Америка русийиниң чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишини дәвәт қилмақта


2004.09.09

Русийиниң шималий оссетийә җумһурийитидики беслан вәқәси мунасивити билән америка һөкүмити русийә билән терроризмға қарши күрәш қилишта һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди шуниң билән бир вақитта йәнә илгирикигә охшашла русийә һөкүмитиниң чечән тоқунушини сиясий йол билән һәл қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Буниңдин илгири русийә призденти владимир путин "америка қошма штатлириниң чечән бөлгүнчилири билән болған мунасивити русийиниң террроризимға қарши күришигә бузғунчилиқ қилиду" дейиш арқилиқ америкиниң илгири чечән мустәқилчилири билән учрашқанилиқиға наразилиқ билдүргән иди.

Америка тәрәп, 2002- йилиғичә америка қошма штатлири билән чечән бөлгүнчилик һәрикити паалийәтчилири арисида қисмән учришишлар елип берилғанлиқини инкар қилмиған шуниңдәк мәзкур адәмләрниң һеч қайсисиниң террорчи гуруппилар билән бағлиниши йоқлуқини тәкитлигән.

Буш һөкүмитиниң терроризмға қарши күрәштә русийини қоллисиму, лекин владимир путинниң чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишқа қошулмаслиқидәк мәйданиға қарши пикирдә икәнлики, пәқәт сиясий сөһбәт йоли арқилиқла кризисни һәл қилғили болидиғанлиқини тәкитлиши путинниң наразилиқини қозғиған иди.

Америка ташқи ишлар министири колен повел вә муавин ташқи ишлар министири ричард армитаҗ русийә әлчиханисиға берип, беслан мәктипидә қазаға учриған, кичик балиларни өз ичигә алған 300 дин артуқ адәм үчүн тәзийә билдүргән һәмдә һал сораш дәптиригә имза қойған .

Америка ташқи ишлар министири мухбирларниң зияритини қобул қилғанда өзиниң террорлуқ вәқәсидә қаза қилғанларға ечинишини билдүрүш билән биргә йәнә чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ дегән.

"Тоқунуштики русийә федератсийини өз ичигә алған һәммә тәрәп мәсилини сиясий йол билән һәл қилишни издәйду, приздент путин көрсәткәндәк бизниң чечән вәкиллири билән болған алақимиз бизниң әшу райондики әһваллар һәққидә учурға игә болушимизни тәмин етиду. Бу, бизниң русийә билән бирликтә бесландики вәһший рәзилликни җазалишимизға тосқунлуқ қилмайду"

Колен повел сөзини давамлаштуруп, америка һөкүмитиниң русийә билән һәмкарлишишқа тәйяр икәнликини һәмдә бу қетимқи террорлуқ вәқәсиниң рәсмий йосунда тәкшүрилишини күтидиғанлиқини тәкитләп йәнә мундақ дегән;

" Пүтүн мәдәний дуня бу рәзил қилмишни болупму, балиларни өлтүрушни әйипләйду"

Беслан вәқәсидин кейин, ғәрип мәтбуатлирида русийидики терроризм мәсилиси җүмлидин чечән кризиси һәққидә көплигән инкаслар елан қилинған болуп, омумий йүзлүк һалда русийиниң чечән кризисини сөһбәт йоли билән һәл қилиши дәвәт қилинған . Дүшәнбә күни әнглийиниң "мустәқиллиқ" вә "қоғдиғучи" намлиқ гезитлириниң мухбирлирини қобул қилған русийә дөләт рәһбири путин өзиниң террористлар билән сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқини әскәртип,

"Силәр немишқа осама бин ладенни брюсселгә яки ақсарайға сөһбәткә чақирип, униң тәләп қилған нәрсисини биҗа кәлтүрүп, униң силәргә арам беришини соримайсиләр? дәп мәсхирә қилған.

Русийә даирлири чаршәнбә күни йәнә пүтүн хәлқара миқяда чечән мустәқилчилириға зәрбә беридиғанлиқини шуниңдәк чечән қаршилиқ көрсәткүчилириниң рәһбәрлиридин арслан мәшәдов вә шамил басайевларниң нәгә йошурунғанлиқи һәққидә учур бәргәнләрни 10 милйон америка доллири билән мукапатлайдиғанлиқини елан қилған.

Беслан вәқәсидин кейин, бир қисим ғәрип сиясийонлири чечән кризисини һәл қилиш һәққидә өзлириниң көз қарашлирини оттуриға қойған болуп, кризисни сиясий йол билән һәл қилиш тәшәббуслири асасий йүзлинишкә айланған. Америкиниң атақлиқ сиясәтчиси, сабиқ приздент картерниң мәсилиһәтчиси болған зибигнев бреҗенский "америка авази" радиосиниң зияритини қобул қилғанда охшаш тәшәббусни оттуриға қоюп мундақ дегән;

" Алди билән ейтиш керәкки ,чечәнләр рус әмәс һәм рус болмайду. Мениңчә русийә федератсийисиниң земин пүтүнликигә һөрмәт қилидиған сулһи йоли билән һәл қилишниң усулини тепиш мумкин.Чечәнләргә зор дәриҗидики өзини өзлири башқуруш һоқуқи, мәсилән татаристандинму чоңрақ һоқуқ бериш. Уларға милли кимлик һәм мәлум мустәқиллиқ туйғулирини бериш керәк. Әлвәттә, бу сәзгүрлүк, өзини тутивәлиш вә ақиланилиқни тәләп қилиду. Мән кгб адәмлири зор салмақни игилигән һазирқи русийә рәһбәрликиниң мундақ сүпәтләргә игә әмәсиликидин қорқимән"

Ғәрб сиясийонлири һәм һөкүмәтлири чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилиш арқилиқ терроризимға хатимә бериш тәшәббуслирини оттуриға қоюватқан бу күнләрдә хитай дөләт рәиси ху җинтао приздент путинға хәт әвәтип, хитайниң терроризимға ,бөлгүнчиликкә вә диний әсәбийликкә қарши күрәштә русийә билән болған һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйяр икәнликини шуниңдәк русийиниң земин пүтүнлики вә бирликини қоғдаш йолидики барлиқ һәрикәтлирини күчлүк қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Әлвәттә, хитай һөкүмити бу йәрдә русийиниң чечән кризисини сиясий йол билән һәл қилиш тәшәббусини оттуриға қоймиған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.