни оттуриға қойған.

BBC Агентлиқи лондондики ханлиқ дөләт мудапиә иниститутиниң профәссори җонатан әйилниң " алаһидә мәғлуп болған қошун" темисидики бир парчә мулаһизисини елан қилған болуп, мәзкур мулаһизидә русийәниң әң сәрхил дәп қаралған алаһидә химәт қошуни "алфа"ниң бу қетимқи һуҗум җәрянидики оңушсизлиқлири, русийә қошунлириниң һәрби техника вә тактика җәһәттики хаталиқлири тәһлил қилинған.

Русийә учурлириға қариғандиму русийидики террорлуқ һәрикәтлирини бастурушта ишлитилидиған мәзкур хил қошуни бу қетимқи һуҗумда көп чиқим тартқан. Хәвәрләргә қариғанда 10 офитсер вә әскәр өлгән, 26 адәм яриланған. Бундақ чиқим илгири көрүлмигән икән. Әңилийә анализчиси җонатан әйил мақалисидә русийә армийисиниң гөрүгә елинғанларни қутулдуруш һәрбий һәрикитидә кона тактикилар қоллинилғанлиқи, алақиләрниң яхши болмиғанлиқи, "алфа" билән башқа қораллиқ қошунларниң арилаш ишлитилиши нәтиҗисидә қалаймиқанчилиқ келип чиққанлиқи вә башқилар һәққидә тохталған. Омумән, русийә мәтбуатлиридиму , русийә қошунлириниң бу қетимқи һәрбий һәрикитиниң гөрүгә елинғучиларниң көпләп өлүп кетишида бәлгилик җавабкарлиқи барлиқи һәққидики инкасларму көрүлмәктә.

Беслан паҗиәси русийиликләргә күчлүк тәсир көрсәткән болуп, 7-сентәбир күни москва шәһридә 130 миң кишилик чоң намайиш болған. Йеқинқи қисқиғина вақит ичидә русийидә йүз бәргән айропилан һадисиси, москвадики партилаш, беслан мәктипиниң гөрүгә елиниши вә башқилар русийиликләрни хатирҗәмсизләндүргән, ббч ниң учириға қариғанда москвадики бу намайиш терроризимға қарши түс алған болуп, кишиләр "биз дүшмәнләр үстидин ғәлбә қилимиз!", " русийә тиз пүкмәйду" дегәндәк шоарлар товланған. Бирақ, чечәнләрниң мустәқиллиқ күрәшлири 1994-йилидин етибарән давамлашмақта. Бу урушларда чечән вә руслар тәрипидин көплигән адәмләр олгәнлики мәлум.(Үмидвар)

3- Сентәбир Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти

5- Сентәбир Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди

6- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси һәққидики инкаслар

8- Сентәбир Руссийә чечән рәһбәрлирини тутуш мукапати елан қилди

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.