Руссийә чечән рәһбәрлирини тутуш мукапати елан қилди


2004.09.08

Русийә бихәтәрлик оргини 8- сентәбир күни русийигә қарши чечән қораллиқ күчлириниң рәһбәрлиридин арслан мәшәдов, шамил басайәв қатарлиқларниң нәгә йошурунғанлиқини ейтип бәргәнләрни 300 милйон рубли йәни 10милйон америка доллири билән мукапатлайдиғанлиқини, учур бәргәнләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини елан қилди.

Русийә даирлири бу икки шәхсни шималий оссетийидики беслан мәктипини гөрүгә елиш вәқәсини пиланлиғучи дәп һесаблиған болсиму, лекин техи һечким етирап қилмиған чечән ичкирийә җумһурийитиниң рәһбири арслан мәшәдов буни рәт қилип, өзиниң беслан мәктипини гөрүгә еливелиш вәқәси билән мунасивити йоқлуқини билдүргән. Әмма, москва йәнила уни вә шамил басайәвни русийидики көп қетимлиқ террорлуқ вәқәлири билән әйибләп, кишиләрни уларни йоқитишқа ярдәм беришқа чақирди.

Русийә қораллиқ күчлири баш қоманданлиқ штабиниң рәһбири балуйевский русийә һөкүмитиниң хәлқара миқяда зәрбә бериш һәрикити қозғап, террорчиларни йоқитидиғанлиқини билдүрди. Әмма , арслан мәшәдовниң лондонда турушлуқ вәкили әхмәд закайев инкас қайтуруп, балуйевсикийниң бу сөзиниң чәт`әлләрдики чечән һәрикитигә нисбәтән чоң тәһдит икәнликини билдүрүш билән русларниң бундақ хилдики зәрбә беришларни аллиқачан башлиғанлиқини, сабиқ чечән призденти яндарбийевниң өлүминиң русийә билән четишлиқ икәнликини әскәрткән.

Чечән мәсилисидә кишиләр даим ким террорист дегәндәк соалларни қоюшқа адәтләнгән иди.

Москва терроризм билән әйибләп тутуш буйруқи чиқарған арслан мәшәдов ғәрб дөләтлири тәрипидин террорчи дәп қаралмиған болуп, униң әксичә ғәрип дөләтлири русийә һөкүмитини арслан мәшәдов билән сөһбәт өткүзүшкә дәвәт қилмақта. Әмма, путин “балиларни өлтүргәнләр билән сөһбәт қилмаймән” дегән һәмдә арқидинла мәшәдовниң каллиси үчүн 10милйон доллар мукапат соммиси бәлгиләшкә рази болған.

Русийә һөкүмити илгириму өз рәқиблирини тутушқа ярдәм бәргәнләрни мукапатлаш соммисиниң баһасини елан қилған болуп, 2001- йили русийә қораллиқ күчлири қоманданлиқ штаби шамил басайәвни өлтүргәнләрни 1 милйон доллар билән тәқдирләшни бекиткән.

2003-Йили 15 милйон рублә берилидиғанлиқи җакарланған, шу йили 12- айда москва пәрәс чечинийә җумһурийити бихәтәрлик оргини шамил басайәвниң каллиси үчүн 5 милйон доллар мукапат берилидиғанлиқини елан қилған болсиму, арилиқта бир қанчә айлар өтүп, шамил басайәвни өлтүрүш мукапати елан қилған москвапәрәс чечинийә җумһурийитиниң призденти әхмәд қадиров суйиқәст билән өлтүрүлгән иди.

Шамил басайәв илгирики бир қанчә қетимлиқ вәқәләрниң җавабкарлиқини өз зиммисигә алған болсиму, лекин мәшәдов изчил һалда өзи үстидики әйибләшни рәт қилип кәлгән иди.

Әлвәттә, москваниң рәқиби һесабланған чечәләрму русийә һөкүмитини чечән хәлқи үстидин терроризимлиқ сиясәт йүргүзиватиду дәп әйибләватқанлиқи мәлум.

Беслан вәқәсидин кейинки бир қанчә күн ичидә 30 нәччә миң нопуслуқ мәзкур кичик шәһәр хәлқи қайғу –әләмләр билән қазаға учриғучиларни дәпинә қилмақта. Шуниң билән бир вақитта йәнә гуваһчиларниң вәқәниң җәряни һәққидики түрлүк баянлири мәтбуатларда елан қилинмақта. Русийә даирлири һәптиниң иккинчи күни гөрүгә елинған мәктәпниң ичидики әһвалларни әкис әттүридиған син алғу лентисини русийә дөләтлик телевизийәсидә тарқатқан . Буниңда мәктәпниң тәнтәрбийә залиға топланған балилар вә гөрүгә алғучи қораллиқ адәмләрниң қияпәтлири әйнән көрситилгән.

Мәлуматларға қариғанда бу син алғу лентисини гөрүгә алғучи қораллиқ адәмләр өзлири тартқан икән.

Беслан мәктипидә болған вәқәләр җүмлидин русийә қораллиқ күчлириниң бинаға һуҗум қилиш җәряни вә башқа әмәлий әһваллар һәққидә һәр хил учурлар елан қилинмақта. Әнә шуларниң бири франсийидики “азадлиқ гезити”дә елан қилинған мәзкур мәктәпниң башлиқи лидия салиәваниң өзиниң үч күнлүк гөрүгә елиниш әһвали һәққидики баянлиридур.У, мухбирға гөрүгә елинғанларниң саниниң 1300 адәм икәнликини, немә үчүн уларниң 350 адәм елан қилғанлиқидин һәйранлиқ һес қилғанлиқини билдүргән.

Униң ейтишичә ; вәқәниң биринчи күни, террорчилар гөрүгә елинғанларға яхши муамилә қилған һәтта балиларға су тарқитип бәргән, уларниң һаҗәтханиға киришигә рухсәт қилған. Кейин улар муамилисини өзгәрткән шуниңдәк русийә һөкүмитиниң дәрһал чечинийидики әскәрлирини елип чиқип кетишини тәләп қилған.

Беслан паҗиәсидин кейин, русийә призденти владимир путин русийә федерал һөкүмитиниң чечинийигә қаратқан сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән. Русийиниң "москва авази" радиоси "балилар вә яшлар терроризмға һәм әсәбийликкә қарши" дәп аталған хәйриханилиқ фондиниң рәһбири николай мосинсевниң сөһбитини елан қилған болуп, униң ейтишичә; владимир путин чечән пидаийлириниң русийиниң чечинийидики әскәрлирини елип чиқип кетиш шәртигә қошулуп, чечинийигә аптономийә беришкә тәйяр болған. Путин балиларни қутулдуруш үчүн улар қойған һәрқандақ шәртләргә қошулуш керәк дегән икән.

Әмма, буниң қанчилик әмәлийәткә уйғун икәнлики техичә җәзимләштүрүлмигән.

Вәқәдин кейин шималий оссетийә җумһурийитиниң рәһбири александир дасохов шималий оссетийә һөкүмитиниң пат йеқинда истипа беридиғанлиқини елан қилған.

Русийиниң дуняви шөһрәткә игә шахматчиси гаррй каспаров америкидики "вал стирит" журнилиға мақалә елан қилип, беслан вәқәсини чөридигән һалда йеқинқи йиллардин буян йүз бериватқан бир қатар һадисиләр җүмлидин чечән мәсилиси һәққидә тәһлил йүргүзүп, приздент путиниң һакимийәттин чүшүши керәкликини көрсәткән. (Үмидвар)

3- Сентәбир Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти

5- Сентәбир Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди

6- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси һәққидики инкаслар

7- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси вә путин

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.