Тәшвиқатниң роли һәққидә

Әҗдадлиримиз "адәм қулақтин, һайван туяқтин" дәп наһайити тоғра ейтқан. Қурандиму аңлаш билән көрүшкә мунасивәтлик һәр бир баянларда аңлашни көрүшниң алдиға қойған. Әмәлийәттиму көрүш иқтидаридин илгири аңлаш иқтидари балдур йетилидикән.
Мухбиримиз пидаий
2010.06.14

Демәк: аңлаш инсан вуҗудиға әң чоң тәсир көрситидиған амиллардиндур. Шуңа һәрқандақ дөләт вә орган тәшвиқатни изчил қилишқа бәк әһмийәт беридикән.

Бир уйғур зиялисиниң қаришичә: бүгүнгә қәдәр тәшвиқатниң роли һәққидә аз болмиған язмилар вә пикирләр болуп өтүлгән болсиму, әйнәк биз торида елан қилинған "Тәшвиқатниң қудрити тоғрисида" Намлиқ мақалини бу темида йезилған уйғурчә мақалиләр ичидики әң мукәммәл чиққан мақалә дейишкә болидикән.

‏-- Сиясий паалийәт қиливатқан һәр қандақ бир гуруһниң, тәшвиқатниң қудрити һәққидики муҗимәл тонуши һәқиқәтәнму кишини әнсиритиду. Шуңа йәнә бу һәқтә еғиз ечишқа, тәкрар тәкитләшкә мәҗбурийәт һес қилдим,‏-- дәп башланған бу мақалә, тәшвиқатниң түри, характери, алаһидилики вә роли һәққидә әтраплиқ мулаһизә вә дәлиллик әқли тәпәккур билән йорутулған болуп, аптор униңда һәр қайси саһәләрниң тәшвиқаттин қандақ пайдилинидиғанлиқини, орун, вақит вә дәвр шараитиға қарап қандақ тәңшәк елип баридиғанлиқини наһайити системилиқ баян қилған.
    
Аптор ашкара тәшвиқатни узун муддәтлик тәшвиқат вә дәвр характерлик тәшвиқат дәп иккигә айрип, һәр бирини даңлиқ шәхсләрниң нәқиллиридин мисал кәлтүрүп йорутқан болуп, чүшинишлик баянлири билән бу һәқтә ездәнгүчиләргә қиммәтлик билим бәргән.

Биз бу мунасивәт билән мәзкур мақалиниң аптори билән сөһбәт илип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.