Германийә мусулманлири - терроризмға қарши күрәштә сәпдаш
2006.08.29
"Германийә авази" радиосида 8 – айниң 27 – күни елан қилинған "германийә мусулманлири - терроризмға қарши күрәштә сәпдаш" намлиқ хәвиридә, германийидики 3 милйондин артуқ мусулманниң терроризмға қарши күрәш мәйданида, ғәрб дөләтлири билән бир сәптә туридиғанлиқи баян қилинған.
Хәвәрдә дейилишичә, 8 – айниң 26 – күни, германийидики мусулманлар тәшкилати вә көчмәнләр тәшкилатидин болуп, 16 чоң тәшкилат мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, германийидики террорчи күчләрниң йолучилар пойизини партлитишқа урунуш вәқәсини әйиблигән һәмдә бу хил зораванлиқ һәрикәтлириниң ислам роһиға уйғун әмәсликини тәкитлигән.
Йеңидин қозғалған кона муназирә
Алдимиздики бир қанчә һәптә ичидә, германийидә йолучилар пойизини партлитишқа урунуш вәқәси арқа – арқидин икки қетим йүз берип, икки нәпәр ливанлиқ террорист қолға елинған болуп, бу вәқә германийә пуқралири арисида еғир әнсизчилик пәйда қилған вә пүтүн мәтбуатларниң диққитини җәлип қиливалған иди.
Бу мунасивәт билән, 8 – айниң 24 - күни саәт 22:15 минут өткәндә ZDF телевизийә қанили "бомба қойғучилар биз билән биллә: биз террор билән биргә яшамдуқ?" дегән темида нәқ мәйдан сөһбити уюштуруп, мусулманлар билән христианларниң зади немә зиддийити барлиқини айдиңлаштуруш муназириси қозғиди. Бу муназиригә әдлийә министири Brigitte Zypries, ички ишлар министири Volker Bouffier, германийә ислам кеңишиниң рәиси Ali Kizilkaya, германийә федерал җинайи ишлар идарисиниң башлиқи Klaus Jansen вә яврупа парламентиниң вәкили Cem Özdemir қатарлиқлар қатнишип, террористик һәрикәтләр билән шуғулланғучиларниң аз сандики кишиләр икәнликини, омумий мусулманларниң террорист әмәсликини испатлашқа теришти.
Америкидики дуня сода мәркизини партлитип, "11 – сентәбир вәқәси" ни пәйда қилған муһәммәд атаниң әслидә германийә оқуғучиси икәнлики, 10 йилдин буян германийидин нурғунлиған террористларниң чиқиши вә қолға елиниши, йеқинда йәнә йолучилар пойизини партлитишқа урунуш қатарлиқ һадисиләр, германийиликләрни вәһимигә селип қойған.
Германийә җинайи ишлар идарисиниң башлиқи Klaus Jansen ниң сөзигә асасланғанда, һазирму германийидә яшаватқан мусулманлар арисида йәнә миңлиған ислам радикаллири мәвҗуд икән.
Германийә мусулманлириниң германийә һөкүмити вә хәлқи билән бир мәйданда
Мушундақ бир вәзийәттә, германийидики 16 чоң ислам тәшкилатиниң мухпирларни күтивелиш йиғини чақирип, террорға қарши дәл вақтида бирләшмә баянат елан қилиши, һәм германийә пуқралири үчүн, һәм германийә мусулманлири үчүн наһайити муһим бир тәсәлли болуп қалған. Болупму, терроризимни ислам дини билән християн дининиң етиқад күриши, дәп тонуп келиватқан кишиләр, бу баянаттин көп хурсән болушқан. Бу баянат 8 – айниң 28 – күнидики германийә гезитлиридә муһим тема сүпитидә бәс – бәстә орун игилиди.
Баянатта "мусулманларниң вә мусулманлар тәшкилатлириниң намини ишлитип терролуқ билән шуғуллинишқа қәтий қарши туридиғанлиқи әскәртилиш билән биргә, мәсчитләрдә радикал диний еқимларниң вәз – нәсиһәтлиригә йол қоймайдиғанлиқи вә бу хил террорлуқ һәрикәтлирини ислам дининиң рәт қилидиғанлиқи оттуриға қоюлған. Шундақла, террорға қарши күрәштә, германийә мусулманлириниң германийә һөкүмити вә хәлқи билән бир мәйданда туридиғанлиқи изаһланған.
Уйғурларниң өз һоқуқи үчүн елип бериватқан урушиниң террор билән мунасивити йоқ
"Германийә авази" радиосиниң хитайчә қанили, мәзкур баянат һәққидики интернет хәвәр бетидә, намазда олтурған уйғур мусулманлириниң сүритини қошуп бәргән.
Д у қ мәдәнийәт – маарип бөлүминиң мәсули, "алиптекин тәлим – тәрбийә мәркизи" ниң мудири алимҗан әпәнди бу баянат һәққидә тохтилип мундақ деди:
"Террор билән исламниң һич қандақ мунасивити йоқ. Ислам дини террорчи тәшвиқ қилидиған дин әмәс. Пәйғәмберимизму 'бир адәмни наһәқ өлтүрүш - пүткүл инсанларни өлтүргән билән охшаш' дегән. Әмма вәтинимиз уйғуристанда вәзийәт пүтүнләй әксичә. Вәтинимиздә йүз бериватқан вәқәләрни террор билән бирләштүрүшниң һечқандақ асаси йоқ. Уйғуристан хитайлар тәрипидин ишғал қиливелинған бир земин. Хитай мустәмликиси астидики уйғуристанда қорал күчи билән йүргүзиливатқан дөләт террориға қарши һәрикәтләр террорлуқ әмәс, бәлки миллитимизниң өз һәқ – һоқуқи үчүн елип бериватқан һәққани күришидур. Хитай һөкүмити буни хәлқара террорға бағлашқа уриниватиду. Миллитимизниң өз мустәқиллиқи үчүн елип бериватқан күриши билән, чәт`әлләрдики террорлуқ һәрикәтлириниң һечқандақ мунасивити йоқ". (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Статистика: мусулман аяллири ислам диниға садиқ болуш асасида техиму көп һоқуққа еришишни халайду
- Түркийидә хәлқара мусулман хәлқлири бирлики қурултийи ечилди
- Б д т баш катипи кофи анан муһәммәд пәйғәмбәрни һақарәтләйдиған картонларни бешишни тохтитишни тәләп қилди
- Ислам дөләтлири башлиқалар йиғини аяқлашти
- Заманимизда террорчилиқ билән қораллиқ тоқунуш - бихәтәрлик, тәрәққият вә әркинликниң дүшмини
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Америкидики ислам дини өлималири террорчилиққа қарши пәтива чиқарди