Хитай терроризимға қарши туруш қануни чиқармақчи боливатиду
2007.05.31
Хитай мәтбуатлири хитай даирилириниң тероризимға қарши туруш қануни чиқириш арқилиқ мәмликәт ичи вә сиртидин келидиған тәһдитләргә қарши тәдбир ақлмақчи боливатқанлиқини хәвәр қилди.
Мәзкур қанун лаһийиси техи хитай дөләт кабинти яки хәлқ қурултийиниң тәстиқиға тапшурулмиған, бәлки һазирчә қанун мутәхәссислири тәрипидин түзүлүш басқучида болуп, хитай мәтбуатлири қанун лаһийисиниң мәмликәт ичи вә сиртидин келиватқан қайси тәһдиткә қаритилғанлиқини тилға алмиди.
Хитай нимә үчүн тероризимға қарши қанун чиқармақчи болди ?
Хитай һөкүмити 2001 - йили декабир ейида йәни америкида 11 - сентәбир вәқәси йүз берип 3 айдин кейин, хитай җинайи ишлар қануниға түзүтиш киргүзүп, 10 хилдин артуқ җинайи қилмишни" қаттиқ бир тәрәп қилинидиған терорлуқ җинайәтләр" түригә киргүзгән болсиму, лекин хитай бу қетим тероризимға қарши туруш нами астида мәхсус қанун чиқармақчи боливатиду вә қанун түзүш хизмитини хитай қанун җәмийити беҗирмәктә.
Хитайда енглизчә чиқидиған "җуңго гезити" ниң хәвәр қилишичә, хитай қанун җәмийитиниң муавин рәиси ли чиңлин, тероризимға қарши туруш қануни чиқириш қарари" дуня бойичә терорчи күчләр күчийип, җуңгониму өз ичигә алған пүтүн дөләтләргә җидди тәһдит селиватқан әһвалда" чиқирилғанлиқини билдүргән.
"Хитай тероризимға қарши қанун чиқиришқа наһайити актип"
Хитай қанун җәмийити қармиқидики җинайи қануни комитетиниң башлиқи җав биңҗи, тероризимға қарши туруш қануни чиқириш хизмитигә қатнашқан хитай қанун мутәхәссислириниң бири.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай тероризимға қарши турушни баһанә қилип, уйғур вә тибәт хәлқини бастуриватиду, дәп әйибләватқан болсиму, лекин җав биңҗи, хитай даирилириниң тероризимға қарши туруш қануни чиқиришта наһайити актип икәнликини билдүрмәктә.
У "җуңго гезити"гә бәргән мәзкур қанун һәққидики баянатида "җуңго тероризимға қарши туруш қанун рамкиси түзүшкә наһайити актип позитсийә тутуп кәлди. Даириләр тероризимға үнүмлүк қарши туруш мәқситидә бу қанунни алдираш түзмәктә,"дәйду. "Җуңго гезити" бу һәқтики хәвиридә,хитай даирилириниң бу қанунни алдираш түзүшидә қайси җәһәттики ички вә ташқий тәһдитни көздә тутуватқанлиқини шундақла мәзкур қанунниң мәзмуниға даир тәпсили әһваллар вә қанун лаһийисиниң елан қилиниш вақтини тилға алмиди.
Тероризимға қарши туруш қануниниң қаратмилиқи бар
Америка кристян вә яң қанун мулазимәт ширкитиниң ярдәмчи адвукати нури түркәлниң әскәртишичә, тероризимға қарши туруш қануниниң рошән дәриҗидә уйғурларға қаратмилиқи бар.
Биз мәзкур қанун лаһийисиниң қачан хитай хәлқ қурултийида музакиригә қоюлидиғанлиқини игиләш мәқситидә хитай қанун җәмийитигә телефон қилған болсақму, лекин телефонимизни алидиған адәм чиқмиди. "Җуңго гезити"ниң әскәртишичә, хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң қанун чиқириш пиланида, мәзкур қанун бу органниң келәр йили башлинидиған кейинки бәш йиллиқ пилани ичигә киргүзүлгән.
2001 - Йилдики 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, һәр қайси дөләтләр кәйни - кәйнидин тероризимға қарши туруш қануни чиқирип, шу дөләтниң хәвпсизлик күчлиригә зор һоқуқларни бәргән, лекин бу пуқралар һоқуқини қоғдиғучи шәхс вә тәшкилатларниң тәнқидигә учриған иди.
Қанун пуқралар һоқуқиға пайдисиз
Хитай қанун җәмийитидики җав биңҗи, 30 - май күни бейҗиңда чақирилған йәр шари тероризимға қарши туруштики қанун мәсилиләр, дегән темидики муһакимә йиғинида, хитай дуч келиватқан терроризм вәзийити шундақла мунасивәтлик хәлқара әһдинамиларниң қанун лаһийисидә әкс - етидиғанлиқини урғулиған. Лекин нури түркәл, бу қанунниң пуқралар һоқуқиға дәхли - тәруз йәткүзидиғанлиқини билдүрмәктә.
Хитай қанун җәмийитидики җав биңҗи яки ли чиңлинлар, хитай дуч келиватқан ички - ташқий тәһдитләр вә аталмиш терроризм вәзийитини кимләр шундақла қайси тәшкилатлар пәйда қиливатиду, дегән соалға җавап бәрмигән болсиму, лекин " җуңго гезити" бу һәқтики хәвиридә, сақчиларниң бу йил 1 - айда уйғур аптоном районида шәрқий түркистан ислам һәрикити қурған бир лагерға һуҗум қилип, 18 кишини өлтүргәнлики вә17 кишини әсир алғанлиқини язди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи болса, чәтәллик мутәхәссисләр вә дипломатларниң хитайни тероризимға қарши урушни баһанә қилип, тинчлиқпәрвәр мустәқилчи уйғур паалийәтчилиригә зәрбә бәрмәктә, дәп әйипләватқанлиқини вә бейҗиң һөкүмити уйғур мустәқилчи күчлирини әл- қаидә билән мунасивәтлик қилип көрситишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.
Терроризм билән әйипләнгүчиләргә өзини ақлаш пурсити бериләмду ?
Нури түркәл, әгәр хитайниң һазирқи мәвҗүт әдлийә сестимисда бу қанун мақулланса, терроризм билән әйипләнгүчиләрниң адиланә сотлинишиға техиму капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини әскәртмәктә. Б д т 2002 - йили шәрқий түркистан ислам һәрикитини аталмиш " терорчи" тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән болсиму, лекин хитай һөкүмити шәрқий түркистан мустәқилчи тәшкилатлириниң һәммисини "терорчи," дәп атимақта.
" Җуңго гезити," шәрқий түркистан күчлириниң 1990 - йилдин 2001 - йилғичә уйғур аптоном райони вә чәтәлдә 162 кишиниң өлүми, 440 ярилинишиға җавапкар икәнликини язди. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқи, чәтәллик мутәхәссис вә дипломатларниң бу вәқәләр мустәқилчи күчләр билән мунасивәтлик, дәп қаримайдиғанлиқини вә бу җәрянда йүз бәргән партлаш һәм һөкүмәткә қарши вәқәләрни кичик гуруһлар яки шәхсләр пәйда қилған айрим әһваллар болуп, тәшкиллик һәрикәт әмәс, дәп һисаплайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Хитайда өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқи али сот мәһкимисигә өткүзүп берилди
- Буш террор гумандарлириға мунасивәтлик қанун лайиһисигә қол қойди
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (2)
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (1)
- Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 5 йиллиқини уйғурларму хатирилиди
- Германийә мусулманлири - терроризмға қарши күрәштә сәпдаш
- Хитайдики сақчиларға қарши зораванлиқ вәқәләрниң көпийишигә немә сәвәбчи?
- Хитайниң қанун системиси ишләмду?
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Америкидики ислам дини өлималири террорчилиққа қарши пәтива чиқарди
- Түркийә һөкүмити лондондики партлитиш вәқәсини әйиблиди