Канададики бир түркийилик оқуғучи магистирлиқ дессиртатсийәсигә шәрқий түркистан темисини таллиди(1)


2006.01.13

Канададики карлтон университетниң сиясәт пәнлири кәспидә магистирлиқта оқуватқан бурһан челик магистирлиқ дессиртатсийисигә "хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға қарита йүргүзүватқан ассимилятсийә сиясәтлири "дегән темини таллиди.

2001 Йили канадаға келип йәрләшкән вә буниңдин илгири түркийидики қириқ қәлә университиниң сиясәт пәнлири оқутқучиси болған бурһан челик, түркийидә магистирлиқ вә докторлуқ оқушлирини пүттүргән болсиму, лекин канадаға кәлгәндин кейин ишни қайтидин магистирлиқ оқушидин башлаш қарариға кәлгән. У бултур йил бешидин башлап, "хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан ассимилятсийә сиясәтлири" дегән тема устидә ишләшкә киришкән болуп, у бу дессиртатсийәсини бу йил май айлирида тамамлашни планлимақта.

Бурһан челикниң билдүрүшигә қариғанда, униң бу оқуш пүттүрүш мақалиси һазирғичә ғәрб дунясида йезилған, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири һәққидә әң инчикә деталларғичә тәтқиқат елип берилған вә хитай сияситиниң әсли маһийити системилиқ йорутуп берилгән мукәммәл әсәр болуп қалидикән.

Бурһан челик канадаға кәлгәндин кейин бу йәрдики уйғурлар билән тонушқан вә бу җәрянда бу уйғурларниң көплириниң хитайдики аилә әзалири билән йәнила җәм болалмиғанлиқимни, хитай һөкүмитиниң бу уйғурларниң аилә әзалирини гөрү һесабида тутуп туриватқанлиғини вә уларниң һәрхил тосалғуларни чиқириватқанлиғини көрүп йәткән. Буниң билән у уйғурларниң һазирқи әһвалиға беғишланған бу темини таллиған.

Уйғурларға қиззиқишидики сәвәб

Биз бурһан челик билән сөһбәт елип барғинимизда у нимә үчүн канадаға кәлгәндин кейин уйғурлар мәсилисигә қизиққанлиқи вә мақалисидики мәзмунлар һәққидә тохтилип, мундақ деди:

Мениң магистирлиқ дессиртатсийәм "хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан ассимилятсийә сиясәтлири" дегән темида болуп, мән бу мақалида хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ ассимилятсийә қиливатқанлиғи, мәсилән көчмән көчүрүш мәсилиси, йәни хитай көчмәнлириниң шәрқий түркистанға көчүшигә илһам бериливатқанлиғи вә уйғур тилиниң нимә үчүн чәкләнгәнлиги қатарлиқ нурғун мәсилиләрни илми усулда йорутушқа тириштим.

Бурһан челик шәрқий түркистан мәсилисигә қачандин бәри диққәт қилишқа башлиғанлиқи һәққидә тохтилип:

"Мән түркийидики вақтимда рәһмәтлик әйса йүсүп алиптекинниң гезит вә телевизордики сөзлиридин , мәҗмуәләрдин шәрқий түркистан вә уйғур һәққидә аңлиғанидим. Лекин мән оз вақтида бу мәсилиниң тегигә йәтмигән вә растини ейтсам, буниңға сәл қариғанкәнмән канадаға кәлгәндин кейин уйғурлар билән тонуштум, уларниң көплириниң әһвали йәнила һали һарап иди. Уларниң аилә әзалириниң бирқисми бу йәрдә болса, йерими йәнила шәрқий түркистанда парчилинип туриватқанлиғини, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларниң аилә әзалириниң җәм болишиғиму тосқунлуқ қиливатқанлиқини оз көзүм билән көрдум. Бу әһваллардин шәрқий түркистандики уйғурларниң әһвалиниң һәқиқәтән еғир икәнликини сәздим. Буниң билән уйғурлар мәсилисигә қизиқтим", деди.

Бурһан челик: уғурлар өзлири һәққидики тәтқиқатларға әһмийәт бериши керәк

Бурһан челик шәрқий түркистан вә уйғурлар мәсилисиниң хели узундин бәри мәвҗут боливатқан мәсилә болсиму, лекин дуняда бу һәқтики тәтқиқатниң әмдила башланғанлиқини, уйғурларниң өзлири һәққидики бу тәтқиқатларға әһмийәт бериши керәкликини билдүрүп мундақ деди:

"Шәрқий түркистан ситиратигийилик җәһәттин интайин муһим әһмийәткә игә униң җайлашқан орни геополитикилиқ җәһәттин муһим. Лекин бу миниң темамниң асаси мәқсити әмәс, иккинҗиси шәрқий түркистан 1 милйон 800 миң кувадират километирлиқ кәң тупраққа игә , ундин башқа шәрқий түркистан бизниң ата маканимиз. Булар мән үчүн пәқәтла сәвәп. Мән үчүн әң муһим болғини хитайниң зулуми астида иңраватқан 8 10 милйонлуқ нопусқа игә уйғурларниң әһвали. Дуня, бу оз қериндашлири тәрипидин йәкләнгән, оз земинидики байлиқларниң қурбанлири боливатқан бу уйғурларға дегәндәк көңүл боләлмиди. Һәр хил сәвәбләр түпәйлидин уйғурларму тибәтликләргә қариғанда, ташқи дуняға оз садасини аңлитишта анчә мувапиқийәт қазиналмиди. Кейинки вақитларда, чәтәлләргә қичип чиқиватқан уйғурлар бу һәқтә бәзи паалийәтләрни қиливатқан болсиму, булар шәрқий түркистандики уйғурларниң һазирқи әһвалиға нисбәтән йәнила йетәрлик әмәс. Шуңа мән канадалиқ бир түрүк болуш сүпитим билән, уйғурларға нимә қилип берәлмәймән, дегән мәқсәттә бу темини қолға алдим. Уйғурларму өзлириниң сияси тәқдири билән мунасивәтлик мундақ темиларға , илмий тәтқиқатларға әһмийәт бериши керәк. Бу уйғурлар мәсилисини дуня җамаитигә аңлитишниң йәнә бир йоли".

Бурһан челикниң арзуси

Сөһбәт давамида бурһан челик узундин бәри шәрқий түркистанни бир көрүш арзуси барлиқини, у йәрдики әһвалларни оз көзи билән көрүшни арзу қилидиғанлиқини билдүрүп:

"Мән һазирғичә шәрқий түркистанға бармидим. Мән кәшқәргә беришни ойлишиватимән. Уй йәрдин үрүмчигиму баримән. Нимә үчүн қәшқәр вә үрүмчи? қәшқәр бу әсирниң башлиридин башлап, болупму қараханийлар ханданлиқи дәвридин башлап оттура асияниң мәдәнийәт мәркизи, сода мәркизи вә йипәк йолиниң түгини болған шәһәр. Бу йүзидин бу шәһәр тарихта чоң рол ойниған. Шуңа мән әйни тарихниң излири һазир зади қанчилик сақлинип қалди? түркләр оз әнәнилирини қанчилик қоғдиялиди? у йәрдики инсанларниң һәқиқи әһвали қандақ? буларни оз күзәм билән көрүшни арзу қилимән. Шәрқий түркистанниң мәркизи болған үрүмчини вә у йәрдики мәдәнийәт орунлирини вә мәктәпләрни зиярәт қилиш пиланим бар", деди.

Бурһан челик хитай һөкүмитиниң уйғур раюнида йүргүзүватқан конкрет ассимилятсийә сиясәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Хитай шәрқий түркистанда маарипқа мунасивәтлик ассимилятсийә сиясити, көчмән көчүрүш билән мунасивәтлик ассимилятсийә сиясәтлири, шәрқий түркистанда мәқсәтлик зулум селиш йәни һәр хил шәкилдә елип берилған қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлири билән мунасивәтлик ассимилятсийә сиясәтлири елип бармақта. Хитай һөкүмити шәрқий түркистанда мәқсәтлик зәрбә бериш һәрикәтлири арқилиқ, тохуни олтуруп маймунни қорқитиш тактикисини қолланмақта. Бир аилидә бир адәмни қолға елиш арқилиқ башқиларни җим турушқа мәҗбур қилмақта. Хитайниң шәрқий түркистанда саламәтлик билән мунасивәтлик ассимилятсийә сиясәтлириму бар. Алайлуқ, үрүмчи вә ғулҗа шәһәрлири әйдис кесәллики кәң таралған районларниң бири. Бу шәһәрләр хитай бойичила әмәс бәлки дуня бойичиму әйдис кесәллиридә алдинқи қатарда туриду. Нимә үчүн хитай һөкүмити бу районда әйдис кесәллириниң алдини алмастин, униң бу районда техиму кәң ямришиға сүкүт қилип туриду вә уйғурларниң һаяти билән ойнишиду. Хитайлар бу йәрдә, уйғур техиму көпләп өлсун, биз улардин қутулайли, баш ағриқимиз сақайсун дегән тактикини қолланған, мана бу хитайниң уйғурларға қаратқан ассимилятсийә сиясәтлириниң йәнә бири".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.