Америка уйғур җәмийити б д т ниң памир вәқәсигә арилишишини тәләп қилди


2007.01.10

pamir-huangqiang-150-.jpg
5 – январ күни хитай сақчилири билән уйғурлар арисида йүз бәргән тоқунушта өлгән хитай сақчиси хуаңчяңниң уруқ – туғқанлири вә хизмәтдашлири униң җәситини узитиш мурасимида. AFP

Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә хитай һөкүмити аталмиш шәрқий түркистан террорчилириниң памир игизликидики лагириға һуҗум қилиш җәрянида өлгәнликини илгири сүргән хитай сақчи хуаң чяңниң дәпнә мурасимини өткүзди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, дәпнә мурасимиға аз дегәндә 2000 нәпәр сақчи вә һөкүмәт кадири қатнашқан болуп, уйғур аптоном районидики хитай мәтбуатлири өлгүчи һәққидә кәң тәшвиқат паалийити елип бармақта. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи хуаң чяңға қәһриман, дәп нам бәрди шундақла уни хитай коммунистик партийисиниң әзаси, дәп тонуйдиғанлиқини җакарлиди.

Пакитлири елан қилинмиған

Хитай даирилириниң әскәртишичә, чаршәнбә күни дәпнә мурасими өткүзүлгән 21 яштики хуаң чяң хитай сақчи қисимлири памир игизликидики лагирға һуҗум қилип, 18 уйғурни өлтүрүш вә 17 кишини әсир елиш опиратсийисидә өлгән. Хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири вә хитай ташқи ишлар министирлиқи вәқәниң памир игизликидики мәлум бир җайда йүз бәргәнликини илгири сүрсиму, лекин һазирға қәдәр вәқә йүз бәргән җай, вәқәдә өлгәнләр вә әсир елинғанларниң исим - шәрипи шундақла юртини елан қилип бақмиди.

Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң бу һәқтики хәвәрлиридә болса шәрқий түркистан күчлиригә даир бурун елан қилинған һөҗҗәтлик филимдики сүрәтләр ишлитилгән. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи болса вәқәниң чегра сиртидики "хәлқара террорчилар" билән алақиси барлиқини шундақла тероризимға қарши хәлқара һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә.

Рабийә ханим б д т ни бу вәқә һәққидә мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирған

Хитай даирилириниң тәшвиқати хитайлар арисида тезла җамаәт пикири тәйярлаш ролини ойниди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай интернет тори Sina. com Ниң муназирә мунбиридики пикир қатнаштурғучи хитайларниң көп қисими хитай даириниң памирдики һәрикитини қоллимақта. Лекин чәтәлдики уйғур тәшкилатлар шәрқий түркистан күчлириниң памир игизликидики лагирини вәйран қилиш вәқәсигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, чаршәнбә күни америка авази радиосиниң телевизийә зияритини қобул қилғанда хитай даирилириниң бу вәқә тоғрисидики баянлириға таза ишинип кәтмәйдиғанлиқини билдүрди. Рабийә қадирниң рәисликидики америка уйғур җәмийити чаршәнбә күни елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики баянатта, б д т ни бу вәқә үстидә тәкшүрүш елип беришқа вә вәқәниң һәқиқий әһвалини ениқлап чиқишқа чақирди. Баянатта "әгәр хитай дуня җамаәтчиликиниң мәсулийәткар әзаси болса, улар баян қилған бу вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа вә пакитни айдиңлаштурушқа йол қоюш керәк" шундақла "биз хитай һөкүмитиниң б д т ға охшаш мустәқил бир комитет тәрипидин аталмиш шәрқий түркистан террорлуқ һәрикитиниң маһийити вә мәвҗутлуқ әһвали үстидә тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшини чақиримиз" дәйду.

Гуманий қарашлар

Баянатта әскәртишичә, шәрқий түркистан ислам һәрикити рәһбири һәсән мәхсум 2003 - йили пакистан армийиси тәрипидин өлтүрүлгәндин кейин, бү тәшкилатниң һәрикити пүтүнләй тохтиған. Лекин хитай һөкүмити памирдики лагирниң шәрқий түркистан ислам һәрикити тәрипидин қурулғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай мәтбуатлириниң бу һәқтики хәвәрлиридә шәрқий түркистан ислам һәрикити 2002 - йили б д т вә америкиниң террорчи тәшкилатлар тизимликигә елинғанлиқини алаһидә әскәртиватиду. Җамаәт хәвпсизлик назарити вәқәниң памир районида йүз бәргәнликини тәкитлигән болсиму, лекин вәқә йүз бәргән конкрет җайниң исмини тилға елип бақмиди. Канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти, вәқәдә һазирға қәдәр айдиңлашмиған шундақла кишини гуманға салидиған мәсилиләр барлиқини билдүрмәктә.

Хитай даирилири вәқә йүз бәргән җайни йошурун тутуватқан болсиму, лекин памир районидики йәрлик пуқралар радиомизға сақчиларниң ақту наһийисидики косрап йезиси әтрапида чаза қуруп, кимлик тәкшүрүватқанлиқини билдүрди. Хитай җамаәт хәвпсизлик назаритиниң әскәртишичә, сақчилар оператсийидә 22 данә бомба, 1500 данә йерим ясалған партлатқуч бомба вә бир дана тапанчини қолға чүшүргән. Лекин җамаәт хәвпсизлик назарити опиратсийидә сақчилар билән етишқан вә бу җәрянда өлтүрүлгән 18 киши билән 17 нәпәр әсирниң қорали нәгә кәткәнлики һәққидә тохталмиди.

Бәзи көзәткүчиләр бу вәқә йүз беришниң бир күн алдида уйғур аптоном райони парткоминиң сиясий қанун хизмәт йиғини өткүзүлгәнликигә диққәт қилмақта. Канада уйғур җәмийитидики мәмәт тохти әпәнди, вәқәниң йүз бериш вақтиға диққәт қиливатқанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, бу вәқә уйғур аптоном районидики ваң лечүәнгә нарази хитайларниң диққәт нәзирини бураш ролини ойнимақта.

Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, лагирға һуҗум қилиш вәзиписини азадлиқ армийә яки қораллиқ сақчилар әмәс, бәлки адәттики сақчилар елип барди. Вәқәдә өлгән хуаң чяң исимлик хитай сақчи уйғур аптоном райони җамаәт хәвпсизлик назарити 16 - башқармисиниң хадими икән. Хитай җ х министирлиқи баянатчиси ву хепиң сәйшәнбә күни елан қилған бу вәқә тоғрисидики баянатта, "шинҗаңда сақчилар вәйран қилған тәлим- тәрбийә лагири террорчи тәшкилат 'шәрқий түркистан ислам һәрикити' гә тәвә " дәп тәкитлигән. "Америка авази" радиоси бу вәқә тоғрисидики хәвиридә "хитай кәң көләмлик тәшвиқат һуҗумиға өтти "дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.