Тәйвән хәлқи милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқидин бизар
2007.05.07
Тәйвәндики гоминдаң партийиси (милләтчи партийә) билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийә узун йиллардин буян йәнила икки партийә һәмкарлиқини давамлаштуруватиду. Гәрчә бу икки партийиниң тәшәббуслирида наһайити чоң зиддийәт болсиму, мәсилән: милләтчи партийиниң 'җуңхуа минго' асасида дөләтни бирликкә кәлтүрүш дегини билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийиниң 'җуңхуа хәлқ җумһурийити' асасида дөләтни бирликкә кәлтүрүш дегини охшимисиму, бу икки партийә йәнила хитай милләтчилики ноқтисидин нуқул һалда 'җуңго' дегән мүҗимәл нам астида дөләтни бирликкә кәлтүрүш үчүн сиясий җәһәттин һәмкарлишиватиду. Тәйвән хәлқи һазир бундақ һәмкарлиқниң давамлишивиришидин бизар болмақта.
Тәйвән профессорлар бирләшмиси җаң кәйши һәйкәллирини үзүл-кесил тазилап, әвладлар үчүн пак-пакизә оқуш муһити яритишни тәшәббус қилди
Бүгүн тәйвәндә 99 нәпәр профессор имза қоюп, профессорлар бирләшмиси намидин оттуриға қойған тәшәббусида, тәйвәндә җаң кәйши һәйклини пүтүн маарип саһәсидин үзүл-кесил тазилап, әвладлар үчүн пак-пакизә оқуш муһити яритишни тәкитлиди.
'Җәнубий тәйвән хәвәрлири' гезитиниң баян қилишичә, җаң кәйши гуроһи 1949 - йили чоң қуруқлуқтики урушта, коммунист партийә тәрипидин мәғлуп қилинип тәйвәнгә қечип кәлгәндин кейин, - дәп көрситилиду профессорлар бирләшмисиниң баянатида,- бу партийә тәйвәндә шәхсийгә чуқунушни йолға қоюп, җаң кәйши һәйкәллирини барғансери көпләп ясап, тәйвән хәлқини җаң кәйшидин ибарәт бу мустәбиткә чуқунушқа мәҗбурлиған иди.
Шуниңдин буян тәйвән хәлқи милләтчи партийә йүргүватқан һәрбий һаләт шараитидә, бундақ миллий һақарәткә чидап турушқа тоғри кәлди. Һазир тәйвәндә демократийә түзүми тиклинип болди, тәйвән хәлқи һазир үчинчи қетимлиқ демократийә долқуниға қәдәм қойди.
Әмма, һазирға қәдәр җаң кәйшиниң һәйкәллириниң тәйвәндә, болупму маарип саһәсидә техичә үзүл-кесил тазиливитилмәслики тәйвән демократийисигә қилиниватқан һақарәт, тәйвән хәлқиниң, болупму, милләтчи партийәниң "йигирмә сәккизинчи феврал қирғинчилиқи' ға учриған тәйвәнликләрниң миллий ғоруриған қилинған һақарәт.
Көкчиләр (гоминдаңчилар) профессорларни 'тарих савади түвән болғанлиқитин' дәп тәнқидлигән
Тәйвәнниң гавшуң шәһиридә өткән айда җуңҗең (җаң кәйши) мәдәнийәт мәркизидики җаң кәйшиниң һәйкили вә җаң кәйшиниң нами йезилған вевискилар бир кечидила пүтүнләй тазиливәткән иди, - дәп баян қилиниду хитайниң 'юлтузлуқ арал' гезитидә.
Бүгүн йәнә тәйвән профессорлар бирләшмиси қатарлиқ 10 нәччә тәшкилат бирликтә гавшуң шәһириниң башлиқи чен җү әпәндиниң һәйкәл тазилаш һәрикитини қоллап паалийәт елип барди. Хәвәрдә ейтилишичә, бу һәрикәтни тәйвәнгә сирттин кәлгәнләрни яхши көрмәйдиған кишиләр алқишлиған.
Әмма көкчиләр (гоминдаңчилар) уларни 'тарих савади түвән болғанлиқтин' дәп тәнқидлигән. 'Мәркизи агентлиқи'ниң баян қилишичә, тәйвәнгә чоң қуруқлуқтики башқа өлкиләрдин җаң кәйши армийиси билән кәлгәнләрни өз ичигә алған сирттин кәлгәнләр пүтүн тәйвән нопусиниң %13 ни тәшкил қилиду, һазир тәйвән билән хитай оттурисида бивастә айрупилан қатнишини қизғин тәшәббус қиливатқанларму, пәқәт пүтүн тәйвән нопусиниң % 13 нила тәшкил қилиду.
Чен шуйбйән сөзидә 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи һазир тәйвәнниң йеза игиликини қурбан қиливатиду' дәп көрсәткән
Бүгүн тәйвән президенти чен шуйбйән билән муавин президент лүшюлән тәйвән йеза игилик мәһсулатлири бирләшмисиниң кәчлик паалийитигә қатнашқан. 'Мәркизи агентлиқи'ниң баян қилишичә, президент чен шуйбйән милләтчи партийиниң сабиқ рәиси лйән җән әпәндиниң чоң қуруқлуқта коммунист партийә билән бирликтә сода сөһбити өткүзгәнликини тилға елип "милләтчи партийә тәйвәндә һакимийәттин мәһрум қалғандин кейин, тәйвәнниң йеза игилик мәһсулатлирини чоң қуруқлуқта базарға селиш дегән нам билән тәйвән хәлқини алдашқа башлиди.
Шуниңдин кейин, хитай тәйвәнниң йеза игилик техникилирини оғрилап, тәйвәнгә тәқлит қилип ишлигән сахта мәһсулатларни һәдәп базарға селип, тәйвән хәлқиниң мәнпәәтигә зиян селиватиду. Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'ниң қурбани болуватиду" дәп көрсәткән.
Муавин президент лүшюләнму бу кәчлик паалийәттә сөз қилип "һоқуқидин айрилип қалған сиясәтчиләр һазирму хитай билән тәйвәнни бир базар, дәп қарап, тәйвәнниң йеза игилик техникилирини хитайға тәқдим қилиш арқилиқ 'сулалиға тартуқ' бериватиду" дәп көрсәткән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка дөләт мәҗлисидә 16 нәпәр авам палата әзаси тәйвән һәққидә муһим тәклип оттуриға қойди
- Сант лукиа тәйвән билән хитай арисида дипломатийә талаш-тартишида қалди
- Хитай, сант лукиа билән тәйвәнниң дипломатик мунасивәт орнитиш пиланини әйиблиди
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи хитай һөкүмитини биарам қилмақта
- Қисқа хәвәрләр
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (3)
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (2)
- Америка тәйвәндики оргиниға һәрбий әмәлдар әвәтмәкчи
- Хитай бөлүнүшкә қарши бир қанун йолға қоймақчи