Хитайда очуқлуққа йүзләнгән гезитләрни тақайдиған тәтүр еқим


2006.01.26

Хитай коммунист партийиси мәркизий комитетиниң тәшвиқат министирлиқи 2004 ‏- йили "җәнуби җуңго кәчлик гезити", "иқтисадий нәзәр гезити" , "хенән сода гезити" қатарлиқ очуқ -йоруқлуққа йүзлиниватқан учур васитилирини тақиған иди. 2005 ‏- Йилиниң ахирида "йеңи бейҗиң гезити" ни тақиди. 2006 ‏- Йили кириш биләнла 1‏- айниң 25 ‏- күни йәнә "музлуқ" һәптилик гезитини тақиди, - дәп мулаһизисини башлайду хитайдики сиясий мулаһизичи люшавбо әпәнди‏ бейҗиңда өз туралғусида туруп язған обзорида ‏- униң баян қилишичә, хитай коммунист партийиси бастуруп келиватқан учур вастилириниң һәммиси җәмийәттә очуқ -йоруқлуққа қарап йүзлиниватқан, муштирилири күндин -күнгә көпийиватқан гезит -җурналлар. Коммунист хитай һөкүмитиниң мәхсус илғарлиққа қарап йүзлиниватқан учур васитилирини бастуруши хитайдиму учур вастилириниң әркинлишиш, базарлишиш, хәлқчиллишиш, мустәқиллишиш йолиға қарап меңишини тосуп, уни давамлиқ түрдә коммунист партийиниң зувани қилишни мәқсәт қилған. Коммунист хитай һөкүмити һазир дуняда әхлақий өлчәм җәһәттә наһайити аҗиз орунда туриватқанлиқтин, бу мәсилини һәл қилиш үчүн, хитайдики учур вастилиринила әмәс, бәлки хәлқарадики хитайға даир учур вастилириниң һәммисини пүтүнләй коммунист партийиниң "зувани" яки "мәхпий сақчи'лири" ға айландуруш үчүн һәрикәт қиливатиду.

Партийини хунүкләштүргәнлик чоң гунаһ

Люшавбо әпәндиниң обзорида "музлуқ" һәптилик гезитиниң тақивитилиштики сәвәбләрниң бирини нәқил кәлтүрүп баян қилинишичә, бу гезиттә җоңсән университети пәлсәпә факултетиниң профессори юән вейши әпәндиниң хитайда һазир қоллиниливатқан тарих дәрслик китаблири һәққидә язған бир обзори елан қилинған иди. Бу обзорда хитай коммунист партийисини "чил бөрә" гә охшитип, коммунист хитай маарипида қоллиниливатқан дәрслик китабларни болса "бизниң балилиримизға чил бөрини әмдүрүш" бәлки "давамлиқ әмдүрүш" тин ибарәт, дәп көрситилгән иди. Бу гезиттә йәнә дуняда фашизмға қарши уруш ғәлибә қилғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш мунасивити билән елан қилинған бир мақалида "пиңшингуән уруши" тилға елинған иди. Шуңлашқа хитай коммунист партийиси мәркизий комитетиниң тәшвиқат министирлиқи бу гезитни "коммунист партийини хунукләштүрди" дәп әйиблиди. Шундақла хитай дөләт кабинитиниң учур ‏-ахбарат мәһкимиси, бейҗиң шәһәрлик нәшрият идариси қатарлиқ органларму дәрһал оқтуруш чүшүрүп "музлуқ" һәптилик гезитиниң тақивитилгәнлики һәққидә хәвәр елан қилмаслиқни, униңда елан қилинип болған мақалиләрдин нәқил алмаслиқни, бундақ гезитләрдин чегра айришни буйриған. Хитайниң яшлар иттипақи мәркизий комитетиму қарар чиқирип "җуңго яшлири гезит" ниң қошумчә һәптилик гезити болған "музлуқ" гезитидин ибрәт елишни, һәр қайси вастә тармақлириниң буниңдин кейин коммунистик партийиниң җамаәт пикригә болған йетәкчиликини қәтий давамлаштурушни тәкитлигән.

Хитядай нурғун адәм йәнила дозақта яшимақта

"Америка авази"ниң хәвәр қилишичә, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирлиқи "музлуқ" ни тақаш буйруқи елан қилғандин кейин, бу гезитниң муһәррири ли датоң әпәнди буниңға наразилиқ билдүрүп баянат елан қилған. У баянатида "ху җинтав" дегән исим һазир тәтүр еқимниң вә демократийигә қарши туридиған мустәбитниң символи болуп қалди, дегән.

Хитайда "шаңхәй йигити" сәрләвһилик фелйәтон йезип тонулған тәйвәнлик язғучи лоң йиңтәй әпәндиниң "музлуқ" гезитиниң тақалғанлиқи һәққидә язған мақалисидә баян қилинишичә, ху җинтав әпәнди һазир рәһбәрлик қиливатқан дөләт дуня бойичә әркинлик селиштурмисида 177 ‏- орунда туриватқан дөләт. Бу дөләтниң түзүми зади қандақ түзүм? ху җинтавға рәһбәрлик һоқуқини ким бәргән? у өзиниң қайси қанунға мувапиқ әрбап икәнликини ойлап бақтиму? әгәр униң сөзи бойичә "ғәрб оңчилириниң өлчими хитайниң дөләт әһвалиға мувапиқ кәлмәйду" дейилсә, хитайдики һазирқи түзүм сотсиялизмниң "байлиқларни тәң баравәр тәқсим қилиш" дегән өлчимигә уйғун келәмду? хитайда һазир байлар билән намратларниң пәрқини ипадиләп турған санлиқ селиштурма җенис рекортидин нөлдә 4 һәссә ешип кәтти. Хитайда һазир нурғун адәм җәннәттә яшиса, йәнә нурғун адәм дозахқа кирип қалди. Ху җинтав әпәнди һөкүмәтниң зувани болған телевизийә, радиолар арқилиқ "бәхт нахшиси" ни товлап, һәммә бошлуқни игиләп, намратларниң авазини һәргиз чиқарғузмайватиду. Очуқ- йоруқлуққа йүзлиниватқан гезитләрни бастуруп, намратларниң иңриған авазини чиқиридиған "боғизи" ниму кесип ташлаватиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.