Гоминдаңниң партийә мүлкини мусадирә қилиш тәҗрибисидин қандақ пайдилиниш керәк?
2008.01.04
Тәйвәндә һазир гоминдаң партийисиниң мүлкини мусадирә қилиш давамлишиватиду. Әркин асия радиосиниң обзорчиси, узундин буян коммунист партийә тарихини тәтқиқ қилип келиватқан, һазир тәйвәндә туруватқан лин бавхуа әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мулаһизә елан қилди. Лин бавхуа әпәнди мулаһизисидә тәйвәндики гоминдаң партийиси билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийини селиштурушқа әһмийәт бәрди.
Гоминдаң билән коммунист партийиниң қайси әң чоң бай?
- Партийә мүлкиниң көплики җәһәттин ейтқанда, тәйвәндики гоминдаң дуня буйичә әң бай партийә, - дәп мулаһизисини башлайду лин бавхуа әпәнди, - гоминдаң өзиниң мүлки барлиқини очуқ етирап қилиду. Әмма чоң қуруқлуқтики коммунист партийә буниңға охшимайду. У өзиниң мүлки барлиқини етирап қилмайду, хитайдики мүлүкниң һәммисини 'хәлқниң мүлки', 'дөләтниң мүлки' дәп атайду. Мана бу мушу икки партийиниң пәрқи вә коммунист партийиниң һилигәрлики.
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, гоминдаң өзиниң партийә мүлки барлиқини очуқ етирап қилип кәлгән болғачқа, тәйвәндә демократийә йолға қоюлғандин кейин, гоминдаңниң қанунлуқ мүлки һазирму мәвҗут. Хитайда әһвал ундақ әмәс, әгәр хитай демократийиләшсә, өзиниң мүлки барлиқини очуқ етирап қилмиған коммунист партийиниң хитайда һечқандақ мүлки болмайду, пүтүн мүлүк хәлқниң өзиниң мүлки болуп кетиду. Мүлүк хәлқниң қолиға өтсила, коммунист партийә гумран болиду. Шуңлашқа коммунист партийә һазир демократийигә қарши туриду.
Хитайниң асасий қанунида 'коммунист партийә рәһбәрлик қилиду' дәп бәлгиләнгән, шуңлашқа 'хәлқниң мүлки', 'дөләтниң мүлки' дегәнниң һәммисини коммунист партийә өзиниң мүлки қиливалди. Бу мәнидин ейтқанда, коммунист партийә дуня буйичә әң бай партийә. Йәр астидин тартип асмандики һава бошлуқиғичә һәммиси коммунист партийиниң мүлки.
Хитайда хусусий ширкәт дегәнләрму әмәлийәттә коммунист партийиниң мүлки
Тәйвәндики гоминдаң партийиси билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийиниң мустәбитлик җәһәттә һечқандақ пәрқи йоқ. Әмма тәйвәндә сода- тиҗарәт йәнила шәхсийләрниң игиликидә. Чоң қуруқлуқтики коммунст партийә болса хусусий игиликкә йол қоймайду. Хитайда ислаһат елип берилғандин кейин, гәрчә дөләт игиликидики ширкәтләр %50, қалған %50и шәхсийләрниң игиликидә дейилсиму, банка, електир қуввити, кан - байлиқ қатарлиқ әң чоң һәл қилғуч ширкәтләрниң һәммиси йәнила дөләт игиликидә.
Хусусй ширкәтләргиму йәнила коммунист партийә рәһбәрлик қилиду. Бундақ ширкәтләр коммунист партийигә беқиниду. Әгәр коммунист партийигә қарши турса, у өзини сақлап қалалмайду, дәрһал дөләт игиликигә өтүп кетиду. Демәк хитайдики хусусий ширкәт дегәнләрму әмәлийәттә коммунист партийиниң мүлки. Шаңхәйдики әң чоң бай җу җеңйи, униң байлиқи хусусий мүлүк, әмма у пүтүнләй җаң земин аилиси вә шаңхәйдики партийә әмәлдарлири билән тил бириктүрүп бай болған. Бундақ тил бириктүрүш болмиса униң әң чоң бай болуп туруши мумкин әмәс.
Тәйвәндә пәқәт гоминдаңниң қанунсиз мүлки мусадирә қилиниду
Тәйвән демократик дөләт болғачқа, пәқәт 'гоминдаңниң адаләтсиз, қанунсиз мүлки мусадирә қилиш' ни оттуриға қойди, әгәр гоминдаңниң әзалири ианә қилған мүлүк болса, бундақ партийә мүлки мусадирә қилинмайду. Әмәлийәттә гоминдаңниң қанунсиз мүлки наһайити көп. японға қарши уруш ғәлибә қилғандин кейин, әйни вақиттики хитай һөкүмити вәкил әвәтип японлуқларниң тәйвәндики мүлкини өткүзүвалған. Мәсилән: тәйвән шекири, тәйвән тамакиси, тәйвән симунти дәп атилидиған япон ширкәтлири өткүзивелинғандин кейин, у гоминдаңниң партийә мүлки дәп аталмай, дөләт игиликидики ширкәт дәп аталған иди. Шуңлашқа һазир бу ширкәтләргә тәйвәндә қайси партийә һоқуқ тутса шу партийә башқурғучи әвәтиду. У гоминдаңниң партийә мүлки дәп һесабланмайду.
Әмма гоминдаң дөләт билән партийини бир гәвдә қиливалған партийә болғачқа, дөләт өткүзүвалған бундақ мүлүкниму өзиниң мүлки қиливалған. Һәтта японлардин өткүзүвалған бәзи ширкәтләрни гоминдаң өзиниң яшлар иттипақи, аяллар бирләшмиси дегән тәшкилатлириға соға қиливәткән. Әмма японларниң киноханилирини гоминдаң өзиниң қиливалған. Кейин киноханиларни чеқип, орниға чоң бина салдуруп, йәр -земин содисида наһайити көп пайдиға еришкән. Гоминдаңниң бундақ қанунсиз мүлки наһайити көп. Бу мүлүкниң бир қисми һазир 'мәбләғ селиш' дегән нам билән чоң қуруқлуққа йөткәп кетилди. Лйән җән қатарлиқлар чоң қуруқлуққа салған мәбләғ дәл мушундақ мәбләғ. Тәйвәндә мусадирә қилинидиған гоминдаңниң партийә мүлки дәл мушундақ қанунсиз мүлүк.
Гоминдаң һоқуққа еришиш үчүн пулни айимай хәҗләйду
Һазир тәйвәндики гезитләрдә, телевизорларда гоминдаңниң сайлам еланлири наһайити көп, тәйвәндики минҗиндаңниң еланлири аз, булар наһайити җапа - мушәққәт ичидә хизмәт қилиду, чүнки пули йоқ. Гоминдаң һоқуққа еришиш үчүн, әгәр һазир пул хәҗләп һоқуққа иришивалмисақ, бәрибир мусадирә қилинип кетиду, дәп пулни айимай хәҗләватиду. Һоқуқ тутуш үчүн җан тикиватиду. Һәтта сайлайдиғанларға пара бериду.
Һазир тәйвәндә ахбарат, тәптиш, қанун органлирида ишләватқанларниң ичидә гоминдаңниң адими көп. Гоминдаң өзидин чиққан парламинт әзалириға сайламда ғәлибә қилиши үчүн һәр бир кишигә 5 милйондин пул бәргәнлики мәлум.
Шинҗаңдики чоң қурулушларму йәрлик хәлқниң өзигә қайтиду
Чоң қуруқлуқта демократийә түзүми тикләнсә, коммунист партийиниң мүлки болмайду, һәммиси хәлқниң өзигә қайтиду. Чүнки у пүтүн мүлүк хәлқниң мүлки дәп атап кәлмәктә. Коммунист партийә шинҗаңниң байлиқини өзиниң қиливелиш үчүн 'дөләтниң әң чоң енергийә мәркизи' дәп елип барған һәр хил чоң қурулушларниң һәммиси йәрлик хәлққә қайтиду. Бу ширкәтләрниң башқурғучилири алмаштурулсила,коммунист партийә униңдин пайдилиналмайду.
Чоң қуруқлуқта коммунист партийиниң 70 милйон әзаси бар. Һазирқи билимлик кишиләрни коммунист партийә өзигә әза қиливалди, сетивалди. Әза болмиған, сетилмиғанларни бесивәтти, әгәшмигәнләрни билимсиз қалдурди. Коммунст партийигә қарши туридиғанларниң билим қурулмиси улардин төвән, муқим партийиси яки мустәһкәм тәшкилати йоқ. Коммунист партийә ағдурулғанда, ширкәтләрни башқуридиған коммунист болмиған кишиләрдин шунчивала рәһбәрни тепип чиқиш асанға чүшмәслики мумкин. Бу чоң қуруқлуқ билән тәйвәнниң охшимайдиған йери.
Һазир тәйвәндә гоминдаңчилар минҗиндаңчиларни қабилийәтсиз дәп яратмайду, әмәлийәттиму бурун гоминдаңға әгәшмигәнләр надан қалдурулған болғачқа, уларда билимлик адәм аз, һазир минҗиндаң һоқуқ тутқандин кейин, уларниң қол астида иш биҗиришкә лаяқәтликләр йәнила гоминдаңчилар, улар әгәшсила һесаб, бурун гоминдаңға қарши туруш хиялида болғанлар болсила һесаб. Демәк билимлик адәм қәһәтчилики бир милләт үчүн наһайити муһим мәсилә, бу тәйвән тәҗрибиси. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән омум хәлқ райини синашта ғәлибә қилса қандақ ақивәтләр мәйданға келиду
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- 7- Нөвәтлик хәлқара оттура асия тәтқиқат йиғини тәйвәндә ечилди
- Хитайниң олимпик үлгиси гетлер германийиси боламду яки җәнубий корийиму?
- " Мустәқиллиқ тәңри ата қилған һәқтур"
- Америка авам палатаси тәйвәнгә қорал сетип бериш қарар лайиһиси мақуллиди
- Тәйвән боғузида җиддийлик пәйда қиливатқан қайси тәрәп?
- Канада тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиши керәк
- Хитай билән тәйвән оттурисида олимпик мәшили мәсилисидә йәнә йеңи талаш -тартиш йүз бәрди
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти