Террорлуққа қарши уруш қилиш истратегийиси тарихқа айлинамду?

"Террорлуққа қарши уруш қилиш" буш һөкүмитиниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин йолға қойған вә әң көп тәнқидкә учриған истратегийилиридин бири.Хитай һөкүмити америкиниң бу сияситини суйиистемал қилип, әркинлик вә мустәқиллиқ тәләп қилған уйғурларни, террор билән бағлап, қаттиқ бастуруп кәлди.
Мухбиримиз камил турсун
2009.01.21
NATO-AFGHAN-200.jpg
Photo: RFA

Бушниң бу истратегийиси әйни вақитта әнглийә һөкүмитиниңму әң қоллишиға еришкәниди. Буниңдин 5 күн илгири әнглийиниң ташқи ишлар министири давид милибанд "гвардиан" гезитидә елан қилған мақалисидә "террорға қарши уруш қилиш" истратегийисиниң хата болғанлиқини оттуриға қоюп,әнглийиниң бу сиясәттин қол үзидиғанлиқиниң бишаритини бәрди.

Ундақта, йеңи бир америка яритидиғанлиқини вәдә қилған йеңи президент барак обаманиң буш һөкүмити дәвридики бу истратегийисидин ваз кечиши мумкинму ?

Юқиридики аваз улинишидин, канададики ихтияри мухбиримиз камил турсунниң бу һәқтики мулаһизисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.