Америка авам палатаси тәйвәнгә қорал сетип бериш қарар лайиһиси мақуллиди
2007.10.03

Америка авам палатаси сәйшәнбә күни қарар лайиһиси мақуллап, буш һөкүмитиниң тәйвәнгә давамлиқ қорал - ярақ сетип беришини вә тәйвәнниң өзини мудапиә қилишиға ярдәм беришини тәләп қилди. Авам палатасиниң қарари мақулланған мәзгили хитай ташқи ишлар министири яң җйечи б д т омумйиғинида вә баш министири вен җябавниң хитай дөләт байримида тәйвәнни агаһландурған мәзгилгә тоғра кәлди.
" Тәйвән өзини қоғдайдиған йетәрлик иқтидарға игә болуши керәк "
Америка авам палатаси сәйшәнбә күни мақуллиған тәйвәнгә қорал - ярақ сетип бериш тоғрисидики қарар лайиһисидә, буш һөкүмитидин америка - тәйвән мунасивәт қануниға уйғун сиясәт қоллинип, тәйвәнниң америкидин мудапиә қораллирини сетивелиши вә өзини мудапиә қилиш иқтидарини өстүрүшигә ярдәм бериш тәләп қилинди. Авам палата ташқи мунасивәтләр комитетиниң әзаси илийена рос - летинант ханим тәрипидин оттуриға қоюлған бу лайиһә, авам палата ташқи мунасивәтләр комитетидики демократик вә җумһурийәтчи әзаларниң қоллишиға еришкән болуп, мәзкур лайиһә авам палатасида мақуллиништин бурун өткән һәптә ташқи мунасивәтләр комитетида авазға қоюлған иди.
Қарар лайиһисини қоллиған авам палата әзалириниң әскәртишичә, америка дөләт министирлиқи йеқинда елан қилған хитайниң һәрбий күчи тоғрисидики доклатидин қариғанда , тәйвән хитайниң җиддий тәһдитигә дуч кәлмәктә. Авам палата әзаси рос - литенант ханим, тәйвән дуч келиватқан мәвҗүт тәһдит астида "тәйвән өзини қоғдайдиған йетәрлик иқтидарға игә болуши керәк. Буш һөкүмити тәйвән мунасивәт қануниниң роһиға асасән тәйвәнгә қорал - ярақ сетип бериш сияситини давамлаштуруши лазим " дәп көрсәтти.
" Буш һөкүмити тәйвәнниң бу мувапиқ тәлипигә иҗабий җаваб бериши керәк "
Авам палата ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос, мәзкур қарар лайиһисини қоллиған авам палата әзалириниң биридур. У, мәзкур қарар лайиһиси ташқи ишлар комитетида музакиригә қоюлғанда " бу қарар лайиһисини қәтий қоллайдиғанлиқимни билдүримән. Биз тәйвән мунасивәт қануниға асасән тәйвәнниң өз - өзини мудапиә қилишиға қәтий ярдәмчи болимиз . Тәйвәнниң хәлқ сайлиған рәһбәрлири F - 16 бәлгилик уруш айрупиланлирини сетивелип, өзиниң мудапиә күчини ашурмақчи болуватиду. Буш һөкүмити тәйвәнниң бу мувапиқ тәлипигә иҗабий җаваб бериши керәк " дәп тәкитлигән иди.
Тәйвән, 2007 - йилқи һәрбий хам чотидин 4 милярд 800 милйон долларни 66 данә F - 16 бәлгилик уруш айрупилани сетивелишқа аҗратқан болуп, 2008 - йилқи һәрбий хам чотида бу пулниң сани көпәйтилгән. Тәйвәнниң вашингтондики вәкили ву җавшйе, америка авам палатасиниң тәйвән һәққидики қарариға рәһмәт ейтип, буш һөкүмитиниң тәйвәнгә уруш айропилани сетип беришни тезрәк тәстиқлишини үмид қилди. Ву җавшйениң әскәртишичә, тәйвән һәрбий қоралларни сетивелишқа аҗратқан хам чотниң қәрәли 10 - айда тошиду. Әгәр америка бу содини тезрәк тәстиқлимиса, хам чотни дөләт ғәзинисигә қайтуруветишкә тоғра келидикән . Лекин буш һөкүмити һазирға қәдәр тәйвәнгә уруш айрупилани сетип бериш яки бәрмәслик мәсилисидә ипадә билдүрмиди.
Көзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, ақсарайниң һазирға қәдәр ипадә билдүрмигәнлики тәйвәнниң б д т ға әза болушни омумхәлиқ авазиға қоймақчи болуватқанлиқи билән мунасивәтлик болуши мумкин. Авам палата әзаси әни фәлйомавега, "мениң пәрәз қилишимчә , буш һөкүмитиниң бу содиға мунасивәтлик рәсмийәтләрни һазирғичә беҗирмигәнлики тәйвәнниң бу нам билән б д т ға әза болушни илтимас қилғанлиқи билән мунасивәтликтур " дәйду.
Америка тәйвән боғузида җиддилик йүз беришини халимайду
Тәйвән мәсилиси хитай - америка оттурисидики әң назук мәсилиләрниң бири болуп, президент буш өткән ай австралийидә хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкәндә тәйвәнниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик һалда өзгәртишкә қарши туридиғанлиқини тәкитлигән иди.
Анализчилар, президент бушниң сөзи шималий корийә ядро сөһбити һәл қилғуч дәврдә туруватқан, америка бу мәсилисидә йәнила хитайниң ярдимигә еһтияҗ болуватқан бир мәзгилдә, тәйвән боғузида җиддийлик йүз беришни халимайдиғанлиқини көрситиду, дәп анализ қилишқан.
" Тәйвәнгә келиватқан тәһдит күчийиватиду "
Америка авам палатасиниң тәйвән һәққидики қарар лайиһиси хитай ташқи ишлар министири яң җйечи б д т омуми йиғинида сөз қилип, тәйвәнниң б д т ға әза болуш рефирандуми район бихәтәрликигә тәһдит, дәп агаһландурған мәзгилдә мақулланди. Б д т омумиғинидики сөзидә тәйвәнниң һәрикитини "хәтәрлик қәдәм " дәп тәкитлигән яң, "әгәр диққәт қилинмиса, бу тәйвән боғузи вә асия - тинч окян райониниң тинчлиқи һәм муқимлиқиға тәһдит елип келиду" дегән иди.
Лекин хитай тәрәпниң бу мәсилидики қариши билән америка авам палатасидики әзаларниң тонушида зор пәрқләр мәвҗүт. Авам палатасиниң тәйвән һәққидики қарар лайиһисидә, хитай һәрбий күчиниң зор көләмлик тәрәққияти " тәйвәнгә келиватқан тәһдитниң күчийиватқанлиқини вә америкиниң асиядики мәвҗутлуқиға хирис қиливатқанлиқини көрсәтмәктә "дейилгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән боғузида җиддийлик пәйда қиливатқан қайси тәрәп?
- Канада тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиши керәк
- Хитай билән тәйвән оттурисида олимпик мәшили мәсилисидә йәнә йеңи талаш -тартиш йүз бәрди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти
- Мушу бир нәччә күн ичидә тәйвән мәсилиси хәлқарада йәнә бир муһим нуқта болуп қалди
- Тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилиси
- Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
- Дуня буйичә әң узун давамлашқан һәрбий һаләт - тез тәрәққи қиливатқан демократийә
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"
- Чен шүйбйән: һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин