Мутәхәссисләр: уйғурлар һечқачан террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланған әмәс


2006.09.06

11 ‏- Сентәбир террорлуқ вәқәсидин кейин, уйғур елидә шәрқий түркистан мустәқиллиқ күчлириниң террорлуқ һәрикәтлирини қанат яйдурғанлиқини җакарлиған хитай һөкүмити, әмди чәтәллик содигәрләрни бу районға мәбләғ селишқа қизиқтуруш үчүн, уйғур елидә террорчилиқ һәрикәтлириниң мәвҗут әмәсликини испатлашқа тиришмақта.

Хитайниң уйғур аптонум районға баш қилип бекиткән партком секретари ваң лечүән 2 ‏- сентәбир күни үрүмчидә мухбирларға бәргән баянатида "шинҗаң террорлуқ вәқәлири йүз берип туридиған җай әмәс, шинҗаң һазир тарихтики әң яхши дәврни яшаватиду" дегән.

Уйғурларниң милли мустәқиллиқ һәриктини террорлуқ һәрикити дәп әйиблигән хитай һөкүмити, хәлқара террорчилиқ урушидин пайдилинип, уйғурларни, хәлқара террорлуқ һәрикәтлири һәмдә осамабин ладин билән алақиси бар қилип көрситишкә тиришқан иди. Бирақ ғәрблик мутәхәссисләр вә сиясий мулаһизичиләр, хитайниң, уйғур елидики террорлуқ мәсилисини 11 ‏- сентәбир вәқәсидин кейин, тосаттин оттуриға көтүрүп чиққанлиқини билдүрмәктә.

Бу һәқтә мәтбуатларда өз қарашлирини оттуриға қойған, атақлиқ америкилиқ уйғур мутәхәссиси дру гладни әпәнди, уйғурларниң хәлқара террорлуқ һәрикәтлири билән алақиси барлиқини испатлайдиған һечқандақ дәлил испатниң мәвҗут әмәсликини ейтти.

Хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиниң хоңкоңдики тәтқиқатчиси николас биколинму, хитай һөкүмитиниң террорлуқ һәрикәтләргә зәрбә бериш һуҗумидин пайдилинип, уйғурларни бастуриватқанлиқини, хитайниң нөвәттә уйғурлар үстидә йүргүзүватқан бесиминиң наһайити еғир икәнликини оттуриға қоюп, һөкүмәтниң сияситини тәнқид қилған һәрқандақ бир уйғурниң террорчи яки бөлгүнчи дәп қарилидиғанлиқини тәкитлиди.

Ундақта уйғур аптонум районға игидарчилиқ қиливатқан ваң лечүәнниң қаришида туюқсиз бир өзгүрүш мәйданға келип, "шинҗаң террорлуқ вәқәлири йүз берип туридиған җай әмәс" дәйду.

Бу һәқтә америкиниң мәшһур мәктәплиридин бири болған сиракус университетиниң хәлқара мунасивәтләр саһәси бойичә доктурлуқта оқуватқан қилич қанат әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.