Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
2007.07.20
Тәйвән һөкүмити 7 - айниң 20 - күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға 'тәйвән' дегән нам билән кириш үчүн рәсмий илтимас сунди. 'Франсийә агентлиқи'ниң тәйбейдин баян қилишичә, тәйвән буниңдин бурун 'җуңхуа минго' дегән нам билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға кириш үчүн 14 йил һәрикәт қилип мувәппәқийәт қазиналмиди.
Әмди тәйвән һөкүмити буйил 5 - айда 'тәйвән' дегән нам билән дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш үчүн илтимас йоллиған иди. Тәйвәнниң бу һәрикити қисмән даиридә қоллашқа еришти. Әмди тәйвән һөкүмити йәнә 'тәйвән' дегән нам билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн илтимас йоллиди.
Тәйвән һөкүмити б д т ға әз болуш үчүн үчүн төт җәһәттин шәрт һазирлиғанлиқини гәвдиләндүрди
'Америка авази'ниң хәвәр қилишичә, һазирқи тәйвән һөкүмитиниң бу қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн йоллиған илтимасида, тәйвәндики 23 милйон хәлқниң б д т қануниниң тәң -баравәрлик принсипи асасида, униңға әз а болуп кириш һоқуқи барлиқи; тәйвәндә һазир% 77 дин артуқ дөләт пуқраси б д т д гә 'тәйвән' дегән нам билән киришни қоллаватқанлиқи; тәйвән һазир дуня буйичә 18 - орунда туридиған иқтисадий гәвдә, 16 - орунда туридиған сода дөлити вә 7 - орунда туридиған мәбләғ салғучи дөләт болуп туруватқанлиқи үчүн, тәйвән аллиқачан б д т ға әза болуш шәртини һазирлап болғанлиқи гәвдиләндүрүлгән.
1949 - Йили җуңхуа минго тәйвәнни бөлүвалған иди
'Ройтрс агентлиқи'ниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, коммунист хитай һөкүмити тәйвәнниң б д т гә әза болуш һәрикитини 'җуңгодин бөлүнүп чиқишқа урунғанлиқ' дәп әйиблигән вә тәйвәнни 'җуңгониң бир қисми' дәп тәкитлигән. Хәвәрдә баян қилинишичә, тәйвән хитайда йүз бәргән ички урушниң нәтиҗисидә, 1949 - йили бөлүнүп чиққан иди.
Чоң қуруқлуқтики коммунист һөкүмити 1971 - йили җуңхуа мингониң б д т дики орнини тартивалди. Шуниңдин кейин, тәйвәндики җуңхуа минго б д т гә қайтидин кириш үчүн һәрикәт қилип кәлгән болсиму, әмма нәтиҗиси көрүнмиди.
Доктор әркин әкрәмниң америка-хитай мунасивитидики тәйвән мәсилиси һәққидики мулаһизиси
Һазир тәйвәндики чиңйүн университетида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан доктор әркин әкрәм тәйвәнниң б д т гә кириш һәрикити тоғрисида мулаһизә йүргүзүп, өткән әсрниң 70 - йиллирида башланған америка -хитай депломатийиси астидики тәйвән мәсилиси, 80 - йиллардин кейин тәйвәндә демократийиниң тәрәққи қилғанлиқи, тәйвәндә җуңхуа мингочилар ғәлибә қилалмай келиватқанлиқи һәққидә тохталди.
Тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәлиши, ахириқи һесабта тәйвән хәлқниң қәтий ирадисигә бағлиқ
Доктор әркин әкрәм тәйвәнниң б д т гә әз болуп киришиниң истиқбали һәққидә тохталғанда, гәрчә тәйвән бу йолда көп қейинчилиққа дуч кәлсиму, әмма тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәлиши, ахирқи һесабта йәнила тәйвән хәлқниң қәтий ирадисигә бағлиқ дәп көрсәтти . (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня буйичә әң узун давамлашқан һәрбий һаләт - тез тәрәққи қиливатқан демократийә
- Тәйвән хитайда ишләнгән алтә хил аяғқа қарита төкүп сетиш беҗи елишқа башлиди
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Тәйвән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллайду
- Тәйвән даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш үчүн омум хәлқ аваз қоюш пиланидин ваз кәчмиди
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"
- Хоңкоң сумруғ телевизийә тор бетидә, һөсәйин җелил қатарлиқ уйғур мустәқилчилири һәққидә мақалә
- Чен шүйбйән: һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин
- Хитайниң тәйвән ишханиси 'тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ' дәп җакарлиди
- Ли деңхуйниң японийидики шәхсий зиярити хитайниң ғәзипини қозғиди
- Америка мудапиә министирлиқи доклатида, хитайни тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Тәйвәндики гоминдаңниң 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'кә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси