Д у қ: уйғур "террорчилири" пакистандики хитай әлчилирини гөрөгә алмақчи болғанлиқи ойдурма


2006.06.27

Довей хәвәр агентлиқиниң 6 – айниң 27 – күнидики хәвиригә асасланғанда, шәрқий түркистан ислам һәрикити қораллиқ гуруһи хитайниң пакистанда турушлуқ әлчилирини гөрүгә елишни пиланлиған. Хитай әлчиханиси пакистан һөкүмитидин бихәтәрликни қоғдаш хизмитини күчәйтишни тәләп қилған.

Пакистан гезитлириниң 27 – числадики хәвиридә пакистан ахбарат хадимлириниң сөзлирини нәқил қилип ейтишичә, бу террорлуқ гуруһиниң қураллиқ хадимлири афғанистанниң билалабад дегән йеридин пакистан ға кирип, хитай әлчилирини гөрүгә елишниң тәйярлиқ хизмәтлирини ишлигән. Хәвәрдә дейилишичә, пакистан ички ишлар министирлиқи буйруқ чүшүрүп, төт өлкә вә мәркизи шәһәрләрдики хитай ташқи ишлар вәкиллириниң бихәтәрликини қоғдаш хизмитини күчәйткән.

Шаңгаң шиңдав гезитиниң билдүрүшүшичә, хитай әлчиханиси пакистан ташқи ишлар министирлиқиға язған хетидә хитай әлчилириниң әндишисини ипадиләп, пакистан сақчи даирилириниң исламабадтики хитай баш әлчиханисини вә карачидики хитай консулханисини пүтүн күн қоғдишини тәләп қилған.

Мәзкур хәвәрдә ипадилинишичә, "шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати" ни 2002 – йили б д т вә америка, афғанистан, қирғизистан, хитай қатарлиқ дөләтләр террорист тәшкилат дәп ән`гә алған. Хитай һөкүмити бу тәшкилатниң асаси муддиаси хитай әлчиханилириға һуҗум қилиш, дәп қарайдикән. Болупму, һиндистанни өз ичигә алған җәнубий асия әллиридики әлчиханилириниң "шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати" тәрипидин һуҗумға учраш еһтималини илгири сүридикән.

Д у қ рәһбәрлириниң қаришиға асасланғанда, пакистандики хитай әлчиханисиниң һуҗумға учраш еһтимали илгири сүрүлгән бу хәвәр хитайниң ойдурмиси болуп, намәлум „шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати" ни баһанә қилип, хитайлар пакистанда йәнә бир қетим уйғурларни тутқун қилиш һәрикити елип бериши мумкин икән. Бу һәқтә д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.

Бу һәқтики мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.