Соңхваҗяң дәрясидики булғиниш русийигә тәсир көрсәтмәктә


2005.11.30

11 - Айниң 13 - күни җилин химийә завутида йүз бәргән партлаш сәвәбидин зәһәрлик бензол маддисиниң соңхуаҗяң дәрясиниң сүйигә арилишип кетиши, дәря сүйиниң еғир дәриҗидә булғинишини кәлтүрүп чиқарған вә харбин шәһириниң су тәминлиши тохтитилған шуниңдәк 4 милйон аһалә су ишлитиштә қийинчилиққа учриған. Партлаш вәқәси 5 кишиниң өлүмигә сәвәб болғандин сирт 10 миң киши партлаш йүз бәргән райондин башқа йәрләргә йөткивитилгән.

Хитай һөкүмити русийә билән ихтилап келип чиқишиниң алдини алмақта

Хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири бу вәқәни бир мәзгил әркин тарқатқан болсиму әмма һазир һөкүмәт бу һәқтики хәвәрниң тарқилишини қаттиқ контрол қилған. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу һәрикити, икки дөләт арисида ихтилап мәйданға келишиниң алдини елиш үчүн икән.

Бирақ русийә мәтбуатлирида бу һәқтә түрлүк ғулғулилар баян қилинмақта. Мәлум болушичә, соңхуаҗяң дәрясиниң булғанған суйи русийә чегрисидин еқип кирип, русийиниң йирақ шәрқигә җайлашқан хабаровски райониға еғир дәриҗидә тәсир көрсәткән.

Бу арида, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав мухбирларни күтивелиш йиғинида "хитай һөкүмити һәқиқий тәдбир қоллинип, соң хуаҗяң дәряси сүйи булғиниш вәқәсиниң русийигә кәлтүрүш мумкинчилики болған зиянни азайтти. Бу вәқәниң җуңго - русийә мунасивитигә тәсир йәткүзүшини үмид қилмаймиз" дегән.

Мунасивәтлик җайлардики мәктәпләр дәрстин тохтиған

Москва һөкүмити гәрчә булғанған судин мудапиә көрүш хизмәтлириниң яхши ишләнгәнликини оттуриға қойған болсиму, әмма хабаровскидики алий, оттура вә башланғүч мәктәпләрдә дәрс тохтиған, рестуранға охшаш мулазимәт орунлириму тақиветилгән.

Хабаровскидики муһит енергийә министирлиқиниң муавин министири өләг митволниң ейтишичә, хабаровски райони җиддий һаләткә киргән болуп, нөвәттә су тарқитишни пүтүнләй тохтитивәткән.

Мәлум болушичә, хабаровски йәрлик һөкүмити, нөвәттә хитай һөкүмитидин барлиқ иқтисадий зиянни төләп беришни тәләп қилидикән.

Рус анализчилирида гуман

Русийә мәтбуатлирида өз қарашлирини баян қилған анализчилар, русийә иқтисадиниң күндин - күнгә начарлишиватқан пәйтидә, бу вәқәниң мәйданға келиши, әсли мәвҗут болған қийинчилиқларниң техиму күчийип кетишигә йол ачқанлиқини билдүргән болса, йәнә бир қисим анализчилар, бу вәқәниң қәстән орунлаштурулғанлиқини оттуриға қойған.

Уларниң ейтишичә, хитай тәрәп булғанған суни русийә чегрисиға киргүзүш арқилиқ әсли нопуси аз болған русийиниң йирақ шәрқ районидики рус хәлқини бу земиндин көчүшкә мәҗбурлаш, бу арқилиқ хитай нопусини бу земинда техиму көпәйтиш мәқситини ишқа ашуруштин ибарәт икән.

Русийә земинида хитай нопусиниң көпийип кетиш әһвали, русийә һөкүмитиниң диққитини тартиватқан муһим мәсилиләрдин бири болуп, анализчиларниң бу хил қарашлири кишиләрдә әндишә пәйда қилмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.