Дуня буйичә әң узун давамлашқан һәрбий һаләт - тез тәрәққи қиливатқан демократийә
2007.07.16
Һәр йили 7 - айниң 15 - күни тәйвәндә җаң кәйши йүргүзгән һәрбий һаләт әмәлдин қалдурулғанлиқи хатирилиниду. Буйилқи хатириләш паалийитидә, тәйвән президенти чен шуйбйән вә тәйвән мәмурий мәһкимә башлиқи җаң җүншуң қатарлиқ дөләт әрбаблири, 20 йилдин буянқи демократик һәрикәтләр көзгәзмиси уюштурған.
Бу көзгәрмигә тәйвән хәлқи һәрбий һаләт йүргүзүшкә қарши намайиш қилғанда җаң кәйшиниң қораллиқ сақчилири намайишчиларни муһасиригә алған көрүнүшләр; хәлқ сайлимиған 'дөләт вәкиллири' йиғинларда ухлаватқан көрүнүшләр; тәйвәнликләр хәлқниң сөзләш әркинликини боғушқа қаршилиқ көрситип өзини көйдүрүвалған көрүнүшләр; чен шуйбйән, ли шюлйән қатарлиқ демократийичиләр һәрбий һаләт йүзгүзүшкә қарши һәрикәт елип барған көрүнүшләрниң әйни вақиттики фото нусхиси қоюлған.
Әркинлик вә кишилик һоқуқни мустәбитләрдин қайтуривелиш наһайити көп қан төкүш бәдилигә кәлгән
Б б с ниң хәвәр қилишичә, чен шуйбйән қатарлиқ дөләт рәһбәрлири қилған сөзидә, җаң кәйши тәйвәндә һәрбий һаләт йүргүзгән йиллар тәйвәндики әң қараңғу-зулмәтлик йиллар болғанлиқи; җаң кәйшиниң һәрбий җасуслири һәтта америкиға берип язғучиларға қәст қилғанлиқи; әйни йилларда тәйвән хәлқи наһайити зор бәдәл төлигәнлики, әркинлик вә кишилик һоқуқни мустәбитләрдин қайтуривелиш наһайити көп қан төкүш бәдилигә кәлгәнлики җәһәттики вәқәләрниң җәрянини баян қилған.
Һазир тәйвәндики чиңйүн университетида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан доктор әркин әкрәмниң мулаһизә қилишичә, җаң кәйши тәйвәндә йүргүзгән һәрбий һаләтниң әмәлдин қалдурулуши демократийиниң түрткиси арқисида әмәлгә ашқан.
Доктор әркин әкрәмниң баян қилишичә, тәйвәндә гоминдаң (милләтчи партийә) йүргүзгән сиясәт билән чоң қуруқлуқта гуңчәндаң(коммунист партийә) йүргүзгән сиясәт охшаш.
Тәйвәндә чоң кәчүрүм елан қилинғандин кейинла мәһбусларниң җаза муддити қисқартилған
Америка авазиниң баян қилишичә, җаң кәйши 1949 - йили тәйвәнгә қәдәм басқандин башлап 1987- йилиғичә җәми 38 йил һәрбий һаләт йүргүзгән. Бу дуня буйичә әң узун йүргүзүлгән һәрбий һаләт. Бу җәрянда 140 миң тәйвәнлик зиянкәшликкә учриған.
Җаң кәйши тәйвәндә йүргүзгән һәрбий һаләт әмәлдин қалдурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийитидин кейинла, тәйвән президенти 7 - айниң 16 - күни қанун палатаси мақуллиған чоң кәчүрүм қанунини җакарлиған. Бу чоң кәчүрүм қануниға асасланғанда, өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар муддәтсиз қамақ җазасиға, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлар 10 йиллиқ қамақ җазасиға, йили бәлгилинип җаза һөкүм қилинғанларниң болса % 50 җаза муддити қисқартилидикән.
Бу қанун елан қилинған мушу бир күн ичидә, түрмидики 10 нәччә миң мәһбусниң җаза муддити қисқартилип қоюп берилгән. Бу тәйвән түрмилиридики мәһбуслар саниниң% 38 ни тәшкил қилиду.
Доктор әркин әкрәмниң баян қилишичә, тәйвәндә елан қилинған чоң кәчүрүм қануни тәйвәндики демократик түзүм шараитида кишилик һоқуққа һүрмәт қилишниң кәң даиридә ипадилиниши болуп һесаблиниду .(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"
- Чен шүйбйән: һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин
- Тәйвәндики гоминдаңниң 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'кә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Афғанистан парламенти тәрипидин қобул қилинған кәчүрүм қануни тәнқиткә учриди
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (2)
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси канададики уйғурлар билән сөһбәт өткүзди